Әстир 8
8
Мордикай билән Әстирниң өз хәлқини қутқузуши
1Шу күни падиша Аһашвируш йәһудийларниң дүшмини Һаманниң пүтүн өй-җай, мал-мүлкини ханиш Әстиргә бәрди. Мордикайниң падишаниң һозуриға киришигә иҗазәт берилди. Чүнки Әстир падишаға униң өз туққини екәнлигини ейтип бәргән еди. 2Падиша Һамандин тартивелинған мөрлүк үзүкни Мордикайға бәрди. Әстир Мордикайға Һаманниң өй-җай, мал-мүлкини башқурушни һавалә қилди. 3Әстир йәнә падишаниң айиғиға жиқилип, жиғлап туруп, униңдин Агагниң нәслидин болған Һаманниң йәһудийларниң нәслини йоқитиш сүйиқәстини бекар қилишини ялвуруп сориди. 4Падиша Әстиргә алтун сәлтәнәт һасисини узатқан еди, Әстир падишаниң алдида орнидин туруп:
5— Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири тоғра тепип, мәндин мәмнун болсила, алийлири халисила, бир әмир чүширип, Агагниң нәслидин болған Һамадатаниң оғли Һаманниң империялириниң һәммә өлкилиридики йәһудийларни йоқитиш үчүн яздурған мәктүплирини бекар қилғайла. 6Мән хәлқимниң йоқитилишиға, туққанлиримниң қирилишиға қандақму чидап туралаймән? — деди.
7Падиша Аһашвируш ханиш Әстир билән йәһудий Мордикайға мундақ деди:
— Һаман йәһудийларни қирип ташлимақчи болғанлиғи үчүн, уни дарға астурдум вә мал-мүлкини Әстиргә бәрдим. 8Әнди халиғиниңларчә, мениң намимда йәһудийларға мәктүп йезип, мөрлүк үзүгимни бесиңлар. Шуни есиңларда тутуңларки, падишаниң намидин йезилип, падишаниң мөрлүк үзүги бесилған һәр қандақ мәктүп бекар қилинмайду.
9Шуниң билән үчинчи айниң, йәни Шиван ейиниң жигирмә үчинчи күни#8:9 Милади календари бойичә алтинчи айниң жигирмә бәшинчи күнигә тоғра келиду. Мордикай падишаниң хәтчилирини жиғип, йәһудийларға вә Һиндстандин Мисирниң нерисиғичә болған империяниң җәми бир йүз жигирмә йәттә өлкисидики рәислири, бәглири вә әмәлдалириға қарита мәктүп яздурди. Мәктүпләр һәр бир өлкиниң өз тил-йезиғида, шундақла йәһудийларниң тил-йезиғида йезилди. 10Мордикай падиша Аһашвирушниң намидин яздурған бу мәктүпләргә униң мөрлүк үзүгини бастурди вә уларни ордидики чапқур атларға мингән чапармәнләр арқилиқ тарқатти.
11Мәзкүр мәктүпләрдә падиша һәр қайси шәһәрләрдики йәһудийларниң өзини қоғдаш үчүн бирлишишигә иҗазәт бәргән. Йәһудийларниң өзлиригә һуҗум қилмақчи болған һәр қандақ милләт вә өлкидин болған адәмләрни вә уларниң хотун-балилирини қиришиға, өлтүрүшигә, йоқ қилишиға вә уларниң мал-мүлүклиригә егә болушиға рухсәт берилгән. 12Бу иш пүтүн өлкиләрдә он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни,#8:12 Милади календари бойичә үчинчи айниң йәттинчи күнигә тоғра келиду. йәни әслидә йәһудийларни қирғин қилишқа бәлгүләнгән күни, бир күн ичидә иҗра қилинсун, дәп бәкитилди. 13Бу мәктүпниң көчүрмә нусхиси барлиқ өлкиләрдә пәрман болуп җакалинидиған вә һәммә адәмгә уқтурулидиған болди. Шундақ болғанда, йәһудийлар дүшмәнлиридин шу күни интиқам елишқа тәйяр болалатти. 14Чапармәнләр ордидики чапқур атларға минип падишаниң буйруғи бойичә җиддий атланди, Суза шәһиридиму бу пәрман елан қилинди.
15Мордикай ақ вә көк шаһанә кийимни кийип, кәндир жиптин тоқулған сөсүн рәң йәңсиз йепинчисини йепинип, чоң алтун таҗини тақап, падишаниң һозуридин чиқти. Суза шәһири хошаллиқ тән-тәнилиригә чөмди. 16Йәһудийларға нисбәтән бу чағ бәхит-саадәткә еришкән, шат-хорамлиқ вә иззәт-һөрмәткә толған чағ болди. 17Падишаниң пәрмани һәммә өлкә вә шәһәрләргә йетип барғанда, уни аңлиған йәһудийлар шатлиққа толуп, хошаллиқ зияпити беришти, мәйрәм қилиш арқилиқ тәбрикләшти. Нурғун йәрлик аһалиләр йәһудийлардин қорқушуп, йәһудий болушти.
Currently Selected:
Әстир 8: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti