Юнус 1
1
Юнус пәйғәмбәрниң Пәрвәрдигарниң һозуридин қечиши
1Бир күни Амитайниң оғли Юнусқа Пәрвәрдигардин бу сөз кәлди/сөз аян болди. 2Пәрвәрдигар мундақ деди: — Сән Нинәви дегән бүйүк шәһәргә дәрһал берип, у шәһәрдикиләргә уларниң үстидин чиқарған һөкүмүмни җакала, чүнки уларниң қилған яманлиқлири Маңа йетип кәлди! 3Лекин Юнус өзини Пәрвәрдигарниң һозуридин қачуруш үчүн шу ан қариму-қарши тәрәпкә қарап маңди. У Җаффа шәһиригә берип, Испаниягә баридиған бир кемини тапти вә кеминиң йол һәққини төләп, кемигә чиқип, кемичиләр билән биллә Испаниягә бармақчи болди. У: «У йәргә қечип барсам, Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ болимән», дәп ойлиди. 4Бирақ Пәрвәрдигар деңизға күчлүк боран әвәткән еди, деңизда дәһшәтлик боран чиқип, кемини парчилавәткили тас қалди. 5Шуниң билән кемичиләр қаттиқ вәһимигә чүшүп, һәр қайси өз илаһлириға ялвурди. Кемә йениклисун дәп улар кемидики жүкләрни деңизға ташлашти. Юнус у вақитта кеминиң астинқи бөлүмидә йетип, қаттиқ уйқиға кәткән еди. 6Кемә башлиғи Юнусниң йениға келип, униңға: — Сән немишкә ухлап ятисән? Тур, Илаһиңға ялвур! Бәлким Униң бизгә нәзәри чүшәр, шундақ болса һалак болмаймиз, — деди. 7Кемичиләр: — Бизниң мошу балаю-апәткә дучар болушимизға ким сәвәплик екәнлигини көрүп бақайли, — дейишип чәк тартишқан еди, чәк Юнусқа чиқти. 8Улар униңдин: — Ейтқина, бу балаю-апәтни ким кәлтүрүп чиқарди? Сән немә қилидиған адәмсән, қәйәрдин кәлдиң, қайси әл-милләттинсән? — дәп сорашти. 9Юнус уларға: — Мән ибраниймән, деңиз вә қуруқлуқни яратқан асмандики Пәрвәрдигарға етиқат қилимән, — дәп җавап бәрди. 10Юнус йәнә уларға өзиниң Пәрвәрдигарниң һозуридин қечип жүргәнлигини ейтип бәргән еди, кемичиләр уни аңлап интайин қорқушуп кәтти вә: — Бундақ қечип жүргиниң немиси! — деди. 11Боран-чапқун күчийип кәткәнликтин, улар униңдин: — Биз саңа немә қилсақ деңиз долқуни биз үчүн тиничлиниду? — дәп сорашти. 12Юнус уларға: — Мән шуни билимәнки, мениң сәвәвимдин силәр мошу дәһшәтлик боран-чапқунға учридиңлар. Мени көтирип деңизға ташлаңлар, деңиз долқуни силәр үчүн тиничлиниду, — дәп җавап бәрди. 13Кемичиләр әксичә палақни җениниң баричә уруп, кемини қирғаққа елип бармақчи болди, лекин алға илгириләлмиди. Чүнки боран-чапқун барғансири күчийип кәткән еди. 14Шуниң билән улар Пәрвәрдигарға: — Әй Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимизки, бу адәмниң җениға замин болғанлиғимиздин бизни һалак қилмиғайсән. Бегуна адәмниң қенини төкүш гунайини бизниң үстимизгә жүклимигәйсән. Әй Пәрвәрдигар, буларниң һәммисини Өз ирадәң бойичә қилғансән, — дәп ялвурди. 15Андин кейин улар Юнусни көтирип долқунлап турған деңизға ташлиған еди, боран шу ан бесилди. 16Кемичиләр бу вақиәни көргәчкә, Пәрвәрдигардин қаттиқ қорқушуп, Униңға қурванлиқ қилишти вә қәсәмләр беришти.
Currently Selected:
Юнус 1: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti