Ишәнгәнләргә мундақ мөҗүзиләрни көрситиш қабилийити һәмра болиду: Улар Мениң намим билән җинларни һайдаветәләйду, намәлум тилларда сөзлишәләйду, иланларни қоллирида тутсиму, һеч немә болмайду, зәһәрлик нәрсини ичсиму, һеч қандақ тәсир қилмайду. Бемарларға қоллирини тәккүзүп қойса, кесәллири сақийип кетиду.