Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 12
12
Яман иҗарикәшләр һәққидики тәмсил
1Андин һәзрити Әйса уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди:
— Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини қоршапту. Үзүм шаравини ишләш үчүн үзүмзарлиққа бир көлчәк қаздурупту вә бир күзәтхана яситипту. Кейин үзүмзарлиқни иҗаригә берип, өзи жирақ бир йәргә кетипту. 2Үзүмләрни үзидиған мәзгил кәлгәндә, у һосулниң бир үлүшини елип келишкә қуллиридин бирини иҗарикәшләрниң йениға әвәтипту.
3Лекин иҗарикәшләр һелиқи қулни тутувелип, думбалап, қуруқ қол қайтурупту. 4Ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту. Иҗарикәшләр униңму баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту. 5Кейин ғоҗайин йәнә бир қулини әвәтипту, лекин у өлтүрүлүпту. Йәнә бир мунчә қуллирини әвәтипту, уларниңму бәзилири таяқ йәп, бәзилири өлтүрүлүпту. 6Ғоҗайинниң йенида бирла адими, йәни униң сөйүмлүк ялғуз оғлила қапту. У оғлумниғу һөрмәт қилар, дәп иҗарикәшләрниң йениға әң ахирида уни әвәтипту. 7Лекин иҗарикәшләр өз ара: «Бу болса ғоҗайинниң мирасхори. Келиңлар, уни өлтүрүветәйли, үзүмзарлиқ бизгә оңчә қалсун», дейишипту. 8Шундақ қилип, уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға сөрәп ачиқиветипту. 9Бундақ әһвалда, үзүмзарлиқниң ғоҗайини бу иҗарикәшләрни қандақ қилиду? Җәзмән уларни өлтүрүп, үзүмзарлиғини башқиларға иҗаригә бериду. 10Силәр Зәбурдики мону сөзләрни зади оқумиғанмидиңлар?
«Қурулушчилар ташлавәткән Таш
Қурулушниң һул Теши болуп қалди.
11Бу Пәрвәрдигар тәрипидиндур,
Биз үчүн әҗайип бир иштур».
12Һәзрити Әйсаниң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнгән йәһудийларниң чоңлири Уни тутқун қилмақчи болди. Лекин хәлиқтин қорқуп, Уни ташлап кетип қалди.
Баҗ тапшуруш мәсилиси
13Шуниңдин кейин йәһудийларниң чоңлири һәзрити Әйсани Униң Өзиниң сөзлири билән қапқанға чүшириш мәхситидә пәрисийләрдин вә Римдин тайинланған Һирод падишаниң тәрәпдарлиридин бәзиләрни Униң йениға әвәтти. 14Улар келип һәзрити Әйсаға:
— Устаз, Сизниң сәмимий адәм екәнлигиңизни, һеч кимгә үз-хәтир қилмайдиғанлиғиңизни билимиз, чүнки кишиләрниң сиртқи қияпити билән һесаплашмай, уларға Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип кәлдиңиз. Сизгә Рим императори Қәйсәргә баҗ тапшурушимиз Тәврат қанунимизға хилапму қандақ? #12:14 Әйни вақитта йәһудийлар римлиқларниң зулуми астида яшаватқан болуп, әгәр һәзрити Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәп азатлиқни издигән кишиләргә яқматти. Мабада кишиләрни баҗ тапшурмаслиққа чақирса, Рим империясиға қарши чиққан болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ һәзрити Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, Униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан. Зади баҗ тапшурамдуқ яки тапшурмамдуқ? — дейишти.
15Уларниң сахтипәзлигини билгән һәзрити Әйса:
— Немишкә Мени сөзүм арқилиқ илиндурмақчи болуватисиләр? Маңа бир данә күмүч тәңгә бериңлар, көрүп бақай, — деди.
16Пул елип келинди, һәзрити Әйса улардин:
— Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди.
— Рим императори Қәйсәрниң, — дейишти улар.
17— Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. Улар һәзрити Әйсаниң сөзлиригә һәйран қелишти.
Тирилишкә мунасивәтлик мәсилә
18Өлгәнләр тирилмәйду, дәп қарайдиған садуқий диний еқимидикиләр һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
19— Устаз, Муса пәйғәмбәр Тәвратта: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, өлгән кишиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим», дәп язған. 20Бурун йәттә ака-ука өткән екән, чоңи өйлинип пәрзәнт қалдурмайла аләмдин өтүпту. 21Кәйнидики иниси йәңгисини әмригә елип, уму пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. Кәйнидики инисиму шундақ бопту. 22Шундақ қилип, йәттинчисигичә уни елип чиқипту. Лекин һеч қайсиси пәрзәнт көрмәй аләмдин өтүпту. Ахирида у аялму аләмдин өтүпту. 23Әнди сорайдиғинимиз шуки: Қиямәт күни бу аял кимниң аяли болуп тирилиду? Чүнки йәттә қериндашниң һәммиси уни аяллиққа алғандә! — дейишти.
