Юнус 4
4
Юнус пәйғәмбәрниң Худаниң көрсәткән меһир-шәпқитигә аччиқлиниши
1Юнус бу иштин толиму нарази болуп, наһайити аччиқланди. 2Шуңа у Пәрвәрдигарға мундақ деди:
— Әй Пәрвәрдигар, өз жутумда турғинимда Сениң шундақ қилидиғанлиғиңни өз-өзәмгә ейтмиғанмидим? Мән Сениң интайин меһриван вә рәһимдил Худа екәнлигиңни биләттим. Сән асанлиқчә ғәзәпләнмәйсән, меһир-муһәббәткә толғансән. Балаю-апәт кәлтүрүштин йенивалидиғанлиғиңни биләттим. Шуңа Испаниягә қачмиғанмидим? 3Әнди, әй Пәрвәрдигар, җенимни алғин! Тирик яшиғинимдин өлгиним яхши!
4Пәрвәрдигар униңға җававән:
— Аччиқлинишиң тоғриму? — деди.
5Шуниң билән Юнус шәһәрниң сиртиға чиқип, шәһәрниң шәриқ тәрипидә олтарди. У бир кәпә ясап, униң сайисида олтирип, Нинәви шәһиридә немә вақиә йүз беридиғанлиғини күтти. 6Пәрвәрдигар Худа Юнусни көңүл беарамлиғидин қутулдуруш үчүн бир қапақ пәлигини үндүрүп, Юнусниң бешиға сайә болсун дәп, униң үсти тәрипигә йейилдурди. Юнус болса қапақ пәлиги үчүн интайин хуш болди. 7Лекин әтиси әтигәндә Худа Өзи бир қурутни әвәтти. Бу қурут келип, қапақ пәлигини йәп, уни кесип қурутувәтти. 8Күн чиққанда, Худа күн чиқиш тәрәптин иссиқ шамал чиқарған еди, қизиқ аптап Юнусниң бешиға чүшүп, уни һалидин кәткүзди. Шуңа у өлүмни тиләп: «Тирик яшиғинимдин өлгиним яхши!» деди.
9Лекин Худа униңдин:
— Сениң бу қапақ пәлиги үчүн аччиқлинишиң тоғриму? — дәп сориди.
— Һә-ә, аччиғимда өлгүдәк болуп қалдим! — дәп җавап бәрди Юнус.
10Пәрвәрдигар униңға:
— Сән өзәң йә өстүрмәй, йә униңға әмгәк сиңдүрмәй, бир кечидә өсүп, иккинчи кечиси йоқ болуп кәткән бир түп қапақ пәлигигә шунчә ичиң ағриған йәрдә, 11Мән ақ-қарини пәриқләндүрәлмәйдиған бир йүз жигирмә миң адими вә нурғун һайванлири бар Нинәвидәк чоң шәһәргә ич ағритмай тураламдим? — деди.
Currently Selected:
Юнус 4: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti