Әстир 6
6
Падишаниң Мордикайға шан-шәрәп бериши
1Шу күни кәчтә падишаниң уйқуси кәлмигәчкә, империяниң хатирә дәптирини алдуруп оқутти. 2Хатирә дәптәрниң: «Мордикай падишани йошурун өлтүрүш һәққидики бир сүйиқәстни паш қилған, бу сүйиқәстни орда дәрвазисини күзәт қилидиған Биғтан билән Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси планлиған», дәп йезилған йеригә кәлгәндә,
3падиша:
— Бу иш үчүн Мордикай қандақ мукапатланди, униңға қандақ иззәт-һөрмәт көрситилди? — дәп сориди.
Падишаниң хизмәткарлири:
— Униңға һеч нәрсә берилмәпту, — дәп җавап беришти.
4— Орда һойлисида ким бар? — дәп сориди падиша. Бу чағда Һаман Мордикайни яситип қойған дарға есишқа падишадин иҗазәт сораш үчүн орда һойлисиға әндила киргән еди. 5Шуңа падишаниң хизмәткарлири униңға:
— Һойлида Һаман туриду, — дәп җавап бәрди.
— Уни киргүзүңлар! — деди падиша. 6Һаман киргәндә, падиша униңдин:
— Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған кишигә немә қилинса болиду? — дәп сориди. Һаман өз көңлидә: «Падиша мәндин башқа кимгиму иззәт-һөрмәт көрситәр еди», дәп ойлиди 7-8вә падишаға:
— Падишайимиз иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши үчүн өзлири кийгән шаһанә кийим, өзлири мингән таҗа тақалған ат елип келинсун. 9Андин падишаниң әң һөрмәтлик алий әмәлдарлиридин бири у кишигә шаһанә кийим кийдүрүп, уни атқа миндүрүп, шәһәр мәйданини айландуруп: «Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду», дәп униң алдида җар салсун, — деди.
10Шундақ қилип, падиша Һаманға:
— Дәрһал шаһанә кийим билән атни кәлтүрүп, һазирқи дегиниң бойичә орда дәрвазиси алдида олтарған йәһудий Мордикайға шундақ қил! Ейтқанлириңдин бирәрсиму кам қилинмисун! — дәп буйриди. 11Һаман шаһанә кийим билән атни кәлтүрди. Мордикайға шаһанә кийим кийдүрүп, атқа миндүрди вә уни шәһәр мәйданиға елип берип айландуруп:
— Қараңлар! Падиша иззәт-һөрмәт көрсәтмәкчи болған киши мана мошундақ қилиниду, — дәп униң алдида җар салди. 12Шуниңдин кейин Мордикай ордидики вәзиписини давамлаштурушқа қайтип кәлди. Һаман болса бешини чүмкәп, ғәмкин һалда дәрһал өйигә қайтип кәтти. 13У өзи дуч кәлгән ишларни аяли Зәрәшкә вә барлиқ ағинилиригә бир-бирләп сөзләп бәрди. Аяли вә мәслиһәтчилири униңға:
— Сиз йеңилип қелишқа башлиған Мордикай йәһудий нәслидин болғачқа, униңға тақабил туралмайсиз, сиз униң көз алдида чоқум йеңилип қалисиз, — деди.
14Улар сөзлишип турғинида, ординиң һәрәмъағилири келип, Һаманни Әстирниң тәйярлиған зияпитигә беришқа алдиратти.
Currently Selected:
Әстир 6: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti