YouVersion Logo
Search Icon

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 3

3
Чөмүлдүргүчи Йәһияниң тәлим бериши
1Шу чағларда чөмүлдүргүчи Йәһия Йәһудийә өлкисиниң чөллүк районлириға келип тәлим берип, 2кишиләргә:
— Яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Чүнки Асманниң Падишалиғи намайән болуш алдида туриду! — деди. 3Чөмүлдүргүчи Йәһия илгири Йәшая пәйғәмбәр тилға алған киши болуп, у мундақ дегән:
«Баяванда бир киши:
‹ Дилиңларни Рәббимизниң келишигә тәйяр қилиңлар!
Униң йоллирини түз қилиңлар! › дәп җар салиду».
4Йәһия пәйғәмбәр төгә жуңидин кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди. Йәйдиғини чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди. 5Йерусалим шәһиридин, җүмлидин, пүтүн Йәһудийә өлкисидин вә Иордан дәрия вадилиридин кишиләр униң алдиға келишип, 6гуналирини иқрар қилишти вә униң өзлирини Иордан дәриясида чөмүлдүрүшини #3:6 Бу йәрдә ейтилған чөмүлдүрүш кишиләрниң өз гуналириға товва қилған­лиғини билдүрүш рәсмийитини көрситиду. қобул қилишти.
7Пәрисий вә садуқий #3:7 Пәрисий вә садуқий — йәһудий диниға тәвә болған икки хил диний еқимдики кишиләр. еқимидикиләрдинму көплигән кишиләр­ниң чөмүлдүрүшни қобул қилғили кәлгәнлигини көргән Йәһия пәйғәмбәр уларға:
— Әй сахтипәз иланлар! Товва қилмай, Худадин келидиған ғәзәп­тин қечип қутулуш үчүн чөмүлдүрүшни қобул қилайли, дегиниңлар қандақ гәп?! 8Әгәр: «Гуналиримизға товва қилдуқ» десәңлар, уни һәрикитиңлар билән испатлаңлар. 9Униң үстигә өзәңларчә: «Биз Ибраһимниң әвлади болғанлиғимиз үчүн, Худа гуналиримизни чоқум кәчүриду», дәп ойлап жүрмәңлар! Чүнки силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһим бовимизға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду. 10Палта дәрәқниң йилтизиға йеқинлашқандәк, Худаниң ғәзиви әнди силәргә йетип келиш алдида. Яхши мевә бәрмәйдиған дәрәқләр кесилип отқа ташлиниду. 11Мән силәрни қилған товваңлар үчүн суғила чөмүлдүримән. Лекин мәндин кейин техиму қудрәтлик Бири келиду. Мән һәтта Униң айиғини көтиришкиму лайиқ әмәсмән. У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмдүриду. 12У қолидики күрәк билән хамандики сап буғдайни амбарға, саминини өчмәс отқа ташлайдиған адәмгә охшаш, һәммә инсанни айрийду, — деди.
Һәзрити Әйсаниң чөмүлдүрүлүши
13Шу күнләрдә һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдин чөмүлдүрүшни қобул қилиш үчүн, Җәлилийә өлкисидин Иордан дәрияси бойиға кәлди. 14Бирақ Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә унимай:
— Сениң мениң алдимға кәлгиниң немиси! Мән чөмүлдүрүшни әсли Сәндин қобул қилишим керәк едиғу? — деди.
15Лекин һәзрити Әйса җававән:
— Һазир мошундақ болсун. Чүнки Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш үчүн, шундақ қилишимиз тоғридур, — деди.
Шуниң билән Йәһия пәйғәмбәр Уни чөмүлдүрүшкә қошулди. 16Һәзрити Әйса чөмүлдүрүлүп судин чиқишиға, асман ечилди. У Худаниң Роһиниң кәптәр һалитидә асмандин чүшүп, үстигә қонуват­қанлиғини көрди. 17Андин асмандин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән!» дегән авази аңланди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in