Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19

19
Һәзрити Әйса билән Закай
1Һәзрити Әйса Ериха шәһиригә кирип өтүп кәтмәкчи болди. 2У йәрдә Закай исимлиқ бир баҗгирлар башлиғи болуп, у наһайити бай еди. 3У һәзрити Әйсаниң қандақ Адәм екәнлигини көрүшни арзу қилатти, лекин бойи пака болғачқа, кишиләр топи ичидин Уни көрәлмиди. 4Шуңа у жүгрәп, халайиқниң алдиға өтүп, бир түп үҗмә дәриғигә чиқивалди. Чүнки һәзрити Әйса бу йолдин өтәтти. 5Һәзрити Әйса у йәргә кәлгәндә, бешини көтирип Закайға қарап:
— Закай, чапсан чүш! Бүгүн Мән чоқум сениң өйүңдә қонимән, — деди.
6Закай дәрһал чүшүп, интайин хошал болған һалда һәзрити Әйса­ни өйигә апирип меһман қилди. 7Буни көргән җамаәт:
— Бу Адәм гунакарниң өйидә меһман болди! — дәп ғотулдишип кәтти.
8Закай орнидин туруп Рәббимиз Әйсаға:
— Я Рәббим, мән мал-мүлкүмниң йеримини кәмбәғәлләргә бөлүп беримән. Әгәр мән бирәр кишини алдап һәққини алған болсам, униңға төрт һәссә қатлап қайтуримән, — деди.
9— Бүгүн бу адәм қутқузулди. Чүнки у ишәнч билән өзиниң Ибраһимниң пәрзәнди екәнлигини көрсәтти. 10Инсан Оғли униңға охшаш азған адәмләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди һәзрити Әйса.
Садақәтлик болушниң лазимлиғи
11У чағда һәзрити Әйса пайтәхт Йерусалимға йетип келишкә азла қалғанлиғи үчүн, җамаәт хата һалда Униң Худаниң Падишалиғини тиклишигә аз қалди, дәп қаратти. 12Бирақ һәзрити Әйса уларға мун­дақ бир тәмсилни ейтип бәрди:
— Бир ақсүйәк падишалиқ тәхтигә егә болуп келиш үчүн жирақ бир йәргә қарап йолға чиқипту.
13Йолға чиқиштин илгири он чакирини алдиға чақирип, һәр биригә бирдин тилла берип: «Мән қайтип кәлгичә, буниң билән тиҗарәт қилиңлар, қени, қанчилик пул тапидикәнсиләр», дәпту. 14Бирақ жути­дикиләр бу ақсүйәккә өч болғачқа, кәйнидин адәм әвәтип: «Бу адәмниң бизгә падиша болушини халимаймиз», дәпту.
15Ақсүйәк падиша болуп қайтип кәлгәндин кейин, дәрһал һелиқи чакарлирини чақирип, һәр қайсисиниң оқәт қилип қанчилик пул тапқанлиғини билмәкчи болупту. 16Башта кәлгини:
«Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип он тилла таптим», дәпту. 17«Наһайити яхши! Сән яхши чакар екәнсән. Мән саңа һавалә қилған кичиккинә ишта ишәнчлик болуп чиққанлиғиң үчүн, мән сени он шәһәрни башқурушқа тайинлаймән», дәпту ғоҗайин. 18Иккинчи чакар келип: «Ғоҗайин, мән сиз бәргән тиллани ишлитип бәш тилла таптим», дәпту. 19«Сәнму бәш шәһәрни башқурисән», дәпту ғоҗайин.
20Бирақ үчинчи чакар келип: «Ғоҗайин, бәргән тиллайиңиз мана турупту. Мән уни қол яғлиғимға йөгәп өйдә сақлидим. 21Мән сиздин қорқимән, чүнки сиз қаттиқ адәм, башқиларға аманәт қойсиңиз, униң көпийишини, өзиңиз теримисиңизму, униң һосулини күтисиз», дәпту. 22«Әй яман чакар, сени ағзиңдин чиққан сөзлириң бойичә җазалаймән. Сән мениң теримай туруп жиғивалидиған, өзәмниң болмиғанни еливалидиған қаттиқ адәм екәнлигимни билип туруп, 23йәнә немә үчүн пулумни ғәзничиләргә аманәт қоймидиң? Мән қайтип кәлгәндә өсүми билән алмасмидим?» дәпту ғоҗайин. 24Кейин у йенидикиләргә: «Униң­дики тиллани елип, он тилла тапқан чакарға бериңлар!» дәп буйруқ қипту. 25«Ғоҗайин, униң он тилласи турса!» дейишипту улар. 26«Шундақ», дәпту ғоҗайин, «Берилгәнни толуқ ишләткәнләргә техиму көп берили­дудә, буниң билән улардики техиму көпийиду. Лекин берилгәнни ишләтмигәнләргә кәлсәк, уларниң бариму елип кетилиду. 27Мениң падиша болушумни халимиған дүшмәнлиримгә кәлсәк, уларни алдимға елип келип, каллисини елиңлар!»
Һәзрити Әйсаниң тәнтәнә билән Йерусалимға кириши
28Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, топниң алдида меңип, Йерусалимға қарап жүрүп кәтти. 29Зәйтун теғиниң етигидики Бәйтпаҗи вә Бәйтания дегән йезиларға йетип келәй дегәндә, икки шагиртини 30мундақ дәп алдин-ала әвәтти:
— Силәр алдимиздики йезиға бериңлар. Йезиға киргиниңларда, техи минилип бақмиған бир тәхәйниң бағлақлиқ турғанлиғини көрисиләр. Уни йешип, бу йәргә йетиләп келиңлар. 31Әгәр бири силәрдин: «Тәхәйни немишкә йешисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти», дәңлар.
32Улар берип қариса, дәл һәзрити Әйсаниң ейтқинидәк болуп чиқти. 33Улар тәхәйни йешиватқанда, егилири:
— Тәхәйни немишкә йешисиләр? — дәп сориди.
34— Рәббимизниң униңға еһтияҗи чүшти, — дәп җавап бәрди улар. 35Егилири мақул болғандин кейин, шагиртлар тәхәйни һәзрити Әйсаниң алдиға йетиләп келип, өз чапанлирини үстигә селип, һәзрити Әйсани йөләп миндүрди. 36Һәзрити Әйса маңғанда, хәлиқләр чапан­лирини йолға паяндаз қилип салди.
37Һәзрити Әйса Зәйтун теғидин чүшүп Йерусалимға йеқин қалған­да, Униң нурғун шагиртлири өз көзи билән көргән һәммә әҗайип мөҗүзиләр үчүн хурсәнлик билән вақирап, Худаға мәдһийә ейтишқа башлиди:
38«Пәрвәрдигаримизниң намида кәлгән Падишаға мубарәк болсун!
Инсан Худа билән яраштурулғуси, әң бүйүктики Худаға шан-шәрәп болсун!»
39Топниң ичидә бәзи пәрисийләр һәзрити Әйсаға:
— Устаз, шагиртлириңизниң ундақ гәп қилмай, җим болушини буйруғайсиз! — дейишти.
40— Улар җим турған тәғдирдиму, бу ташлар чеғида Худани мәдһийи­ләп чуқан селишқан болатти, — деди һәзрити Әйса уларға.
Йерусалим үчүн һәсрәт чекип жиғлаш
41Һәзрити Әйса Йерусалимға йетип кәлгәндә, шәһәрни көрүп, һәс­рәт­тә көз йеши қилип:
42— Әй йерусалимлиқлар! Неминиң силәргә аманлиқ кәлтүриди­ған­лиғини бүгүн билгән болсаңлар! Амма у һазир көзлириңлардин йошурундур. 43Шундақ күнләр келидуки, дүшмәнлириңлар шәһириң­ларниң әтрапиға қорған қуруп, силәрни төрт тәрәптин қоршавелип, 44силәрни вә балилириңларни йәр билән йәксән қилиду, һәтта бир тал һул тешиниму җайида қалдурмайду. Чүнки Худа силәргә шапаәт қилған пурсәтни пәриқ етәлмидиңлар, — деди.
Һәзрити Әйсаниң мәркизий ибадәтханини тәртипкә селиши
45Һәзрити Әйса мәркизий ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдап чиқирип, 46уларға:
— Муқәддәс Язмиларда Худаниң: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болсун», дегән сөзи йезилған. Лекин силәр буни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.
47Шу күнләрдә һәзрити Әйса һәр күни мәркизий ибадәтханида тәлим бәрди. Алий роһанийлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар Уни уҗуқтурувәтмәкчи болушти. 48Лекин қандақ қол селишни билмәтти. Чүнки пүтүн хәлиқ һәзрити Әйсаниң тәлимини аңлашқа шунчилик хуш­тар едики, Униң һәр бир еғиз сөзини қалдурмай, көңүл қоюп аңлатти.

നിലവിൽ തിരഞ്ഞെടുത്തിരിക്കുന്നു:

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 19: HZUTCYR

ഹൈലൈറ്റ് ചെയ്യുക

പങ്ക് വെക്കു

പകർത്തുക

None

നിങ്ങളുടെ എല്ലാ ഉപകരണങ്ങളിലും ഹൈലൈറ്റുകൾ സംരക്ഷിക്കാൻ ആഗ്രഹിക്കുന്നുണ്ടോ? സൈൻ അപ്പ് ചെയ്യുക അല്ലെങ്കിൽ സൈൻ ഇൻ ചെയ്യുക