Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 16
16
Һәзрити Әйсаниң тирилиши
1Дәм елиш күни өткәндин кейин, мәҗдәллик Мәрийәм, Яқупниң аниси Мәрийәм вә Саломилар берип һәзрити Әйсаниң җәсидигә сүрүш үчүн хуш пурақлиқ буюмларни сетивалди. 2Һәптиниң биринчи күни #16:2 Шәнбә күни йәһудийларниң дәм елиш күни болуп, йәкшәнбә «һәптиниң биринчи күни» еди. улар таң сәһәрдә орнидин туруп, күн чиқиш билән тәң қәбиргә беришти. 3Улар өз ара: «Қәбирниң ағзидики ташни ким домилитишип берәр?» дейишти. 4У таш наһайити чоң еди. Бирақ улар башлирини көтирип қариғинида, ташниң бир янға домилитиветилгәнлигини көрди. 5Улар қәбиргә кирип оң тәрәптә ақ тон кийгән яш бир адәмниң олтарғанлиғини көргәндә, алақзадә болушти.
6У периштә уларға:
— Алақзадә болмаңлар, силәр чапрас яғачқа миқланған насирәлик һәзрити Әйсани издәватисиләр. У тирилди, У бу йәрдә әмәс. Мана У бурун қоюлған җай. 7Силәр берип Униң шагиртлириға, болупму Петрусқа: «Һәзрити Әйса Җәлилийәгә силәрдин авал баридикән, силәргә ейтқинидәк Уни шу йәрдә көридикәнсиләр», дәңлар, — деди.
8Уларни титрәк басти һәм алақзадә болушуп қәбирдин чиқип қачти. Қорқуп кәткәчкә, бу ишни һеч кимгә ейтмиди.
Һәзрити Әйсаниң мәҗдәллик Мәрийәмгә көрүнүши
9Һәзрити Әйса һәптиниң биринчи күни таң сәһәрдә тирилгәндин кейин, авал мәҗдәллик Мәрийәмгә көрүнди. У бу аялниң тенидин йәттә җинни һайдавәткән еди. 10Мәрийәм берип, бурун һәзрити Әйса билән биллә болған, һазир матәм тутуп көз йеши қилишиватқан шагиртларға хәвәр қилди. 11Улар һәзрити Әйсаниң тирилгәнлиги вә Мәрийәмниң Уни көргәнлигини аңлиғанда, ишәнмиди.
Һәзрити Әйсаниң икки шагиртиға көрүнүши
12Бу вақиәдин кейин һәзрити Әйса йезиға кетиватқан икки шагиртиға башқа бир қияпәттә көрүнди. 13Шуниң билән шагиртлар кәйнигә қайтип, башқиларға бу ишни хәвәр қилди, лекин улар буниңғиму ишәнмиди.
Һәзрити Әйсаниң он бир шагиртиға көрүнүши
14Униңдин кейин һәзрити Әйса бир дәстиханда олтирип ғизалиниватқан он бир шагиртиға көрүнүп, уларниң ишәнмигәнлигини вә тәрсалиғини әйиплиди. Чүнки улар һәзрити Әйсани тирилгәндин кейин көргәнләрниң сөзигә ишәнмигән еди.
15Һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Дунияниң һәр қайси җайлириға берип, пүтүн инсанларға Хуш Хәвәрни җакалаңлар. 16Ишинип, чөмүлдүрүшни қобул қилғанлар қутқузулиду. Ишәнмигәнләр болса дозаққа мәһкүм қилиниду.
17Ишәнгәнләргә мундақ мөҗүзиләрни көрситиш қабилийити һәмра болиду: Улар Мениң намим билән җинларни һайдаветәләйду, намәлум тилларда сөзлишәләйду, 18иланларни қоллирида тутсиму, һеч немә болмайду, зәһәрлик нәрсини ичсиму, һеч қандақ тәсир қилмайду. Бемарларға қоллирини тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.
Һәзрити Әйсаниң асманға көтирилиши
19Рәббимиз Әйса уларға бу сөзләрни қилғандин кейин, асманға көтирилди вә Худаниң оң йенида олтарди. 20Шагиртлар тәрәп-тәрәпкә берип Хуш Хәвәрни җакалап жүрди. Рәббимиз улар билән биллә болуп, Өз сөзини улар көрсәткән мөҗүзиләр билән испатлиди. #16:20 9-айәттин таки 20-айәткичә болған айәтләрни бәзи грекчә нусхилардин тапқили болмайду.
Currently Selected:
Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 16: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti