Мордикай бу ишларни хатириләп, пүтүн Аһашвируш империясиниң жирақ-йеқин өлкилиридики йәһудийларға мәктүп йезип әвәтип, уларниң һәр жили Адар ейиниң он төртинчи вә он бәшинчи күнини һейт күни қилишлирини буйриди. Бу күнләр йәһудийларниң дүшмәнлиридин арам тапқан күнләр, бу ай йәһудийларниң қайғулири шатлиққа, муң-зарлири хошаллиққа айланған ай еди. Уларниң бу күнләрни зияпәтләр бериш билән өткүзүп, өз ара, шундақла кәмбәғәлләргә соғилар беришлири буйрулди.