YouVersion Logo
Search Icon

Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 11

11
Һәзрити Әйсаниң тәнтәнә билән Йерусалимға кириши
1Һәзрити Әйса шагиртлири билән Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йези­ларға кәлгәндә, икки шагиртини 2мундақ дәп алдин-ала әвәтти:
— Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, йетиләп келиңлар. 3Әгәр бири силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң буниңға һаҗити чүшти, бир дәмдин кейин қайтуруп бериду», дәңлар.
4Улар берип, йол үстидики бир өйниң дәрвазиси йенида бағлақ­лиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар чулвурини йешиватқан чағда, 5у йәрдә турған бәзи кишиләр:
— Тәхәйни йешип немә қилисиләр? — дейишти. 6Шагиртлар һәз­рити Әйсаниң дегәнлирини ейтқанда, һелиқи кишиләр уларға йол қойди. 7Шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз чапанлирини салди. Һәзрити Әйса тәхәйгә минди. 8Нурғун халайиқниң бәзилири чапанлирини, бәзилири өп-чөридики етиз­лардин кәскән шах-шумбиларни йолға паяндаз қилип салди. 9Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр:
«Худаға шүкүр!
Пәрвәрдигаримизниң намида Кәлгүчигә мубарәк болсун!
10Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң Избасариға Әҗдадимиз Давутниң падишалиғиниң мубарәк болсун!
Әң бүйүктики Худаға шүкүрләр ейтилсун!» дәп вақиришатти.
11Һәзрити Әйса Йерусалимға берип мәркизий ибадәтхана #11:11 Мәркизий ибадәтхана — әйни чағда йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири болуп, бу йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә пәқәт Йерусалимдики мәркизий ибадәтханидила қурванлиқ қилиш тоғра болатти. һойли­лириға кирди вә һәммә нәрсини көздин кәчүрди. Бирақ кәч кирип қалғачқа, он икки шагирти билән биллә йәнә Бәйтанияға қайтти.
Мевисиз әнҗир дәриғи
12Әтиси улар Бәйтаниядин чиққанда, һәзрити Әйсаниң қосиғи ечип кәткән еди. 13У жирақта барақсан бир түп әнҗир дәриғини көрүп, һеч болмиғанда тоң әнҗир болсиму барду, дәп униңға қарап маңди. Дәрәқниң йениға барғинида, йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапал­миди. Бу әнҗир пишидиған вақит әмәс еди. 14Һәзрити Әйса дәрәққә:
— Буниңдин кейин һеч ким сениң мевәңни йемигәй! — деди. Шагиртлириму буни аңлиди.
Һәзрити Әйсаниң мәркизий ибадәтханини тәртипкә селиши
15Улар Йерусалимға кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойли­лириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәмми­сини һайдап чиқиришқа башлиди. Пул тегишидиғанларниң покәйли­рини вә кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп, 16мал көтиривал­ған һәр қандақ адәмниң ибадәтхана һойлилиридин өтүшигә рухсәт қилмиди. #11:16 Ибадәтхана һойлилирида сетилған һайван вә учар қанатлар хәлиқниң қурванлиқ қилиши үчүн еди. Ибадәтханиға сәдиқә бәргүчиләр пулини йәрлик пулға тегишкәндин кейин бериши керәк еди.
17У хәлиққә тәлим бәргәндә мундақ деди:
— Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм пүткүл хәлиқ­ләрниң дуа-тилавәтханиси дәп аталсун», дегән сөзи йезилған әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.
18Алий роһанийлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, һәзрити Әйсани уҗуқтуруветишниң чарисини издәшкә башлиди. Улар һәзрити Әйса­дин қорқатти, чүнки пүтүн халайиқ Униң тәлимигә һәйран еди.
19Кәчқурунлири һәзрити Әйса билән шагиртлири шәһәрниң сиртиға чиқип кетәтти.
Әнҗир дәриғидин елинидиған ибрәт
20Әтиси әтигәндә һәзрити Әйса билән шагиртлири әнҗир дәриғи­ниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини көрүшти. 21Түнүгүнки вақиәни есигә алған Петрус:
— Устаз, қараң, Сиз қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди.
22Һәзрити Әйса уларға җававән мундақ деди:
— Худаға ишиниңлар. 23Билип қоюңларки, ким бу таққа: «Қозғал, деңизға ташлан!» десә вә көңлидә гуманланмай, ейтқанлириниң әмәлгә ешишиға ишәнч қилса, униң тәливи иҗавәт болиду.
24Шуниң үчүн силәргә ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр қандақ нәрсигә ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда тәливиңлар иҗавәт болиду.
25Орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә қосақ көпү­гүңлар барлиғи ядиңларға кәлсә, уни кәчүрүңлар. Шу чағда асмандики Атаң­ларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду. { 26Силәр башқи­ларни кәчүрүм қилмисаңлар, асмандики Атаңларму силәрниң гуналириң­ларни кәчүрүм қилмайду.}
Һәзрити Әйсаниң һоқуқиниң сүрүштүрүлүши
27Улар йәнә Йерусалимға қайтип кәлди. Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Униң йениға келип:
28— Сиз қиливатқан ишларни қайси һоқуққа тайинип қилива­тисиз? Сизгә бундақ қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.
29Һәзрити Әйса уларға:
— Мән авал силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бериң­лар. Шу чағда Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән. 30Ейтиңларчу, Йәһия пәйғәмбәргә чөмүлдүрүш һоқуқини Худа бәргәнму яки инсанларму? — деди.
31Улар өз ара муназирә қилишқа башлап:
— «Худа бәргән» десәк, У: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһияға ишәнмидиңлар?» дәйду. 32Бирақ биз қандақму: «Инсанлар бәргән» дәләләймиз?! — дейишти. Чүнки улар Йәһияни һәқиқәтән пәйғәмбәр дәп һесаплайдиған хәлиқтин қорқатти.
33Буниң билән улар һәзрити Әйсаға:
— Билмәймиз, — дәп җавап беришти.
— Ундақта, Мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливат­қанлиғимни ейтмаймән, — деди һәзрити Әйса уларға.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in