Шу күни кәчтә падишаниң уйқуси кәлмигәчкә, империяниң хатирә дәптирини алдуруп оқутти. Хатирә дәптәрниң: «Мордикай падишани йошурун өлтүрүш һәққидики бир сүйиқәстни паш қилған, бу сүйиқәстни орда дәрвазисини күзәт қилидиған Биғтан билән Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси планлиған», дәп йезилған йеригә кәлгәндә