Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. Ким алдинқиси болушни халиса, у қалғанларниң қули болсун. Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.