Улар қайтмақчи болғанда, Худа уларниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.
Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп:
— Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди.