YouVersion Logo
Search Icon

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 2

2
Һәзрити Әйсаниң дунияға келиши
1Йәһия пәйғәмбәр туғулған күнләрдә Рим императори Авғустус Рим империясидики барлиқ хәлиққә нопус тизимлаш буйруғини чүшәрди. 2Тунҗа қетимлиқ бу нопус тизимлаш, Киринийниң Сурийә өлкисигә һаким болуп турған вақтида елип берилған еди. 3Чүширилгән буйруқ бойичә һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтишти.
4Шуниң билән падиша Давутниң әвладидин болған Йүсүпму Җәли­лийә өлкисидики Насирә шәһиридин чиқип, Йәһудийә өлкисидики падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисиға кәтти. 5У кәлгүси аяли Мәрийәмниму тизимлинишқа биллә елип барди. Мәрийәм болса һамилдар еди. 6Улар Бәйтләһәм йезисида турған вақтида Мәрийәм­ниң ай-күни тошуп қалди. 7Бирақ меһманханиларда уларға өй чиқми­ғачқа, бир атханида турушқа мәҗбур болди. Мәрийәм шу йәрдә тунҗа Оғлини туғуп, закилап, атниң оқуриға ятқузди.
Периштәләрниң падичиларға көрүнүши
8Бәйтләһәм йезисиниң әтрапида бәзи падичилар далада түнәп, падилириға қаратти. 9Шу күни уларға Худаниң бир периштәси көрүнүп, Худаниң парлақ нури уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин қорқуп кәтти. 10Бирақ периштә уларға:
— Қорқмаңлар! Мән силәргә пүтүн хәлиқни хошал қилидиған бир Хуш Хәвәрни йәткүзимән. 11Бүгүн падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисида Рәббиңлар болған Қутқазғучи-Мәсиһ #2:11 Мәсиһ — пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан, Худа тәрипидин талланған, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишани көрситиду. дунияға кәлди! 12«Уни қандақ тоналаймиз?» дәп сорисаңлар, у йәргә бериң­лар. Шу чағда атниң оқуриға ятқузулған закилақлиқ бир Бовақни көрисиләр. Бу силәргә берилгән бәлгүдур, — деди.
13Бирдинла һелиқи периштәниң әтрапида башқа нурғунлиған периштәләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:
14«Әң бүйүктики Худаға шан-шәрәпләр болсун!
Униң йәр йүзидә йеқин көргән бәндилиригә аманлиқ болсун!» дейишти.
15Периштәләр улардин айрилип асманға чиқип кәткәндин кейин, падичилар бир-биригә:
— Бәйтләһәм йезисиға берип, Худа бизгә уқтурған бу вақиәни көрүп келәйли, — дейишти.
16Улар дәрһал Бәйтләһәмгә берип, Мәрийәм билән Йүсүпни тепип, оқурда ятқан Бовақни көрди. 17Падичилар әһвални көргәндин кейин, периштә ейтқан Бовақ һәққидики сөзләрни кишиләргә йәткүзди. 18Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегинигә һәйран қелишти. 19Мәрийәм болса, бу ишларниң һәммисини өз көңлидә сақлап, чоңқур ойлиди. 20Падичилар қайтишип, Худаға мәдһийә ейтишти. Чүнки көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси периштәниң ейтқинидәк болуп чиққан еди.
Ата-анисиниң һәзрити Әйсани Худаға атиши
21Бовақ туғулуп сәккизинчи күни Униң хәтниси қилинди вә Әйса дәп исим қоюлди. Бу периштә У техи анисиниң қосиғида пәйда болмиған вақиттила қойған исим еди.
22-23Мәрийәмниң қирқи тошқанда, Худаниң Муса пәйғәмбәргә бәргән әмридики «Тунҗа оғул Худаға мәнсүп» дегән бәлгүлимигә асасән, Йүсүп билән Мәрийәм Балини мәркизий ибадәтханида Худаға аташ үчүн, Йерусалимға елип барди. 24Униңдин башқа, Худаниң Тәвраттики әмри бойичә, бир аялниң туғуттин кейин тазилиниши үчүн, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини ибадәтханида роһанийларниң қурванлиқ қилишиға апирип бериши керәк еди. #2:24 Тәвратта ейтилишичә, бир аял бала туққандин кейин, диний җәһәттә «напак», дәп қарилиду. Туғуп қириқ күн тошқанда, қурванлиқ қилип, қайта «пак» һаләткә келиду.
