YouVersion Logo
Search Icon

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 2

2
Мунәҗҗимләр зиярити
1Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗ­җимләр #2:1 Мунәҗҗимләр — астрономия билән шуғуллинидиғанлар яки юлтузларға қарап ғайипни билидиғанлар. Йерусалимға келип, кишиләргә:
2— Йәһудийларниң йеңидин туғулған Падишаси қәйәрдә? Биз Униң туғулғанлиғидин бешарәт беридиған юлтузниң шәриқтин көтирилгән­лигини көрдуқ. Шуңа Униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, —дейишти. 3Буни аңлиған Һирод падиша алақзадиликкә чүшти. Җүмли­дин, пүткүл Йерусалим хәлқиму шундақ болди. 4Һирод падиша пүткүл алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини чақирип, улардин:
— Пәйғәмбәрләр Қутқазғучи-Мәсиһ #2:4 Мәсиһ — пәйғәмбәрләр алдин-ала ейтқан, Худа тәрипидин тайинланған, һаман бир күни келип мәңгү һөкүмранлиқ қилидиған Падишани көрситиду. қәйәрдә туғулиду дегән еди? — дәп сориди.
5— Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида, чүнки бу тоғрилиқ Мика пәйғәмбәр мундақ хатирилигән:
6«Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм,
Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим.
Чүнки сәндин чиққуси,
Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар.
7Буниң билән Һирод падиша мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини уқувалди. 8Андин: «Берип Балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа хәвәр қилиңлар, мәнму Униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй», дәп уларни Бәйтлә­һәмгә йолға салди.
9Мунәҗҗимләр Һирод падишаниң сөзигә бенаән йолға чиқти. Шәриқтин көтирилгән һелиқи юлтуз уларға йол башлап маңди, улар Бала туғулған йәргә келип тохтиди. 10Улар һелиқи юлтузни көргини­дин интайин хошал болушти 11һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатар­лиқ соғиларни елип сунушти. 12Улар қайтмақчи болғанда, Худа улар­ниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.
Мисирға қечиш
13Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүп­ниң чүшидә көрүнүп:
— Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди.
14Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана вә Бала иккисини елип шу кечила Мисирға қарап йолға чиқти. 15Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
Оғул бовақларниң өлтүрүлүши
16Һирод падиша мунәҗҗимләргә алданғанлиғини сезип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлириға асасән Бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм йезиси вә йеқин әтраптики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш тоғрисида буйруқ чүшәрди.
17Буниң билән Худаниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди:
18«Рамада аңланди жиға-зар вә пәрият,
Қан жиғлайду пәрзәнтлиригә Раһилә,
Тәсәллигә қайил әмәс пәқәтла,
Чүнки қалмиди пәрзәнтлири һаят».
Мисирдин қайтип келиш
19Һирод падиша өлгәндин кейин, Мисирда Йүсүпниң чүшидә Худаниң бир периштәси көрүнүп:
20— Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраилға қайт! Чүнки Балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди. 21Буниң билән Йүсүп Бала вә анисини елип Исраилға қайтти.
22Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Археласниң падишалиқ тәхткә варислиқ қилип, Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ жүргүзүват­қанлиғидин хәвәр тепип, қайтиштин қорқти. Кейин у Худаниң бешаритигә асасән 23Җәлилийә өлкисигә берип, Насирә шәһиригә орунлашти. Буниң билән пәйғәмбәрләрниң: «У насирәлик дәп нам алиду», дегини әмәлгә ашурулди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in