Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4
4
Һәзрити Әйсаниң синилиши
1Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһқа чөмүп, Иордан дәриясидин қайтип кәлгәндин кейин, Муқәддәс Роһ Уни чөл-баяванға елип барди. 2Һәзрити Әйса у йәрдә қириқ күн шәйтан тәрипидин синалди. У җәриянда һеч нәрсә йемиди. Бу вақит тошқанда, Униң қосиғи таза ачқан еди.
3Буни билгән шәйтан Униңға:
— Әгәр Сән расттинла Худа Оғли болсаң, мошу ташни нанға айландуруп йә! — деди.
4Һәзрити Әйса униңға җававән:
— Тәвратта: «Инсан пәқәт нан биләнла яшимайду», дәп йезилған, — деди.
5Шәйтан йәнә Уни егиз җайға чиқирип, көзни жумуп ачқичә Униңға дуниядики барлиқ дөләтләрни көрситип:
6-7— Әгәр маңа сәҗдә қилсаң, мана бу дөләтләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи вә шан-шавкәтләрниң һәммисини Саңа тәғдим қилимән. Чүнки буларниң һәммиси маңа тапшурулди. Мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән, — деди.
8Һәзрити Әйса җавап берип, мундақ деди:
— Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән.
9Андин шәйтан һәзрити Әйсани Йерусалимға елип барди вә мәркизий ибадәтханиниң әң егиз җайиға чиқирип, мундақ деди:
— Худа Оғли болсаң, мошу йәрдин сәкрәп баққина! 10Чүнки Тәвратта: «Худа периштәлиригә Сени қоғдаш тоғрилиқ әмир қилған, 11путуңниң ташларға урулмаслиғи үчүн, Сени қоллирида тутувалиду», дәп йезилған әмәсму?
12— Тәвратта: «Рәббиңлар Худани синап беқишқа болмайду!» дәпму йезилған, — деди һәзрити Әйса.
13Шәйтан һәр хил усулда һәзрити Әйсани синап аздуралмиғандин кейин, Уни вақитлиқ ташлап кетип қалди.
Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә
14Һәзрити Әйса Муқәддәс Роһниң күч-қудритигә чөмгән һалда Җәлилийә өлкисигә қайтип кәлди. Узун өтмәй, Униң нами шу әтраптики районларға тарқалди. 15У ибадәтханиларда кишиләргә тәлим берип, уларниң махтишиға сазавәр болди.
16У Өз жути Насирә шәһиригә келип, дәм елиш күни адәттикидәк ибадәтханиға барди. У өрә туруп Муқәддәс Язмиларни оқумақчи болғанда, 17ибадәтхана хизмәтчиси Униңға Йәшая пәйғәмбәрниң Язмисини бәрди. У уни ечип, мону айәтләр йезилған йәрни тепип оқуди:
18-19«Худаниң Роһи Мениң вуҗудумда. Чүнки У Мени кәмбәғәлләргә Хуш Хәвәр йәткүзүшкә таллап, күч-қудрәт ата қилди.
У Мени тутқунларға: ‹ Азат болисиләр! › қарғуларға: ‹ Көрәләйдиған болисиләр! › дәп җакалашқа әвәтти.
Худа Мени езилгәнләрни әркинликкә ериштүрүшкә, Худаниң хәлқини қутқузуш вақтиниң йетип кәлгәнлигини уқтурушқа әвәтти».
20Һәзрити Әйса Язмини йепип ибадәтхана хизмәтчисигә қайтуруп бәргәндин кейин, тәлим бәргили олтарди. Пүтүн ибадәтханидикиләр көзлирини Униңдин үзмәй қарап олтиришти. 21У көпчиликкә:
— Силәр аңлиған бу айәт бүгүн әмәлгә ашурулди, — деди.
22Буни аңлиған көпчилик Униң яхши гепини қилишти вә Униң меһир-шәпқәтлик сөзлиригә һәйран қелишти. Бирақ бәзиләр:
— Қандақ гәп? Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.
23Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп:
— Силәр чоқум Маңа «Әй тевип, авал өзәңни сақайт!» дегән тәмсилни әслитип, «Кәпәрнаһум шәһиридә яратқан мөҗүзилириңдин хәвәр таптуқ. Әнди Өз жутуңдиму бирәр карамәт көрсәтмәмсән?» демәкчи болуватисиләр. 24Бирақ шуни билип қоюңларки, һеч қандақ пәйғәмбәр өз жутида һәргиз қарши елинмайду. 25Илияс пәйғәмбәр вақтида уда үч жил алтә ай ямғур яғмай, Исраилниң һәммә йеридә қурғақчилиқ йүз бәргән болуп, у йәрдиму ачарчилиқта қалған нурғун бечарә тул аяллар бар еди. 26Бирақ улар Худани рәт қилғачқа, гәрчә Илияс пәйғәмбәр йәһудий болсиму, уларниң һеч қайсисиға ярдәм беришкә әвәтилмигән. Әксичә Сидон вилайитиниң Сәрәпәт шәһиридики йәһудий әмәс һелиқи тул аялғила мөҗүзә көрситишкә әвәтилгән.
27Йәнә шуниңға охшаш, Елиша пәйғәмбәр заманида Исраилда мохо #4:27 Мохо кесили — бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак», дәп қаратти. кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин улар Худани рәт қилғачқа, Елиша пәйғәмбәр һелиқи Сурийәлик Наман исимлиқ йәһудий әмәс кишинила сақайтишқа әвәтилгән! — деди.
28Ибадәтханидикиләр бу сөзләрни аңлап, Униң: «Худа әнди силәргә әмәс, бәлки йәһудий әмәсләргә меһир-шәпқәт көрситиду!» демәкчи болғанлиғини билип, дәрғәзәпкә кәлди. 29Һәммиси орнидин турушуп, һәзрити Әйсани яр үстигә қурулған бу шәһәрниң сиртиға һайдап апирип, ярдин жиқитип өлтүрмәкчи болушти. 30Бирақ һәзрити Әйса кишиләр арисидин бемалал меңип чиқип кәтти.
Һәзрити Әйсаниң җинларни һайдаветиши
31Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум шәһиригә қайтип барди. У йәрдә йәһудийлар дәм алидиған шәнбә күнлири ибадәтханиға берип, хәлиққә тәлим берип турди. 32Униң тәлимини аңлиғанлар һәйран қелишти. Чүнки У Худадин кәлгән алаһидә һоқуқ билән тәлим бәрди. 33Ибадәтханида җин чаплашқан бир киши болуп, униңдики җинлар:
34— Әй насирәлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Бизни йоқатмақчимусән? Мән Сениң кимлигиңни билимән. Худа әвәткән Муқәддәссән! — дәп вақирап кәтти.
35Бирақ һәзрити Әйса униңдики җинға буйруқ қилип:
— Ағзиңни жум, бу адәмниң тенидин чиқ! — деди. Җин һелиқи адәмни кишиләр алдидила жиқитиветип, уни һеч немә қилмай тенидин чиқип кәтти.
36Буниңдин һәйран болған көпчилик бир-биригә:
— Униң сөзлири немә дегән күчлүк! У дәрвәқә җинларға буйруқ қилиш һоқуқи вә қудритигә егә екән! Җинлар расттинла чиқип кәтти, — дейишти. 37Шуниңдин кейин һәзрити Әйсаниң нами шу әтраптики районларға тарқилип кәтти.
Һәзрити Әйсаниң нурғун кесәлләрни сақайтиши
38Һәзрити Әйса ибадәтханидин чиқип Симунниң өйигә барғанда, Симунниң қейинаниси кесәл болуп, қизитмиси өрләп қалған еди. Шуңа улар һәзрити Әйсадин уни сақайтип беришни өтүнүп сориди. 39Һәзрити Әйса кесәл аялниң йениға берип, униң қизитмисиниң йенишини буйриди. Қизитма шу ан йенип кәтти. У аял дәрһал орнидин туруп, уларни күтүшкә башлиди.
40Күн петиш вақтида кишиләр һәр хил кесәлләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса уларға қолини бир-бирләп тәккүзүп қойған еди, улар сақийип кәтти. 41Кишиләрниң тенидин чиққан җинлар: «Сән Худа Оғли!» дәтти. Чүнки улар Униң Қутқазғучи-Мәсиһ екәнлигини биләтти. Бирақ һәзрити Әйса болса уларни әйипләп, уларниң гәп қилишиға йол қоймиди.
42Таң атқанда һәзрити Әйса шәһәрдин чиқип, тинич бир җайға кәтти. Көпчилик Уни издәп жүрүп, ахири тапти вә Уни кәткүзмәй өзлири билән биллә турғузмақчи болушти. 43Лекин һәзрити Әйса уларға:
— Башқа шәһәр-йезиларғиму берип Худаниң Падишалиғиға даир Хуш Хәвәрни тарқитишим керәк. Чүнки Худа Мени бу хизмәт билән әвәткән, — деди.
44Шуниң билән һәзрити Әйса йәһудийларниң һәр қайси районлиридики ибадәтханиларда тәлим бәрди.
Currently Selected:
Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 4: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti