YouVersion Logo
Search Icon

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 1

1
Муқәддимә
1Һөрмәтлик Теофилос җанаплири,
Сизгә мәлумки, нурғун кишиләр һәзрити Әйсаниң аримизда қилған ишлирини хатириләшкә киришкән еди. 2Улар хатириләштә, бу ишларни баштин-ахир өз көзи билән көрүп, Худаниң Хуш Хәви­рини тарқатқанларниң баянлирини асас қилған. 3Мән буларниң һәмми­сини баштин тәпсилий тәкшүрүп, ениқлап чиққанлиғим үчүн, буларни тәртиви бойичә йезип, сизгә мәлум қилишни лайиқ таптим. 4Буниңдики мәхсәт, сизгә һәзрити Әйса һәққидә аңлиған тәлимләр­ниң ишәнчликлигини билдүрүштур.
Йәһия пәйғәмбәрниң дунияға келишидин бешарәт
5Һирод падиша йәһудийлар районлирида һөкүмранлиғини жүргүзү­ватқан чағларда, Зәкәрия исимлиқ бир роһаний өткән еди. У илгирики роһаний Абия топиға тәвә болуп, өз новити кәлгәндә Йерусалимдики мәркизий ибадәтханида #1:5 Мәркизий ибадәтхана — әйни чағда йәһудийларниң нурғун ибадәтханилири болуп, бу йәһудийларниң әң көп жиғилип ибадәт қилидиған җайи еди. Худаниң әмри бойичә пәқәт Йерусалимдики мәркизий ибадәтханидила қурванлиқ қилиш тоғра болатти. ишләтти. Униң аяли Елизабетму тунҗа баш роһаний Һарунниң әвлатлиридин еди. 6Улар иккилиси Худаниң нәзәридә дурус кишиләрдин болуп, Худаниң пүтүн әмир-пәрманли­риға қаттиқ әмәл қилатти. 7Амма улар пәрзәнт көрмигән еди. Чүнки Елизабет туғмас еди, униң үстигә иккилиси қерип қалған еди.
8Бир күни Зәкәрия вә униң қисмидики роһанийлар мәркизий ибадәт­ханида новити бойичә роһанийлиқ вәзиписини ада қилива­татти. 9Улар һәр күни адити бойичә ибадәтханиниң муқәддәс җайиға кирип, Худаниң һозурида исриқ селишқа бир роһаний таллаш үчүн чәк ташлатти. У күни чәк Зәкәрияға чиқти. 10У муқәддәс җайға кирип исриқ селиватқанда, ибадәткә кәлгән җамаәт ташқирида дуа қилиши­вататти. 11Туюқсиз исриқданниң оң тәрипидә Зәкәрияға Худа әвәткән бир периштә көрүнди. 12Зәкәрия қорққинидин һодуқуп кәтти, 13бирақ периштә униңға:
— Әй Зәкәрия, қорқмиғин! Худа дуайиңни қобул қилди. Аялиң Елизабет саңа бир оғул туғуп бериду, униң исмини Йәһия қойғин. 14У саңа хошал-хорамлиқ елип келиду, униң дунияға келиши билән нурғун кишиләр хурсән болушиду. 15У Худаниң нәзәридә улуқ болиду, һарақ-шарап ичмәйду. У анисиниң қосиғидики вақтидин тартипла Худаниң Муқәддәс Роһиға чөмгән болиду. 16У нурғун исраилларни Рәббимиз Худаниң йолиға қайтуриду. 17У Худа тәрипидин худди Илияс пәйғәмбәргә ата қилинғандәк роһ вә күч-қудрәткә толған һалда, өзидин кейин келидиған Қутқазғучидин авал әвәтилип, ата билән балиларниң мунасивитини яңливаштин инақлаштуруп, Худаға бойсунмайдиғанларни адилларниң әқиланә йоллириға қайтуруп, хәлиқни Рәббиниң хизмитини қилишқа тәйяр қилиду, — деди.
18— Мән қерип қалдим, аялимниң йешиму бир йәргә берип қалған турса, бундақ болуши мүмкинму? Мән уни немидин биләләймән? — дәп сориди Зәкәрия периштәдин.
19Периштә:
— Мән Худаниң һозуридики Җәбраил болимән. Мени Худа саңа бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә әвәтти. 20Вақит-саати кәлгәндә, сөзлирим чоқум әмәлгә ашурулиду. Бирақ буниңға ишәнмигәнлигиң үчүн тилиң тутулиду. Бала туғулмиғичә зуванға кәлмәйсән, — дәпла көздин ғайип болди.
21Бу чағда Зәкәрияни күтүп турғанлар униң муқәддәс җайда немә үчүн бунчивала кечиккәнлигини чүшәнмәй һәйран болушти. 22Көпчи­лик униң муқәддәс җайдин чиқип, гәп қилалмай, қоллири арқилиқ ишарәт қилип мәхситини билдүргәнлигидин, униң муқәддәс җайда бирәр ғайибанә аламәтни көргәнлигини чүшәнди.
23Зәкәрия ибадәтханидики новәтчилик муддити тошуши биләнла өйигә қайтти. 24Дәрвәқә, узун өтмәй униң аяли Елизабет һамилдар болуп, бәш айғичә тала-түзгә чиқмиди. 25У: «Әнди Рәббим маңа яхши­лиқ қилип, мени халайиқ алдида номустин қутқузди», деди.
Һәзрити Әйсаниң дунияға келишидин бешарәт
26-27Елизабет һамилдар болуп алтә ай болғанда, Худа периштә Җәбраи­лни Җәлилийә өлкисидики Насирә дегән шәһәргә, Мәрийәм исимлиқ бир қизниң қешиға әвәтти. Мәрийәм билән Давут падиша­ниң әвладидин болған Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди.
28Җәбраил Мәрийәмниң алдиға берип:
— Салам саңа, әй Худаниң шәпқитигә муйәссәр болған қиз. Рәббим саңа ярдур! — деди.
29Буниңдин бәк тәмтирәп кәткән Мәрийәм бу сөзләрниң мәнаси немиду, дәп ойлиди. 30Җәбраил униңға:
— Әй Мәрийәм, қорқмиғин. Сән Худаниң шәпқитигә ериштиң. 31Һамилдар болуп бир Оғул туғисән, исмини Әйса #1:31 Әйса — «Пәрвәрдигар қутқузиду» дегән мәнани билдүриду. қойғин. 32У улуқ болиду, улуқ Худа Уни Оғлум, дәп атайду. Пәрвәрдигар Худа Уни әҗдади падиша Давутниң тәхтигә олтарғузиду. 33У Яқупниң җамаити болған исраилларниң мәңгү Падишаси болиду, Униң Падишалиғи чәксиздур, — деди.
34— Мән техи қиз турсам, бу қандақму мүмкин болсун? — дәп сориди Мәрийәм периштәдин.
35— Худаниң Муқәддәс Роһи сениң вуҗудуңға чүшиду. Улуқ Худаниң күч-қудрити саңа сайә болуп йеқинлишиду. Шуңа сәндин туғулидиған муқәддәс Пәрзәнт Худа Оғли #1:35 Худа Оғли — бу нам һәргизму Худа билән һәзрити Әйсаниң оттурисидики җисманий җәһәттики ата-балилиқ мунасивәтни әмәс, бәлки роһий җәһәттики мунасивәтни билдүриду. дәп атилиду. 36Туққиниң Елизабетқа қара! Кишиләр уни туғмас дәтти. У һазир шунчә қерип қалған болсиму, униң оғулға қосақ көтәргинигә алтә ай болуп қалди. 37Чүнки Худа қилалмайдиған һеч қандақ иш йоқ, — деди Җәбраил.
38— Мән Худаниң хизмитигә тәйярмән, дегиниңиздәк болсун, — деди Мәрийәм. Шуниң билән Җәбраил униң йенидин кәтти.
Мәрийәмниң Елизабетни йоқлиши
39Узун өтмәй, Мәрийәм алдираш йолға чиқип, Йәһудийә өлкисиниң тағлиқ районидики бир шәһәргә барди. 40У йәрдә Зәкәрияниң өйигә кирип Елизабетқа салам бәрди. 41-42Елизабет Мәрийәмниң салимини аңлиғанда, қосиғидики бовақ типирлап кәтти. Елизабет Муқәддәс Роһқа чөмүп, жуқури аваз билән мундақ деди:
— Аяллар ичидә әң бәхитлик аялсән, қосиғиңдики бовақму бәхит­ликтур. 43Рәббимниң аниси болуш сүпитиң билән мени йоқлап кели­шиңгә мунасип әмәсмән. 44Салимиң қулиғимға киргәндә, қосиғим­дики бовақ сөйүнүп, типирлап кәтти. 45Сән «Худа маңа бәргән вәдисини җәзмән әмәлгә ашуриду», дәп ишәнгәчкә, нәқәдәр бәхитликсән!
Мәрийәмниң Худаға ейтқан мәдһийиси
46Мәрийәмму хуш болуп мундақ деди:
«Қәлбимдин улуқлаймән Рәббимни,
47Қутқузғучим Худа қилди хурсән дилимни,
48Яд әтти У мәндәк әрзимәс бир қулини.
Әвлаттин әвлатқичә бәхитлик, дәп атилармән шундин бери,
49Чүнки қадир Худа мән үчүн яратти улуқ ишларни.
Муқәддәстур Униң нами,
50Меһир-шәпқәт қилар У садақәтмәнләргә әвлаттин-әвлатқичә.
51Күчлүк қолини созуп, тар-мар қилди
Һейлә-микирлик тәкәббурларни.
52Тәхтидин чүшәрди У күчлүк һөкүмдарларни,
Көтәрди әрзимәсләрниң қәддини.
53Сориғанлирини бәрди еһтияҗлиқларға,
Қуруқ қол қайтурди Худаға еһтияҗсиз биз, дәп қариған байларни.
54Қилған вәдисини есидә тутуп, биз исраилларға рәһим қилди.
55Чүнки У әҗдадимиз Ибраһим һәм униң әвлатлириға
‹ Әвладиңға мәңгү меһир-шәпқәт көрситимән ›, дәп вәдә қилған еди».
56Мәрийәм Елизабетниң йенида үч айдәк туруп, өз өйигә қайтти.
Йәһия пәйғәмбәрниң дунияға келиши
57Елизабетниң ай-күни тошуп, бир оғул туғди. 58Худаниң униңға шун­чә чоң меһир-шәпқәт көрсәткәнлигини аңлиған холум-хошнилири вә уруқ-туққанлири униң билән бирликтә хошаллиққа чөмди.
59Бовақ туғулуп сәккиз күн болғанда, уруқ-туққанлар келип, бали­ниң хәтнисини қилип, униңға Зәкәрия дәп атисиниң исмини қой­мақчи болушти. 60Бирақ аниси:
— Яқ! Исми Йәһия болсун, — деди.
61— Болмайду! Уруқ-җамаитиңиз ичидә бундақ исимдикиләр йоққу! — дейишти уруқ-туққанлар қарши туруп.
62Андин улар балиниң атисидин пәрзәндигә немә исим қоюшни халайди­ғанлиғини ишарәт билән сорашти.
63Зәкәрия бир парчә тахтайни әкәлдүрүп, «Исми Йәһия болсун», дәп язди. Көпчилик интайин һәйран қелишти. 64Дәл шу чағда Зәкәрия қайта зуванға келип, Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди. 65Көпчилик Худаниң бу мөҗүзисини көрүп, әйминип кәтти. Бу хәвәр Йәһудийә өлкисиниң тағлиқ районлириға тарқалди. 66Бу иштин хәвәр тапқучилар: «Бу бала кәлгүсидә қандақ адәм болар?» дәп ойлашти, чүнки Худаниң күч-қудрити униңға яр еди.
Зәкәрияниң қутқузулуш һәққидики сөзлири
67Андин Йәһияниң атиси Зәкәрия Муқәддәс Роһқа чөмүп, пәйғәм­бәрлик сөз йәткүзүп, мундақ деди:
68«Пәрвәрдигар, йәни исраиллар етиқат қилип кәлгән Худаға мәдһийиләр ейтилсун!
Чүнки У шапаәт қилип, хәлқини қутқузди.
69-71У улуқ пәйғәмбәрлири арқилиқ вәдә қилғинидәк,
Бизни дүшмәнлиримиздин вә яман көргәнләрдин қутқузуш үчүн,
Хизмәткари болған падиша Давутниң әвладидин бир күчлүк Қутқазғучи тиклиди. #1:69-71 Гәрчә бу вақитта һәзрити Әйса техи туғулмиған болсиму, бирақ Зәкәрия Худадин кәлгән пәйғәмбәрлик сөз арқилиқ Мәрийәмниң һәзрити Әйсаға еғир аяқ екәнлигидин хәвәрдар еди.
72Әҗдатлиримизға илтипат әйләп,
Муқәддәс келишимини есигә алди.
73-75У әҗдадимиз Ибраһимға:
‹ Мән әвлатлириңни дүшмәнлиридин қутқузимән,
Вә уларни өмүр бойи Өз алдимда,
Садақәтмәнлик вә һәққанийлиқ билән,
Дүшмәнлиридин қорқмай, Маңа ибадәт қилидиған қилимән ›, дәп қәсәм бәргән.
76Саңа кәлсәк, әй балам,
Сәнму улуқ Худаниң пәйғәмбири, дәп атилисән.
Рәббимизниң йоллирини тәйярлаш үчүн һазирлиғучи болисән.
77Униң хәлқигә:
‹ Гуналириңлар кәчүрүм қилинип қутқузулисиләр! › дәп уқтурисән.
78-79Чүнки Худайимиз шәпқәтлик вә рәһимдилдур,
У асмандин таң шәпиғини елип келәр бизгә.
У нурини чачар,
Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси илкидә яшаватқанларға,
Башлар бизләрни аманлиқ йолиға».
80Йәһия күндин-күнгә чоң болуп, роһий җәһәттин йетилип қалди. У Исраил җамаити алдида Худаниң хизмитини қилишни башлиғичә, чөлләрдә яшап кәлди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in