Йәһия пәйғәмбәр зинданға ташлиништин бурун, нурғун адәм униңдин чөмүлдүрүшни қобул қилған еди. Шу чағда һәзрити Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асман ечилди. Муқәддәс Роһ кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, Униң үстигә қонди. Андин асмандин Худаниң: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Сәндин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.