24Һәзрити Әйса уларға мундақ җавап бәрди:
— Силәр Муқәддәс Язмиларни вә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар үчүн мана мошундақ хаталишисиләр әмәсму?!
25Өлүмдин тирилгәндин кейин инсанлар асмандики периштәләргә охшаш, хотун алмайду, әргә тәгмәйду. 26Өлүмдин тирилиш мәсилиси һәққидә Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвратта оқумидиңларму? Әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар аллибурун аләмдин өткән болсиму, Тәвраттики «Тикәнликниң көйүши» һәққидики баянда Худа уларни тирик һесаплап: «Мән Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар етиқат қилип кәлгән Худа болимән!» дәйду. 27Демәк, Худа өлүкләрниң әмәс, тирикләрниң Худасидур. Силәр тамамән хаталаштиңлар.
Әң муһим әмир
28Уларниң муназирисини аңлиған вә һәзрити Әйсаниң уларға яхши җавап бәргәнлигини көргән бир Тәврат устази һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
— Пүтүн әмирләрниң ичидә әң муһими қайси? — дәп сориди.
29Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Әң муһими шуки, «Аңлиғин, әй исраиллар! Пәрвәрдигаримиз болған Худа бирдин-бир Худадур. 30Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин». 31Йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй». Мана булардин муһим әмир йоқ.
32— Тоғра ейттиңиз, Устаз, — деди Тәврат устази һәзрити Әйсаға, — «Худа бирдур, Униңдин башқиси йоқтур», дегиниңиз дурус. 33Инсанниң Худани пүтүн қәлби, пүтүн әқли вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши Худаға аталған һәр қандақ көйдүрмә қурванлиқ вә һәдийәләрдинму муһимдур.
34Һәзрити Әйса униң әқиланә җавап бәргәнлигини көрүп:
— Сиз Худаниң Падишалиғидин жирақ әмәссиз, — деди.
Шуниңдин кейин Униңдин һеч ким соал сорашқа петиналмиди.
Қутқазғучи-Мәсиһниң салаһийити
35Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида тәлим бериветип, мундақ соални оттуриға қойди:
— Тәврат устазлири Қутқазғучи-Мәсиһни падиша Давутниң Әвлади, дәп турувалса қандақ болиду? 36Давут падиша өзи Муқәддәс Роһниң илһами билән мундақ дегәнғу:
«Пәрвәрдигар Ғоҗайинимға ейттики:
‹ Мән Сениң дүшмәнлириңни
Айиғиң астида дәссәткичә,
Мениң оң йенимда олтарғин! › »
37Қутқазғучи-Мәсиһ падиша Давутниң Әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Ғоҗайиним» дегән йәрдә Мәсиһ униңдин улуқ болмамду?!
Һәзрити Әйсаниң Тәврат устазлирини әйиплиши
У йәрдики җамаәт һәзрити Әйсаниң сөзини зоқ билән аңлатти. 38Һәзрити Әйса тәлим берип мундақ деди:
— Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Узун тонларни кийивелип ғадийип жүрүшкә амрақ келиду. Базарларда башқиларниң өзлиригә салам берип һөрмәтлишини, 39ибадәтханиларда алаһидә орунда олтиришини, зияпәтләрдиму төрдә олтиришни яхши көриду. 40Улар тул аяллардин пайда елип, уларниң мал-мүлкини йәвелип, андин әттәй башқилар көрсун дәп, узундин-узун дуа қилиду. Улар җәзмән техиму қаттиқ җазаға тартилиду!
Тул аялниң сәдиқиси
41Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтханидики сәдиқә жиғилидиған җайниң алдида олтирип, өз сәдиқилирини ташлаватқан җамаәткә қарап туратти. Нурғун байлар сандуққа хелә көп пул ташлиди. 42Бир кәмбәғәл тул аялму келип, бир нәччә тийинла қиммитидики икки тәңгини ташлиди.
43Һәзрити Әйса шагиртлирини йениға чақирип, уларға мундақ деди:
— Билип қоюңларки, бу намрат тул аялниң сәдиқиси Худаниң нәзәридә һәммиңларниңкидин көп. 44Чүнки башқилар өзлириниң ашқан байлиқлиридин сәдиқә қилди. Лекин бу аял намрат туруп, өзиниң бар-йоқини — тирикчилик қилидиған һәммә нәрсисини сәдиқә қилди.
Currently Selected:
Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 12: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti