YouVersion Logo
Search Icon

Юнус 2

2
Юнус пәйғәмбәрниң дуаси
1Пәрвәрдигар йоған бир белиқни Юнусни жутувелишқа әвәткән еди. Юнус белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз болди. 2Юнус белиқниң қосиғида өз Худаси болған Пәрвәрдигарға мундақ дуа қилди:
3Қийин-қистақта қалғинимда, Пәрвәрдигарға налә қилдим,
У маңа қулақ салди.
Өлүкләр дияриниң чоңқур йеридин пәрият чәктим,
Сән мениң наләмгә қулақ салдиң.
4Сән мени чоңқур деңизниң тегигә ташлидиң,
Күчлүк сулар мени қоршавалди,
Долқунлириң, өркәшлириң үстүмдин бесип өтти.
5Мундақ дедим шу пәйттә:
Мән Сениң нәзәриңдин ташлинип кәттим,
Лекин йәнә муқәддәс ибадәтханаңни көримән.
6Сулар мени җенимни алғидәк қоршавалди,
Өркәшләр оравалди,
Деңиздики от-чөпләр бешимни чирмавалди.
7Деңиздики тағларниң һуллириға чөкүп кәттим,
Чиқиш йоллири мәңгүгә етилгән җайға.
Лекин, әй Пәрвәрдигар, Худайим,
Җенимни өлүкләр дияридин Өзәң қутқузувалдиң.
8Җеним чиқип кетәй дегәндә,
Әй Пәрвәрдигар, Сени яд әттим.
Дуайим Саңа йәтти,
Сениң муқәддәс ибадәтханаңға.
9Әрзимәс бутларға ибадәт қилидиғанлар
Пәрвәрдигарниң меһир-муһәббитини тәрк етәр/рәт қилар.
10Лекин мән болсам Саңа сунармән,
Шүкүрләр билән қурванлиқлар.
Қилған қәсәмлиримгә вапа қилармән,
Чүнки қутқузулуш Пәрвәрдигардинла келәр.
11Шуниң билән Пәрвәрдигар һелиқи белиққа буйруқ қилған еди, белиқ Юнусни қуруқлуққа қусуп чиқарди.

Currently Selected:

Юнус 2: HZUTCYR

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in