YouVersion Logo
Search Icon

Әстир 5

5
Әстирниң падиша билән Һаманға зияпәт бериши
1Үчинчи күни Әстир шаһанә кийимини кийип, ординиң ичкирики һойлиға, йәни падишаниң тәхти қоюлған падиша ханиси удулидики һойлиға кирди. Падиша өз ханисидики ишикниң удулидики тәхтидә олтиратти. 2Падиша ханиш Әстирниң ичкирики һойлида турғинини көрүп, ханиш униң нәзәридә илтипат тапқачқа, алтун сәлтәнәт һасисини униңға узатти. Шуниң билән Әстир униң алдиға берип, һасиниң учини тутти. 3Падиша униңдин:
— Әй ханиш Әстир! Немә болди? Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди.
4— Әгәр алийлири халисила, бүгүн Һаман билән биргә сили үчүн тәйярлиған зияпитимгә кәлгәйла, — деди Әстир падишаға. 5Падиша:
— Әстирниң тәләп қилғинидәк, Һаманни дәрһал елип келиңлар, — деди. Шундақ қилип, падиша зияпәткә Һаман билән биллә барди.
6Шарап ичиливатқанда, падиша Әстирдин йәнә:
— Илтимасиң немә? Илтимасиң орунлиниду. Немә тәливиң бар? Һәтта империямниң йеримини тәләп қилсаңму, у саңа берилиду, — деди.
7-8— Мениң илтимасим вә тәливим шуки: Әгәр мән алийлириниң илтипатиға муйәссәр болсам, алийлири халисила, әтә өзлири Һаман билән биргә иккилири үчүн тәйярлиған зияпитимгә қатнишип бәргәйла. Шу чағда силиниң сориғанлириға җавап берәй, — деди Әстир.
Һаманниң Мордикайни қәстләш плани
9Һаман зияпәттин көңли хуш қайтти. Лекин у орда дәрвазиси алдидин өткинидә, Мордикайниң у йәрдә орнидин мидирлимай олтарғинини, өзидин бир азму әймәнмигәнлигини көрүп интайин ғәзәпләнди. 10Лекин у ғәзивини бесивелип, өйигә қайтип, ағинилирини чақиртти вә аяли Зәрәшниму кәлтүрди. 11Һаман уларға өзиниң чәксиз байлиғи вә пәрзәнтлириниң көплиги һәққидә по атти, шундақла падишаниң униң мәртивисини қандақ өстүрүп, барлиқ алий әмәлдарлар билән бәгләрдин жуқури қилғанлиғини ағзи ағзиға тәгмәй сөзлиди. 12Һаман йәнә:
— Булардин башқа ханиш Әстир бәргән зияпәткә падиша билән мәндин башқа һеч ким тәклип қилинмапту. У йәнә падиша билән мени әтики зияпәткә тәклип қилди! 13Бирақ мән қачанла һелиқи йәһудий Мордикайниң орда дәрвазиси алдида олтарғинини көрсәм, бу ишларниң һәммисиниң маңа һеч бир әһмийәтсиз екәнлигини һис қилимән, — деди.
14Униң аяли вә ағинилири униңға:
— Сиз буйруқ чүширип, оттуз йәттә гәз#5:14 Тәхминән 22 метрға тоғра келиду. егизликтә бир дар тәйярлитиң вә әтә әтигәндә падишадин Мордикайни дарға есишни тәләп қилиң. Шундақ қилғанда, зияпәткә хошал-хорам барисиз, — дәп тәклип беришти. Һаман буни яхши мәслиһәт дәп билип, егиз бир дар тәйярлатти.

Currently Selected:

Әстир 5: HZUTCYR

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in