YouVersion Logo
Search Icon

Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 15

15
Һәзрити Әйсаниң Пилатусниң алдида сотлиниши
1Әтиси таң сәһәрдә алий роһанийлар, ақсақаллар, Тәврат устаз­лири вә алий кеңәшминиң пүтүн әзалири мәслиһәт­лишивал­ғандин кейин, һәзрити Әйсани бағлап, һаким Пилатусқа тапшуруп бәрди.
2Пилатус Униңдин:
— Сән йәһудийларниң Падишасиму? — дәп сориди.
— Ейтқиниңиздәк, — дәп җавап бәрди һәзрити Әйса.
3Алий роһанийлар Униң үстидин бир мунчә әризә-шикайәтләрни қилишти. 4Пилатус Униңдин йәнә:
— Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду. Сән һеч қайсисиға җавап бәрмәмсән? — дәп сориди.
5Лекин һәзрити Әйса йәнила зуван сүрмиди. Пилатус буниңға һәйран болди.
Һәзрити Әйсаниң өлүм җазасиға һөкүм қилиниши
6Һәр қетимлиқ «Өтүп кетиш» һейтида һаким хәлиқ илтимас қилған бир мәһбусни қоюп берәтти. 7Әйни вақитта зинданда топилаңда адәм өлтүргән топилаңчилар билән биллә тутулған Бараббас исимлиқ бир киши бар еди. 8Хәлиқ һаким Пилатусниң алдиға келип, униңдин бир мәһбусни бурунқиға охшаш қоюп беришни тәләп қилди.
9Пилатус уларға:
— Силәргә йәһудийларниң Падишасини қоюп беришимни халам­силәр? — деди. 10Пилатус алий роһанийларниң һәзрити Әйсаға көрәл­мәслик қилип, Уни өзигә тапшуруп бәргәнлигини биләтти. 11Бирақ алий роһанийлар хәлиққә: «Һәзрити Әйсаниң орниға Бараббасни қоюп беришни тәләп қилиңлар», дәп уларни күшкүртти.
12Пилатус улардин йәнә:
— Ундақ болса, силәр йәһудийларниң Падишаси, дәп атиған Адәмни қандақ бир тәрәп қилай? — дәп сориди.
13— Уни чапрас яғачқа #15:13 Чапрас яғач — римлиқларниң бирәр җинайәт қилған адәмни миқлап өлтүрүш үчүн қоллинидиған қошуш бәлгүсидә уланған икки яғачтин ибарәт болған җазалаш түврүги. миқлитиң! — дәп чуқан селишти улар.
14— Немишкә? У немә җинайәт өткүзүпту? — деди Пилатус уларға.
Бирақ улар техиму қаттиқ вақиришип:
— Уни чапрас яғачқа миқлитиң! — дәп турувелишти. 15Халайиқни хурсән қилмақчи болған Пилатус Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Һәзрити Әйсани болса қамчилатқандин кейин, чапрас яғачқа миқлаш үчүн ләшкәрлиригә тапшурди.
Ләшкәрләрниң һәзрити Әйсани мәсқирә қилиши
16Ләшкәрләр һәзрити Әйсани һаким ордисиға елип кирди, андин пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә жиғди. 17Улар Униңға шаһанә сөсүн рәңлик тон, бешиға тикән шахлиридин өрүп ясалған таҗа кийдүрди 18вә Униңға: «Яшисун йәһудийларниң Падишаси!» дәп вақирашти. 19Андин бешиға қомуч билән қайта-қайта уруп, Униңға қарап түкүрүшти вә Униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти.
20Уни мана шундақ мәсқирә қилғандин кейин, сөсүн тонни салду­руп, учисиға Өз кийимлирини кийдүрди вә чапрас яғачқа миқлаш үчүн, елип меңишти.
21Симун исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетива­татти. Искәндәр билән Руфусниң атиси болған бу адәм Кирини шәһиридин еди. Ләшкәрләр һәзрити Әйса көтирип маңған чапрас яғичини бу адәмгә мәҗбурий көтәргүзди. 22Улар һәзрити Әйсани Голгота, йәни «Баш сүйәк» дегән йәргә елип барди. 23Униңға мурмәк­ки арилаштурулған шарап #15:23 Мурмәкки арилаштурулған шарапниң ағриқни пәсәйтиш роли тоғрисида қедимки китапларда хатириләр бар. бәрди, лекин һәзрити Әйса уни ичмиди. 24Улар һәзрити Әйсани чапрас яғачқа миқлап асти вә һәр қайсиси өзигә чиққанни елиш үчүн чәк ташлишип, кийимлирини бөлүшүвал­ди. 25Һәзрити Әйса чапрас яғачқа миқланған вақит әтигән саат тоққуз­лар еди. 26Гуна тахтисиға «Йәһудийларниң Падишаси» дәп йезилған еди. 27Һәзрити Әйсадин башқа икки қарақчиму чапрас яғачқа миқлан­ған болуп, бири Униң оң йенидики, йәнә бири сол йенидики чапрас яғачта еди. { 28Шундақ қилип, Муқәддәс Язмилар­дики: «У җинайәт­чиләр билән бир қатарға қоюлиду», дегән сөз испат­ланди.} 29У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, һәзрити Әйсани һақарәтләп:
— Қени, Сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күндә қайтидин ясап чиқидиған Адәм едиңғу? 30Әнди чапрас яғачтин чүшүп, Өзәңни қутқузғина! — дейишти.
31Алий роһанийлар вә Тәврат устазлириму Уни шундақ мәсқирә қилип, өз ара:
— Башқиларни қутқузуптикән, Өзини қутқузалмиди. 32Исраил­ларниң Падишаси Қутқазғучи-Мәсиһ әнди чапрас яғачтин чүшүп бақсунчу, биз шуни көрүп Униңға ишинәйли, — дейишти. Һәзрити Әйса билән биллә чапрас яғачқа миқланғанларму Уни һақарәтләшти.
Һәзрити Әйсаниң өлүми
33Чүш вақти саат он иккидә пүтүн зиминни қараңғулуқ қаплап, саат үчкичә давам қилди. 34Саат үчтә һәзрити Әйса жуқури аваз билән: «Елой, Елой, ләма шәвақтани!» Йәни «Худайим, Худайим, Мени немишкә ташлавәттиң!» дәп вақириди.
35У йәрдә турғанларниң бәзилири буни хата аңлап:
— Қараңлар, бу Адәм Илияс пәйғәмбәргә мураҗиәт қиливатиду, — дейишти. 36Уларниң ичидин бири жүгрәп берип, бир парчә латини әкелип, әрзән үзүм шаравиға чилап, уни қомучниң учиға бағлап һәзрити Әйсаға ичкүзмәкчи болди вә:
— Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, Илияс пәйғәмбәр келип Уни чүшириваламдикин? — деди.
37Һәзрити Әйса қаттиқ вақиридидә, тиниғи тохтап, җан үзди.
38Шу вақитта мәркизий ибадәтханидики пәрдә жуқуридин төвәнгә икки парчә болуп житилди. #15:38 Бу пәрдә ибадәтханидики әң муқәддәс җайни муқәддәс җайдин айрип туридиған пәрдә болуп, униң житилиши инсанларниң Худаниң алдиға баридиған йолиниң һәзрити Әйса тәрипидин ечилғанлиғини билдүриду. 39Һәзрити Әйсаниң удулида турған йүз беши Униң қандақ җан үзгинини көрүп:
— Бу Адәм һәқиқәтән Худа Оғли екән! — деди.
40Жирақтин қарап турған бәзи аялларму бар еди. Уларниң арисида мәҗдәллик Мәрийәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрийәм вә Саломилар бар еди. 41Һәзрити Әйса Җәлилийәдә турған вақитта бу аяллар Униңға әгишип, Униң хизмитидә болған еди. Униң билән Йерусалимға биллә кәлгән йәнә бир мунчә аялларму әһвални күзитип туратти.
Һәзрити Әйсаниң дәпнә қилиниши
42-43У һарпа күни, йәни дәм елиш күниниң алдинқи күни еди. Кәч кирип қалғанда, йәһудийларниң алий кеңәшмисиниң һөрмәткә сазавәр әзаси, Худаниң Падишалиғини интизарлиқ билән күтүватқан араматиялиқ Йүсүп жүрәклик һалда һаким Пилатусниң алдиға чиқип, униңдин һәзрити Әйсаниң җәсидини беришини тәләп қилди. #15:42-43 Қаидә бойичә өлтүрүлгәнләрниң җәсиди дәм елиш күнидә чапрас яғачта қалса болматти. 44Пилатус һәзрити Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигини аңлап һәйран болди. У йүз бешини чақирип, униңдин һәзрити Әйсаниң өлгинигә қанчилик вақит болғанлиғини сориди. 45У йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни елип кетишкә рухсәт қилди. 46Йүсүп кәндир рәхт сетивелип, җәсәтни чапрас яғачтин чүширип кепинлиди вә қияда оюлған бир қәбиргә дәпнә қилип, ағзиға йоған бир қорам ташни домилитип қойди. 47Мәҗдәллик Мәрийәм билән Йосәниң аниси Мәрийәм һәзрити Әйсаниң қоюлған йерини көрүвалди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in