YouVersion Logo
Search Icon

Юнус 3

3
Юнус пәйғәмбәрниң Худаға бойсунуши
1Пәрвәрдигардин Юнусқа иккинчи қетим сөз кәлди/иккинчи қетим сөз аян болди. 2Пәрвәрдигар униңға:
— Сән Нинәви дегән бүйүк шәһәргә дәрһал берип, у шәһәрдикиләргә Мән саңа тапшуридиған сөзләрни җакала, — деди.
3Юнус шу ан Пәрвәрдигарниң сөзигә бенаән, Нинәвигә барди. Нинәви алаһидә чоң бир шәһәр болуп, уни арилап чиқишқа үч күн кетәтти. 4Юнус шәһәргә кирип бир күнлүк йолни маңғандин кейин:
— Қириқ күндин кейин Нинәви шәһири харап қилиниду! — дәп җакалиди.
5Буниң билән нинәвиликләр Худаға ишинип, роза тутушни қарар қилди. Пүтүн шәһәр хәлқи мәртивиси жуқури-төвән болсун, һәммиси кәндир рәхткә йөгинип, товва қилғанлиғини билдүрүшти. 6Бу хәвәр Нинәви падишасиға йәткәндә, у тәхтидин чүшүп, тонини селиветип, кәндир рәхткә йөгинип, күлдә милинип олтарди.
7Падиша өзи вә әмәлдарлириниң намида нинәвиликләргә мундақ әмир чүшәрди: «Мәйли адәм, мәйли һайван, мәйли кала, мәйли қой болсун, һәммиси һеч немә тетимисун, улар һеч немә йемисун, суму ичмисун. 8Пүткүл адәм вә һайванлар кәндир рәхткә йөгәнсун. Һәр бир адәм Худаға қаттиқ ялвурсун һәм яман йолидин янсун, зораванлиқтин қол үзсун. 9Ким билиду, Худа шуниң билән нийитидин, қәһәр-ғәзивидин йенип, бизни һалак қилмай қоямду техи!»
10Худа уларниң әмәллирини, йәни яман йоллиридин янғанлиғини көргәндә, илгири Өзи җакалиған уларниң үстигә чүшәрмәкчи болған балаю-апәтләрни уларға чүшәрмиди.

Currently Selected:

Юнус 3: HZUTCYR

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in