Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Әң муһими шуки, «Аңлиғин, әй исраиллар! Пәрвәрдигаримиз болған Худа бирдин-бир Худадур. Пәрвәрдигариң болған Худани пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин». Йәнә бир әмир болса «Хошнаңни өзәңни сөйгәндәк сөй». Мана булардин муһим әмир йоқ.