Пәрвәрдигар униңға:
— Сән өзәң йә өстүрмәй, йә униңға әмгәк сиңдүрмәй, бир кечидә өсүп, иккинчи кечиси йоқ болуп кәткән бир түп қапақ пәлигигә шунчә ичиң ағриған йәрдә, Мән ақ-қарини пәриқләндүрәлмәйдиған бир йүз жигирмә миң адими вә нурғун һайванлири бар Нинәвидәк чоң шәһәргә ич ағритмай тураламдим? — деди.