YouVersion Logo
Search Icon

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 20

20
Үзүмзарлиқтики ишчилар
1Һәзрити Әйса сөзини давамлаштуруп, мундақ деди:
— Чүнки Асманниң Падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Йәр егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәм яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту. 2У ишчиларниң күнигә бир күмүч тәңгидин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.
3Саат тоққуз әтрапида у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар жүргән башқа кишиләрни көрүпту. 4Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар, һәққиңларни мувапиқ беримән», дәпту. 5Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүш вақтида вә чүштин кейин саат үчләрдә у қайта чиқип, йәнә шундақ ишчилардин бир нәччини яллапту. 6Саат бәшләрдә чиққинида, у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар жүрисиләр?» дәп сорапту. 7«Бизни һеч ким яллимиди», дәп җавап қайтурупту улар. «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар», дәпту йәр егиси уларға.
8Кәчқурунлуғи йәр егиси ғоҗидарға: «Ишчиларни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр», дәпту. 9Чүштин кейин саат бәштә ишқа чүшкән­ләр келип, ғоҗидардин бир күмүч тәңгидин елишипту. 10Әң авал ишқа чүшкәнләр техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту. Бирақ уларға новәт кәлгәндә, ғоҗидар уларғиму бир күмүч тәңгидин берипту. 11Улар иш һәққини алғандин кейин, йәр егисидин рәнҗип: 12«Кейин кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларға күн бойи қаттиқ иссиқта азап чәккән бизгә охшаш һәқ бәрдиңиз!» дейишипту. 13Йәр егиси уларниң биригә мундақ җавап қайтурупту: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч тәңгигә келишмигәнмидуқ? 14Һәққиңни елип қайтип кәткин, кейин кәлгәнләргиму саңа охшаш бәрсәм немә бопту? 15Өз пулумни өзәм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Мәртлигимни көрәлмәйватамсән йә?»
16Демәк, ахирқи болғанлар кәлгүсидә алдинқилар болиду, алдинқи болғанлар кәлгүсидә ахирқилар болиду.
Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши
17Һәзрити Әйса Йерусалимға кетиветип, йолда он икки шагир­тини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:
18— Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җазасиға мәһкүм қилип, 19римлиқларға тапшуруп бериду. Римлиқ­лар Уни мәсқирә қилип, қамчилап, чапрас яғачқа #20:19 Чапрас яғач — римлиқларниң бирәр җинайәт қилған адәмни миқлап өлтүрүш үчүн қоллинидиған қошуш бәлгүсидә уланған икки яғачтин ибарәт болған җазалаш түврүги. миқлайду. Лекин У үчинчи күни қайта тирилиду.
Бир аниниң тәливи
20Шу чағда Зәбәдийниң аяли он икки шагирт ичидики икки оғлини елип, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди вә Униңға тазим қилип туруп, бир тәливи барлиғини ейтти.
21— Немә тәливиңиз бар? — дәп сориди һәзрити Әйса.
Аял Униңға:
— Қобул қилғайсиз, Сизниң Падишалиғиңизда бу икки оғлумдин бири оң йениңизда, бири сол йениңизда олтарсун, — деди.
22— Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини ичәләмсиләр? #20:22 Бу айәттә һәзрити Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә чапрас яғачтики өлүми көздә тутулған.
— Ичәләймиз, — дейишти улар.
23Һәзрити Әйса уларға:
— Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә ортақ болисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиңларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Атам у орунларни кимләргә тәйярлиған болса, шулар олтириду.
24Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт бу икки қериндишидин хапа болди. 25Лекин һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди:
— Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмранлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду.
26Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. 27Ким алдинқиси болушни халиса, у қалғанларниң қули болсун. 28Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.
Һәзрити Әйсаниң икки қарғуни сақайтиши
29Улар Ериха шәһиридин чиққанда, топ-топ кишиләр һәзрити Әйсаға әгишип маңди. 30Йол бойида олтарған икки қарғу һәзрити Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап:
— Әй тәхсир, падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп вақириди.
31Көпчилик уларни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин улар:
— Я Рәббим, әй падиша Давутниң Әвлади, бизгә рәһим қилғайсиз! — дәп техиму үнлүк вақириди.
32Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип, уларни чақирип:
— Мәндин немә тәләп қилисиләр? — дәп сориди.
33— Я Рәббим, көзлиримизни ачқайсиз! — дейишти улар.
34Уларға ич ағритқан һәзрити Әйса уларниң көзлиригә қолини тәккүзгән еди, көзлири шу ан ечилип кәтти. Улар һәзрити Әйсаға әгишип маңди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in