25Шу чағларда Йерусалимда Шимон исимлиқ бир киши өткән болуп, Худаға садақәтмән, бу дурус адәм Худаниң исраилларға тәсәл­ла беридиған Қутқазғучини әвәтишини интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униңға яр еди. 26У Муқәддәс Роһтин кәлгән аяндин өзиниң һаят вақтида Пәрвәрдигар тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһни көрәләйдиғанлиғини билгән еди. 27Йүсүп билән Мәрийәм ибадәтханиға барған күни Муқәддәс Роһ Шимонниму ибадәтханиға башлап барди. Һәзрити Әйсаниң ата-аниси Балини көтирип кирип, Тәвратта бәлгүләнгән ишларни ада қилмақчи болуватқанда, 28Шимон уларниң алдиға берип Балини қучиғиға елип, Худаға мундақ мәдһийә ейтти:
29«Әй Егәм, сөзүңдә турдуң Сән.
Әнди бу аләмдин кәтсәм, разимән.
30Чүнки дегиниңдәк өз көзүм билән көрдүм,
31Пүтүн инсанларға һазирлиған Қутқазғучиңни.
32У Сениң Кимлигиңни пүтүн йәһудий әмәсләргә билдүридиған Нурдур,
Хәлқиң исраилларниң шан-шәривидур!»
33Балиниң ата-аниси Шимонниң Бала һәққидә ейтқанлириға һәйран қелишти. 34Шимон уларға бәхит тиләп, Мәрийәмгә мундақ деди:
— Мана! Бу Бала Худа тәрипидин Исраилдики нурғун киши­ләрниң һалак болуши вә нурғун кишиләрниң қутқузулуши үчүн тайинланди. Гәрчә У Худаниң бешарити болсиму, нурғун кишиләр Уни һақарәтләп, рәт қилиду. 35Шуниң билән уларниң көңлидики мәхпий ғәрәзләр ашкарилиниду. Униң рәт қилиниши билән, сениң жүригиңгә өткүр бир қилич санчилғандәк, қәлбиң қайғудин өртиниду.
36Ибадәтханида Ашир қәбилисидин болған Пануилниң қизи Һанна исимлиқ қерип қалған бир аял пәйғәмбәрму бар болуп, у турмушқа чиқип, ери билән йәттә жил биллә яшап, 37кейин тул қалған еди. У сәксән төрт яшқа киргән болуп, ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, роза тутуп, кечә-күндүз дуа қилип, Худаға ибадәт қилатти. 38Шимон гепини түгитиши билән, Һанна йетип келип Худаға шүкүр ейтти һәм исраилларниң қутқузулушини күтүватқан барлиқ халайиққа Бала тоғрисида сөз қилди.
39Йүсүп билән Мәрийәм Тәвратта бәлгүләнгән ишларниң һәмми­сини ада қилғандин кейин, Җәлилийә өлкисидики өз жути Насирә шәһиригә қайтти. 40Һәзрити Әйса чоң болғансири сағлам вә әқил-парасәтлик болуп йетишти. Худаниң меһир-шәпқитиму Униңға яр болуп кәлди.
Яш Әйса ибадәтханида
41Һәзрити Әйсаниң ата-аниси һәр жили «Өтүп кетиш» һейтида #2:41 «Өтүп кетиш» һейти — бу йәһудийларниң Мисирдики қуллуқ һаятидин қутулған күнини хатириләш һейти. Йерусалимға баратти. 42Һәзрити Әйса он икки яшқа киргән жили, улар Уни елип, адити бойичә Йерусалимға йәнә барди. 43Һейт түгигәндин кейин ата-аниси өйигә қарап йол алди, һәзрити Әйса болса Йерусалимда қалди. Бу иштин ата-анисиниң хәвири йоқ еди, 44чүнки улар һәзрити Әйсани һәмралири билән биллә келиватиду, дәп ойлиған еди. Бир күн йол жүргәндин кейин, улар туққан-бурадәрлири арисидин Уни издәшкә башлиди. 45Издәп тапалмиғандин кейин, кәйнигә йенип Йерусалимға берип издиди.
46Үчинчи күни һәзрити Әйсани мәркизий ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлап, улардин соал сораватқанниң өзидә тапти. 47Униң сөзлирини аңлиған­ларниң һәммиси Униң әқлигә вә бәргән җаваплириға һәйран қелишти. 48Ата-анисиму буни көрүп наһайити һәйран қелишти, бирақ аниси Униңға:
— Вай Балам! Немишкә бизгә уқтурмай қелип қалдиң? Дадаң икки­миз Сәндин бәк әнсирәп, издимигән йеримиз қалмиди! — деди.
49— Издәшниң немә һаҗити? Һәҗәва, силәр Мениң чоқум Атам­ниң өйидә болидиғанлиғимни билмәмдиңлар? — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса. 50Лекин улар бу сөзниң мәнасини чүшәнмиди.
51Һәзрити Әйса улар билән Насирә шәһиригә қайтти. У һәр қандақ ишта ата-анисиниң гепигә кирәтти. Аниси йүз бәргән бу ишларниң һәммисини көңлидә чиң сақлиди. 52Шундақ қилип, һәзрити Әйсаниң бой-турқи вә әқил-парасити йетилип, Худаниң вә кишиләрниң зоқини кәлтүридиған болди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in