Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3
3
Йәһия пәйғәмбәрниң тәлим бериши
1-2Рим императори Тибериюсниң һөкүмранлиғиниң он бәшинчи жили Худадин чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһияға сөз кәлди. Шу чағда Йәһудийә өлкисидә Понтий Пилатус һаким еди. Һирод хан Җәлилийә өлкисидә, Һирод ханниң иниси Филип хан Итурийә-Трахонитис өлкисидә, Лисаняс хан Абилиний өлкисидә һакимийәт жүргүзүвататти. Һаннандин кейин Қаяпа баш роһанийлиқ қиливататти. 3Худадин кәлгән сөз бойичә Йәһия пәйғәмбәр Иордан дәрияси вадисидики районларни кезип жүрүп:
— Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Товва қилғанлиғиңларни билдүрүш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилиңлар. Шундақ қилғанда, Худа силәрни кәчүрүм қилиду! — дәп җакалиди.
4Бу һәқтә Йәшая пәйғәмбәр Муқәддәс Язмиларда мундақ дәп язған еди:
«Баяванда бир киши:
‹ Дилиңларни Рәббимизниң келишигә тәйяр қилиңлар!
Униң йоллирини түз қилиңлар!
5Җилғилар толтурулиду,
Чоң-кичик тағлар пәслитилиду,
Әгри йоллар түзлиниду,
Егиз-пәс йоллар тәкшилиниду.
6Шундақ қилип, пүтүн инсан Худаниң қутқузуш йолини көрәләйдиған болиду! › дәп җар салиду».
7Халайиқ Йәһия пәйғәмбәрниң алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн топ-топ болуп келишти. Бирақ Йәһия пәйғәмбәр уларға:
— Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәптин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?! 8Әгәр «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрикитиңлар билән испатлаңлар. Униң үстигә өзәңларчә «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Худа бовимиз Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду. 9Палта дәрәқниң йилтизиға йеқинлашқандәк, Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида. Яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду, — деди.
10Көпчилик униңдин:
— Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.
11— Икки қур кийими барлар, бир қурини йоқларға бәрсун, йәйдиғини барларму шундақ қилсун, — дәп җавап бәрди Йәһия пәйғәмбәр.
12Хәлиқни алдайдиған бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили Йәһия пәйғәмбәрниң алдиға келип:
— Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.
13— Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди Йәһия пәйғәмбәр уларға.
14Бәзи ләшкәрләрму униңдин:
— Бизчу? Қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти.
Йәһия пәйғәмбәр уларға:
— Башқиларниң пулини зорлуқ яки төһмәтләр билән еливалмаңлар. Иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.
15Хәлиқ Қутқазғучи-Мәсиһниң келишини үмүт билән күтмәктә еди. Һәммиси Йәһия пәйғәмбәрни көрүп, ичидә «Қутқазғучи мошу кишимиду?» дәп ойлашти. 16Шуниң үчүн Йәһия пәйғәмбәр уларға:
— Мән силәрни суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғиниң жиплирини йешишкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду. 17У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди.
18Йәһия пәйғәмбәр һәр хил йоллар билән хәлиққә несиһәт қилди вә Хуш Хәвәрни йәткүзди. 19Униңдин башқа, Йәһия пәйғәмбәр Һирод ханни өгәй акисиниң аяли Һиродийәни тартивалғанлиғи вә нурғунлиған яман ишларни қилғанлиғи үчүн әйиплиди. 20Нәтиҗидә Һирод хан техиму еғир яман иштин бирни қилди, йәни Йәһия пәйғәмбәрни зинданға ташлиди.
Һәзрити Әйсаниң чөмүлдүрүлүши
21Йәһия пәйғәмбәр зинданға ташлиништин бурун, нурғун адәм униңдин чөмүлдүрүшни қобул қилған еди. Шу чағда һәзрити Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асман ечилди. 22Муқәддәс Роһ кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонди. Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.
Һәзрити Әйсаниң нәсәбнамиси
23Һәзрити Әйса Худа йолида хизмәт қилишқа киришкән вақитта оттуз яшларда еди. Кишиләрниң нәзәридә У Йүсүпниң Оғли еди. Йүсүп Елийниң оғли, 24Елий Мәттатниң оғли, Мәттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли, 25Йүсүп Мататияниң оғли, Мататия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Нағайниң оғли, 26Нағай Маһатниң оғли, Маһат Мататияниң оғли, Мататия Шимийниң оғли, Шимий Йосехниң оғли, Йосех Юданиң оғли, 27Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зерубабилниң оғли, Зерубабил Шалтийәлниң оғли, Шалтийәл Нәрийниң оғли, 28Нәрий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Адиниң оғли, Ади Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли, 29Ер Йәшуниң оғли, Йәшу Елийәзәрниң оғли, Елийәзәр Йоримниң оғли, Йорим Мәттатниң оғли, Мәттат Лавийниң оғли, 30Лавий Шимонниң оғли, Шимон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонамниң оғли, Йонам Әляқимниң оғли, 31Әляқим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Мататаниң оғли, Матата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли, 32Давут Йишайниң оғли, Йишай Обидниң оғли, Обид Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Аминадабниң оғли, 33Амминадаб Рамниң оғли, Рам Һесронниң оғли, Һесрон Парәсниң оғли, Парәс Йәһуданиң оғли, 34Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Наһорниң оғли, 35Наһор Серухниң оғли, Серух Рағуниң оғли, Рағу Пәләгниң оғли, Пәләг Әбәрниң оғли, Әбәр Шалаһниң оғли, 36Шалаһ Қенанниң оғли, Қенан Арпахшадниң оғли, Арпахшад Самниң оғли, Сам Нуһниң оғли, Нуһ Ламикниң оғли, 37Ламик Мәтушәлаһниң оғли, Мәтушәлаһ Һанухниң оғли, Һанух Яретниң оғли, Ярет Маһалалилниң оғли, Маһалалил Қенанниң оғли, 38Қенан Еношниң оғли, Енош Шитниң оғли, Шит Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.
Currently Selected:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 3: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti