Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 10

10
Талақ тоғрисидики тәлим
1Һәзрити Әйса у йәрдин кетип, Йәһудийә өлкисини бесип өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларға барди. Униң әтрапиға йәнә топ-топ адәм жиғилған еди. У көпчиликкә һәр қетимқидәк тәлим беришкә башлиди.
2Һәзрити Әйсаниң йениға кәлгән бәзи пәрисийләр Уни қапқанға чүшириш мәхситидә:
— Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
3— Муса пәйғәмбәр силәргә немә дәп буйруған? — деди һәзрити Әйса.
4— Муса пәйғәмбәр әрләрниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти улар.
5Һәзрити Әйса уларға:
— Тәрсалиғиңлардин Муса пәйғәмбәр бу буйруқни язған. 6Худа аләмни яратқанда, инсанларни «әр вә аял қилип яратти». 7«Бир адәмниң ата-анисидин айрилип, аяли билән бирлишип, 8бир тән болуши, әйнә шу сәвәптиндур». Шундақ екән, әр-аял айрим-айрим икки тән болмастин, бир тәндур. 9Шуниң үчүн Худа қошқанни инсан айримисун, — деди.
10Улар өйгә киргәндин кейин, шагиртлири бу һәқтә һәзрити Әйса­дин йәнә сориди. 11Һәзрити Әйса уларға:
— Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши нека садиқлиғини бузған болиду. 12Еридин аҗришип, башқа әргә тәккән аялму нека садиқлиғини бузған болиду, — деди.
Һәзрити Әйсаниң кичик балиларға бәхит тилиши
13Қоллини тәккүзүп бәхит тилисун дәп, кишиләр кичик балили­рини һәзрити Әйсаниң алдиға елип кәлди. Бирақ шагиртлар уларни әйиплиди. 14Буни көргән һәзрити Әйса хапа болуп, шагиртлириға:
— Балилар алдимға кәлсун, уларни тосимаңлар. Чүнки Худаниң Падишалиғиға киридиғанлар дәл мошуларға охшашлардур. 15Билип қоюңларки, кимду-ким Худаниң Падишалиғини сәби балилардәк қобул қилмиса, Униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди. 16Шуниң билән У балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди.
Мүлүкдардики мүшкүлат
17Һәзрити Әйса сәпәргә чиқиш алдида, бир киши жүгрәп келип, Униң алдида тиз пүкүп:
— Әй яхши Устаз, мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн қандақ қилишим керәк? — дәп сориди.
18Һәзрити Әйса униңға:
— Мени немишкә яхши дәйсиз? Ялғуз бир Худадин башқа яхши йоқ. 19Сиз Тәвратта буйрулған «Қатиллиқ қилма, нека садиқлиғини бузма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, башқиларни алдима, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәризләрни ада қилиң, — деди.
20— Устаз, буларға кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди һелиқи адәм.
21Һәзрити Әйса униңға меһриванлиқ билән қарап:
— Сиздә қилишқа тегишлик йәнә бир иш кам. Пүтүн мал-мүлкиңизни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бериң. Шундақ қилсиңиз асманда ғәзниңиз болиду. Андин келип Маңа әгишиң! — деди.
22Бу сөзни аңлаш биләнла бу адәмниң чирайи өзгирип, қайғу ичидә у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.
23Һәзрити Әйса өп-чөрисигә көз жүгәртип чиққандин кейин, шагиртлириға:
— Мал-дунияси көпләрниң Худаниң Падишалиғиға кириши немә дегән тәс һә! — деди.
24Шагиртлар Униң сөзлиригә һәйран болушти. Лекин һәзрити Әйса уларға йәнә:
— «Балилирим, Худаниң Падишалиғиға кириш немә дегән тәс һә! 25Байларниң Худаниң Падишалиғиға кириши төгиниң жиңнә төшүгидин өтүшидинму тәс екән! — деди.
26Шагиртлар техиму һәйран болушуп, бир-биридин:
— Ундақта, ким қутқузулушқа еришәләйду? — дәп сорашти. 27Һәз­рити Әйса уларға қарап:
— Бу инсанларниң қолидин әмәс, Худаниңла қолидин келидиған иштур, чүнки Худа һәммигә қадирдур, — деди.
28— Мана биз һәммини ташлап Сизгә әгәштуқ. Сизчә, биз қутқузу­ламдуқ? — деди Петрус кәйнидинла.
