Һамилдар болуп бир Оғул туғисән, исмини Әйса қойғин. У улуқ болиду, улуқ Худа Уни Оғлум, дәп атайду. Пәрвәрдигар Худа Уни әҗдади падиша Давутниң тәхтигә олтарғузиду. У Яқупниң җамаити болған исраилларниң мәңгү Падишаси болиду, Униң Падишалиғи чәксиздур, — деди.