Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болған: Мәрийәм билән Йүсүпниң вәдилишиш чейи ичкүзүлгән еди. Бирақ улар некалинип бирлишиштин илгири, Мәрийәмниң Муқәддәс Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди. Мәрийәмниң лайиғи Йүсүп дурус адәм болғачқа, Мәрийәмни халайиқ алдида номусқа қалдурмаслиқ үчүн, униңдин җим-җитла айрилип кәтмәкчи болди.