YouVersion Logo
Search Icon

Әстир 4

4
Мордикайниң Әстирдин ярдәм сориши
1Мордикай бу ишлардин хәвәр тапқандин кейин интайин қайғуруп, кийимлирини житип, кәндир рәхткә йөгинип, бешиға күл чечип, Суза шәһирини айлинип жүрүп, наһайити қаттиқ аһу-пәрият көтәрди. 2У орда дәрвазисиға келип, тохтап қалди. Чүнки қаидә бойичә мата рәхткә йөгәнгән кишиләр ордиға киргүзүлмәтти. 3Падишаниң пәрмани қайси өлкигә йетип кәлсә, у йәрдики йәһудийлар қайғуруп, налә-пәрият қилишти. Улар роза тутуп, көз йеши қилип, һаза тутушти, нурғун кишиләр кәндир рәхткә йөгинип, күлгә милинип йетишти.
4Әстирниң хизмитини қилидиған кенизәкләр билән һәрәмъағилири Мордикай һәққидә Әстиргә хәвәр йәткүзгәндә, у интайин беарам болуп, Мордикайға кийим-кечәкләрни әвәтип, униң матини ташлаветишини тәләп қилди. Лекин Мордикай қобул қилмиди. 5Әстирниң хизмитигә тайинланған падишаниң Һатак исимлиқ бир һәрәмъағиси бар еди. Әстир уни чақиртип, Мордикайниң йениға берип, зади немә ишниң уни қийнаватқанлиғини вә немишкә ундақ болғанлиғини билип келишкә әвәтти. 6Шуниң билән Һатак орда дәрвазиси алдидики мәйданда Мордикай билән көрүшти. 7Мордикай йүз бәргән ишларни униңға бир-бирләп ейтип бәрди, шундақла Һаманниң йәһудийларни йоқитиш үчүн дөләт ғәзнисигә қанчилик пул сәдиқә қилишни вәдә қилғанлиғиниму деди. 8Мордикай униңға йәнә Сузада елан қилинған йәһудийларни йоқитиш тоғрисидики пәрманидин бир нусха бәрди. Мордикай униң бу пәрманни Әстиргә тапшуруп беришини һәм Әстиргә әһвални чүшәндүрүп, униң падишаға ялвуруп, өз хәлқиниң бир қошуқ қенини тилишини тәләп қилди.
9Һатак қайтип Мордикайниң тәливини Әстиргә йәткүзди. 10Әстир:
— Мордикайға мону гәпләрни йәткүз, — дәп Һатакни йәнә әвәтти.
11— Падиша ордисида хизмәт қиливатқанлар вә падишаниң қол астидики хәлиқлири шуни билидуки: Әр яки аял болушидин қәтъий нәзәр, қайси бир киши чақирилмай ичкирики һойлиға — падишаниң һозуриға кирсә, қанун бойичә өлтүрүлиду. Пәқәт падиша униңға қолидики алтун сәлтәнәт һасисини узитип қалса, у тирик қалиду. Мени болса падиша чақирмиғили бир ай болди.
12Әстирниң бу гәплири Мордикайға йәткүзүлди. 13Мордикай Әстиргә мундақ җавап әвәтти:
— Йәһудийларниң һәммиси өлтүрүлидиған йәрдә сән һәргизму «ордида яшиғанлиғим үчүн аман қалимән» дәп ойлимиғин. 14Әгәр мошу вақитта сән сүкүт қилсаң, йәһудийларға башқа җайдин ярдәм келиду, улар қутулуп қалиду, лекин сән пүтүн уруқ-әвладиң билән қошулуп өлисән. Ким билиду, бәлким сән мошу вақитлар үчүн ханишлиқ мәртивисигә еришкәндурсән?
15Әстир кейин Мордикайға мундақ җавап қайтурди:
16— Сиз берип, Суза шәһиридики барлиқ йәһудийларни жиғиң, силәр мән үчүн роза тутуңлар, үч кечә-күндүз һеч нәрсә йемәңлар, һеч нәрсә ичмәңлар. Мәнму кенизәклирим билән шундақ қилимән. Андин мән қанунға хилап болсиму, падишаниң алдиға киримән. Буниң үчүн өлсәмму мәйли.
17Шундақ қилип, Мордикай кәтти вә Әстирниң тапилиғинидәк қилди.

Currently Selected:

Әстир 4: HZUTCYR

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in