Әстир 7
7
Һаманниң дарға есип өлтүрүлүши
1-2Шуниң билән падиша Һаман билән биллә Әстирниң зияпитигә барди. Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә:
— Әй ханиш Әстир! Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди.
3Әстир:
— Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болған болсам, алийлири халисила, илтимасим үчүн җенимни қутулдурғайла. Тәливим үчүн хәлқимниң һаятини сақлиғайла. 4Мән вә хәлқим қирилип, өлтүрүлүп, йоқ қилинишқа сетилип кәттуқ. Әгәр биз пәқәт қул вә хизмәткарлиққа сетилип кәткән болсақ, мән сүкүт қилар едим, чүнки бизниң азап-оқубәт тартишимиз падишаға елип келидиған көңүлсизлик билән селиштурғанда һеч гәп әмәс, — дәп җавап бәрди.
5У вақитта падиша Аһашвируш ханиш Әстирдин:
— У ким екән? Бундақ қилишқа җүръәт қилалайдиған киши қәйәрдә екән? — дәп сориди.
6— Бизниң әшәддий дүшминимиз дәл бу яман Һаманниң өзи! — дәп җавап бәрди Әстир.
Һаман падиша вә ханиш алдида титрәп кәтти. 7Падиша ғәзәп билән орнидин туруп, зияпәтханидин орда гүлзарлиғиға чиқип кәтти. Һаман падишаниң өзини бош қоювәтмәйдиғанлиғини билип, ханиш Әстирдин бир қошуқ қенини тиләш үчүн қалди. 8Падиша орда гүлзарлиғидин зияпәтханиға қайтип киргинидә, Һаман ханиш Әстир янпашлап ятқан узун орундуққа өзини ташлап ятатти. Падиша:
— Мән туруқлуқ, у мениң ордамда ханишқа әдәпсизлик қиливатамду немә? — дәп вақириди. Падиша шундақ дейиши биләнла һәрәмъағилири Һаманниң баш-көзини чүмкәп, уни өлтүрүшкә тәйяр болди. 9Падишаниң алдида туруватқан һәрәмъағилиридин Һарбона исимлиқ бирси:
— Һаман алийлириниң һаятини қутқузған Мордикайни есиш үчүн оттуз йәттә гәз егизликтә ясатқан дар униң һойлисида туриду! — деди.
— Униңға Һаманниң өзини есиңлар! — дәп әмир қилди падиша. 10Шуниң билән Мордикайни асмақчи болған дарға Һаманниң өзи есилди. Шундила падишаниң ғәзиви бесилди.
Currently Selected:
Әстир 7: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti