Әстир 9
9
Йәһудийларниң өз дүшмәнлирини мәғлуп қилиши
1Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни#9:1 Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду. кәлди. Бу падишаниң пәрманиниң орунлинидиған күни, шундақла йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт бағлиған күн еди. Әксичә бу күндә йәһудийлар уларниң үстидин ғәлибә қилди. 2Йәһудийлар өзлиригә зиянкәшлик қилғучиларға қарши туруш үчүн падиша Аһашвирушниң пүтүн өлкилиридики өзлири турушлуқ шәһәрләрдә жиғилишти. Җайлардики хәлиқләр улардин қорқушатти. Шуңа уларға һеч ким қаршилиқ көрситәлмиди. 3Пүтүн өлкиләрниң рәислири, алий әмәлдарлири, бәглири вә орда ишлириға җавапкар хадимлар Мордикайдин қорққачқа, йәһудийларға ярдәм беришти. 4Чүнки Мордикайниң һоқуқ даириси барғансири кәңийиш билән у ордида интайин абройлуқ болуп, униң нам-шөһрити барлиқ өлкиләргә тарқалған еди.
5Шуңа йәһудийлар өз дүшмәнлиригә халиғинини қилди. Улар дүшмәнлирини қилич билән қирип йоқатти. 6Йәһудийлар Суза шәһиридила бәш йүз кишини өлтүрди. 7-10Уларниң ичидә йәһудийларниң әшәддий дүшмини Һамадатаниң оғли болған Һаманниң он оғлиму, йәни Паршандата, Далпун, Аспата, Пората, Адаля, Аридата, Пармашта, Арсай, Аридай вә Вайзаталарму бар еди. Йәһудийлар дүшмәнлирини өлтүрди, лекин уларниң һеч қандақ мал-мүлкини олҗа алмиди.
11Шу күни Суза шәһиридә өлтүрүлгәнләрниң сани падишаға мәлум қилинған еди, 12падиша ханиш Әстиргә:
— Йәһудийлар ялғуз Суза шәһиридила бәш йүз адәм өлтүрүпту. Өлтүрүлгәнләрниң ичидә Һаманниң он оғлиму бар екән, империяниң башқа өлкилиридә йәнә немә ишлар қилғандур? Әнди илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Йәнә немә тәливиң бар? Дегиниң болиду, — деди. 13Әстир:
— Алийлири халисила, Сузадики йәһудийларниң әтиму бүгүнки пәрман бойичә иш қилишиға иҗазәт бәргәйла һәм Һаманниң он оғлиниң җәсәтлирини дарға астурғайла, — дәп җавап бәрди.
14Падиша шу бойичә пәрман чүшәрди вә бу пәрман Сузада җакаланди. Һаманниң он оғлиниң җәсәтлири дарға есилди.
15Адар ейиниң он төртинчи күни#9:15 Милади календари бойичә үчинчи айниң сәккизинчи күнигә тоғра келиду. Сузадики йәһудийлар йәнә бир қетим җәм болуп, Сузада үч йүз адәмни қирди. Лекин улар охшашла мал-мүлкини олҗа алмиди.
16Адар ейиниң он үчинчи күни#9:16 Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду. империяниң һәр қайси өлкилиридики башқа йәһудийларму жиғилишип өзлирини қоғдашқан еди. Өзлиригә өчмәнлик қилған йәтмиш бәш миң кишини өлтүрүп, арам тапқан еди. Лекин мал-мүлүккә қол тәккүзмигән еди. 17Иккинчи күни улар дәм алди һәм бу күнни хошаллиқ зияпити күни қилип бәлгүлиди. 18Сузадики йәһудийлар болса Адар ейиниң он үчинчи, он төртинчи күнлири#9:18 Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи, сәккизинчи күнлиригә тоғра келиду. жиғилишип өзлирини қоғдашти. Он бәшинчи күни#9:18 Милади календари бойичә тоққузинчи күнигә тоғра келиду. дәм алди һәм бу күнни хошаллиқ зияпити күни қилип бәлгүлиди. 19Шуңа кичик йеза-кәнтләрдә туридиған йәһудийлар Адар ейиниң он төртинчи күнини#9:19 Милади календари бойичә үчинчи айниң сәккизинчи күнигә тоғра келиду. хошаллиқ зияпити беридиған арам елиш күни қилип, бир-биригә соғилар тәғдим қилишидиған болди.
Пурим мәйриминиң келип чиқиши
20Мордикай бу ишларни хатириләп, пүтүн Аһашвируш империясиниң жирақ-йеқин өлкилиридики йәһудийларға мәктүп йезип әвәтип, 21уларниң һәр жили Адар ейиниң он төртинчи вә он бәшинчи күнини#9:21 Милади календари бойичә үчинчи айниң сәккизинчи, тоққузинчи күнлиригә тоғра келиду. һейт күни қилишлирини буйриди. 22Бу күнләр йәһудийларниң дүшмәнлиридин арам тапқан күнләр, бу ай йәһудийларниң қайғулири шатлиққа, муң-зарлири хошаллиққа айланған ай еди. Уларниң бу күнләрни зияпәтләр бериш билән өткүзүп, өз ара, шундақла кәмбәғәлләргә соғилар беришлири буйрулди.
23Буниң билән йәһудийлар Мордикайниң өзлиригә йезип қалдурғини бойичә иш қилди вә башлиған бу һейтни давамлаштурушни қарар қилишти. 24Йәһудийларниң әшәддий дүшмини Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаман йәһудийларни йоқитиш сүйиқәстини планлиған еди. У йәһудийларни йоқитиш үчүн пур (чәк) тартиш арқилиқ бир күнни бәлгүлигән еди. 25Лекин Һаманниң сүйиқәсти падишаниң қулиғиға йәткәндә, падиша Һаманниң өзи планлиған йәһудийларға зиянкәшлик қилиш плани униң өз бешиға кәлсун, дәп әмир яздурған еди. Шуниң билән Һаман һәм униң оғуллириниң һәммиси дарға есилған еди.
26Һаман тартқан чәк «пур» дәп аталғачқа, йәһудийлар хатирилигән бу күнләрму «пурим» дәп аталди. Йәһудийлар Мордикай язған мәктүп, өзлириниң көргәнлири вә бешидин өткүзгәнлири сәвәвидин 27өзлири, әвлатлири вә улар билән бирләшкән кишиләр үчүн бир әнъәнә бәлгүләп, Мордикайниң йезип қалдурғини бойичә һәр жили бу икки күнни хатириләшни қарар қилди. 28Улар һәм бу күнләр империяниң һәр бир өлкә вә шәһәрлиридә, һәммә аилиләрдә хатирилиниши вә әвлаттин әвлатқичә давамлишиши керәк, бу күнләрниң йәһудийлар арисида хатирилиниши һеч қачан тохтап қалмаслиғи, шундақла йүз бәргән ишлар әвлатлар тәрипидин һәргиз унтулуп қалмаслиғи керәк, дәп қарар қилди.
29Абиһаилниң қизи ханиш Әстирму йәһудий Мордикай бурун язған мәктүптәк бир парчә мәктүп йезип, ханишлиқ һоқуқи билән Пурим мәйримини өткүзүшни қоллиди.
30Бу мәктүпләр падиша Аһашвируш һакимийити астидики бир йүз жигирмә йәттә өлкидики пүтүн йәһудийларға йезилған еди. Мәктүпләрдә йәһудийларға теч-аманлиқ тиләнгән еди. 31Бу мәктүпләр Пурим мәйримини бәлгүлиди. Бу мәйрәмниң һәр жили бәлгүләнгән күнләрдә хатирилинишини йәһудий Мордикай билән ханиш Әстир оттуриға қойди. Хәлиқләр худди өзлири вә әвлатлири үчүн роза тутуш вә қарилиқ тутуш вақтини бәлгүләшни қарар қилғандәк, бу мәйрәмни өткүзүшниму қарар қилди. 32Әстирниң буйруғи Пурим мәйримигә аит қаидиләрни бәлгүлиди вә буларниң һәммиси хатирә дәптиригә йезилди.
Currently Selected:
Әстир 9: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti