Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 5

5
Көлчәк бойидики паләчниң сақайтилиши
1Буниңдин узун өтмәй йәһудийларниң бир һейти йетип кәлди. Шуңа һәзрити Әйса Йерусалимға барди. 2Йерусалимдики «Қой дәрвазисиниң» йенида ибраний тилида «Бәйтәста» дәп атилидиған бир көлчәк болуп, униң әтрапида бәш пешайван бар еди. 3Бу пешайванлар астида бир топ қарғу, току вә паләчләр йетишатти. {Улар йетип көлчәкниң сүйиниң чайқилишини күтәтти. 4Чүнки Худа­ниң бир периштәси туруп-туруп көлчәккә чүшүп, суни чайқай­дикән. Суниң чайқилишидин кейин көлчәккә биринчи болуп киргән киши һәр қандақ кесәлдин халас болидикән.} 5У йәрдә оттуз сәккиз жил кесәлниң дәрдини тартқан бир бемар бар еди. 6Һәзрити Әйса бу току адәмни көрди вә униң узундин бери шу әһвалда екәнлигини билип, униңдин:
— Сақийип кетишни халамсән? — дәп сориди.
7Бемар мундақ җавап бәрди:
— Һәзрәтлири, су чайқалғанда мени суға чүширидиған адимим йоқ. Мән чүшәй дегичә, башқилар мениң алдимда чүшүвалиду.
8Һәзрити Әйса униңға:
— Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп маң, — деди.
9Һелиқи адәм шу ан сақийип, орун-көрписини жиғиштуруп меңиш­қа башлиди.
Бу йәһудийларниң дәм елиш күни #5:19 Дәм елиш күни — бу йәһудийларниң ибадәт қилидиған муқәддәс күнини көрситиду. У күни ишләш қәтъий мәнъий қилинған. еди. 10Шуңа бәзи йәһудий ақса­қал­лири сақайған адәмгә:
— Бүгүн дәм елиш күни турса, Тәврат қанунимизда дәм елиш күни иш қилиш мәнъий қилинғанлиғини билип туруп, йәнә орун-көрпәңни көтирип жүрисәнғу! — деди.
11Лекин бемар уларға мундақ җавап бәрди:
— Мени сақайтқан Киши маңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән турса!
12— Саңа: «Орун-көрпәңни жиғиштуруп маң», дегән зади ким екән у? — дәп сорашти улар.
13Бирақ сақайған адәм һәзрити Әйсаниң Ким екәнлигини бил­мәтти. У йәрдә адәм көп болғанлиқтин, һәзрити Әйса Өзини далдиға елип, астағина кетип қалди.
14Бу иштин кейин һәзрити Әйса һелиқи адәмни мәркизий ибадәт­ханида көрүп:
— Кесилиңдин сақайдиң. Әнди гуна қилма, бешиңға техиму чоң бала-қаза келип қалмисун, — деди.
15Һелиқи адәм йәһудий ақсақаллириниң қешиға берип, өзини сақайтқан һәзрити Әйса екәнлигини уқтурди. 16Һәзрити Әйса бу ишларни дәм елиш күни қилғанлиғи үчүн, йәһудий ақсақаллири Униңға зиянкәшлик қилишқа башлиди. 17Лекин һәзрити Әйса уларға:
— Худа Атам та һазирғичә тохтимастин иш қилип кәлмәктә, Мәнму шундақ қилишим керәк, — деди.
18Шундақ қилип, йәһудий ақсақаллириниң Уни өлтүрүш нийити техиму күчәйди. Чүнки У дәм елиш күниниң қаидисини бузупла қалмастин, Худаниң Өз Атиси екәнлигини ейтиши билән, Өзини Худаға тәң қилған еди.
Һәзрити Әйсаниң һоқуқи
19Һәзрити Әйса бу шикайәтләргә җававән йәһудий ақсақаллириға мундақ деди:
— Билип қоюңларки, Оғли Өзлүгидин һеч немә қилалмайду. Пәқәт асмандики Атисиниң немә қиливатқанлиғини көрүп, андин шу ишни қилалайду. Атиси немә қилса, Уму шуни қилиду. 20Чүнки Атиси Уни сөйиду вә Өзиниң қилидиған барлиқ ишлирини Униңға көрситиду һәм Оғли арқилиқ силәрни һәйран қалдурғидәк техиму зор вә улуқ ишларни аян қилиду. 21Өлгәнләрни Атиси қандақ тирилдүрүп, уларға һаятлиқ ата қилған болса, Оғлиму шуниңға охшаш Өзи халиған кишиләргә мәңгүлүк һаят ата қилиду. 22Шундақла Атиси һеч кимни сораққа тартмайду, бәлки Оғли тартиду. Чүнки сораққа тартишниң пүтүн һоқуқини Оғлиға бәргәндур. 23Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду. 24Билип қоюңларки, сөзүмни аңлап, Мени Әвәткүчигә ишәнгәнләр мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду. Бундақ адәм сораққа тартилмайду, шундақла өлүмдин һаятлиққа өткән болиду.
25Билип қоюңларки, роһи өлүкләрниң Худа Оғлиниң авазини аңлайдиған вақит-саати йетип кәлмәктә, шундақла келип қалдики, аңлап ишәнгәнләр һаятлиққа егә болиду. 26Чүнки Атиси Өзи қандақ һаятлиқ мәнбәси болса, Оғлиниму шундақла һаятлиқ мәнбәси қилди. 27Йәнә Униңға сорақ қилиш һоқуқиниму бәрди, чүнки У Инсан Оғлидур. 28Буниңға һәйран болмаңлар, өлгәнләрниң һәммиси Мениң авазимни аңлайдиған вақит келиду 29вә улар йәрликлиридин чиқишиду. Яхшилиқ қилғанлар тирилип, мәңгүлүк һаятқа еришиду, яманлиқ қилғанлар тирилип сораққа тартилиду. 30Мән Өзлүгүмдин һеч немә қилалмаймән, пәқәт Атамниң ейтқини бойичә сорақ қилимән. Мениң һөкүмүм адилдур, чүнки Мениң нийитим Мениң ирадәмни әмәс, бәлки Мени Әвәткүчиниң ирадисини әмәлгә ашуруштур.
Худаниң һәзрити Әйсаға бәргән гувалиғи
31— Әгәр Өзәм үчүн Өзәм гувалиқ бәрсәм, гувалиғим бекар болиду. 32Лекин Мән үчүн гувалиқ беридиған башқа Бири бар. Униң Маңа беридиған гувалиғиниң растлиғини билимән. 33Йәһия пәйғәмбәргә адәм әвәткән әмәсмидиңлар? У һәқиқәткә гувалиқ бәргән. 34Әмәлиятта Маңа бир инсанниң гувалиғи керәк әмәс. Силәрни Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғиға ишинип қутқузулсун дәп, буларни ейтиватимән. 35Йәһия пәйғәмбәр нур чечип турған бир чираққа охшайду. Силәр униң йоруқлуғидин вақитлиқ болсиму һөзүрлинишни халидиңлар. 36Лекин Йәһия пәйғәмбәрниң Мән үчүн бәргән гувалиғидинму чоң бир гувалиқ бар. У болсиму, Мениң яратқан мөҗүзилирим, йәни Атам Мениң орунлишим үчүн Маңа тапшурған ишлардур. Булар Атамниң Мени әвәткәнлигигә гувалиқ бериду. 37Мени әвәткән Атам Өзиму Мән үчүн гувачидур. Силәр һеч қачан Униң авазини аңлимидиңлар, қияпитини көрмидиңлар. 38Униң сөзлири силәрниң қәлбиңлардин орун алмиди, чүнки Мени Униң әвәткинигә ишәнмидиңлар.
39Муқәддәс Язмиларни тәтқиқ қилисиләр, чүнки униңдин мәңгүлүк һаятқа егә болушниң йолини тапалаймиз, дәп қарайсиләр. Һәҗәва, бу Язмилар Мени Худа әвәтидиған Қутқазғучи дәп тонуштурған әмәсму? 40Шундақ туруп, силәр йәнә Мениң йенимға келип, һаятлиққа еришиш­ни халимайсиләр.
41Мән инсанларниң махтишини издимәймән, 42лекин Мән силәрни билимән, қәлбиңларда Худаға болған муһәббитиңлар йоқ. 43Мән Атам­ниң нами билән кәлсәм, силәр Мени қобул қилмайсиләр. Һалбуки, башқилар өз нами билән кәлсә, уни қобул қилисиләр. 44Силәр бир-бириңларниң махтишини қобул қилисиләрю, ялғуз Худаниң махти­шиға егә болушқа тиришмайсиләр. Бу һалда Маңа қандақму ишинә­ләйсиләр?
45Бирақ Мени үстимиздин Атамға шикайәт қилиду, дәп ойлимаң­лар. Үстүңлардин шикайәт қилидиған Мән әмәс, бәлки силәр үмүт бағлиған Муса пәйғәмбәрдур. 46Әгәр силәр расттин Муса пәйғәмбәргә ишәнгән болсаңлар, Маңиму ишәнгән болаттиңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда Муса пәйғәмбәр Мән тоғрилиқ язған. 47Лекин униң Муқәддәс Язмиларда язған сөзлиригә ишәнмисәңлар, Мениң сөзлиримгә қандақму ишинисиләр?

നിലവിൽ തിരഞ്ഞെടുത്തിരിക്കുന്നു:

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 5: HZUTCYR

ഹൈലൈറ്റ് ചെയ്യുക

പങ്ക് വെക്കു

പകർത്തുക

None

നിങ്ങളുടെ എല്ലാ ഉപകരണങ്ങളിലും ഹൈലൈറ്റുകൾ സംരക്ഷിക്കാൻ ആഗ്രഹിക്കുന്നുണ്ടോ? സൈൻ അപ്പ് ചെയ്യുക അല്ലെങ്കിൽ സൈൻ ഇൻ ചെയ്യുക