29— Билип қоюңларки, Мени вә Хуш Хәвәрни дәп, өйи, ака-укилири, һәдә-сиңиллири, ата-аниси, бала-җақилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси 30бу дунияда зиянкәш­ликкә учраш билән биргә йүз һәссиләп өй, ака-ука, һәдә-сиңил, ана, бала-җақа вә йәр-зиминларға еришиду. Келидиған дуниядиму мәңгүлүк һаятқа еришиду. 31Лекин шу чағда нурғун алдинқи қатар­дикиләр ахирқилар болиду, нурғун ахирқилар алдинқи қатарға чиқиду, — деди һәзрити Әйса.
Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини йәнә алдин-ала ейтиши
32Улар Йерусалимға баридиған йолда еди, һәзрити Әйса һәмминиң алдида кетивататти. Шагиртлири Униң хәтәр йүз бериш мүмкинчилиги болған у шәһәргә алдирап маңғанлиғидин һәйран еди, уларға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Һәзрити Әйса он икки шагиртини йәнә бир чәткә тартип, уларға Өз бешиға келидиғанларни уқтуруп:
33— Мана биз һазир Йерусалимға кетиватимиз. Инсан Оғли алий роһанийлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар Уни өлүм җаза­сиға мәһкүм қилип, римлиқларға тапшуруп бериду. 34Римлиқ­лар Уни мәсқирә қилиду, йүзигә түкүриду, Уни қамчилайду вә өлтүриду. Бирақ У үч күндин кейин қайта тирилиду, — деди.
Яқуп билән Юһаннаниң тәливи
35Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
— Устаз, бизниң бир тәливимиз бар еди. Орунлап беришиңизни өтүнимиз, — дейишти.
36— Силәргә немә қилип беришимни тәләп қилисиләр? — дәп сориди һәзрити Әйса.
37— Сиз шан-шәрәпкә еришкиниңиздә, биримизни оң йениңизда, биримизни сол йениңизда олтарғузғайсиз, — дейишти улар.
38— Силәр немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр, — деди һәзрити Әйса, — Мән ичидиған азап қәдиһини вә Мән қобул қилиди­ған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр? #10:38 Бу айәттә һәзрити Әйсаниң тартидиған азап-оқубити вә чапрас яғачтики өлүми көздә тутулған.
39— Қобул қилалаймиз, — дейишти улар.
Һәзрити Әйса уларға:
— Силәр һәқиқәтәнму Мениң азап қәдиһимгә вә чөмүлдүрү­лүшүмгә ортақ болисиләр. 40Бирақ оң яки сол йенимда олтиришиң­ларға рухсәт қилиш Мениң ихтияримда әмәс. Бу орунлар кимләргә тәйярланған болса, шулар олтириду, — деди.
41Буниңдин хәвәр тапқан башқа он шагирт Яқуп билән Юһаннаға хапа болушқа башлиди. 42Һәзрити Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди:
— Силәргә мәлум, бу дуниядики һөкүмран дәп қаралғанлар қол астидики хәлиқ үстидин рәһимсизлик билән һакимийәт жүргүзиду. Әмирлири уларни қаттиқ қоллуқ билән башқуриду. 43Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмисун. Силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у қалғанларға хизмәт қилсун. 44Ким биринчи болушни халиса, у һәммә адәмниң қули болсун. 45Чүнки Инсан Оғлиму башқиларни Өзигә хизмәт қилдурғили әмәс, башқиларға хизмәт қилғили вә җенини пида қилиш төләмигә нурғун адәмләрни гунадин азат қилғили кәлди.
Қарғу Бартимайниң көзиниң сақайтилиши
46Кейин улар Ериха шәһиригә кәлди. Һәзрити Әйса шагиртлири вә нурғун халайиқ билән биллә Ерихадин қайтқан вақитта Тимайниң Бартимай исимлиқ қарғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти. 47У насирәлик Әйсаниң у йәрдә екәнлигини аңлап:
— Әй падиша Давутниң Әвлади #10:47 Давут падишаниң Әвлади — бу нам йәһудийлар арисида улар күтүватқан Қутқазғучи-Мәсиһни көрситәтти. Әйса, маңа рәһим қилғайсиз! — дәп вақирашқа башлиди.
48Нурғун адәмләр уни әйипләп, үнини чиқармаслиғини ейтти. Лекин у:
— Әй падиша Давутниң Әвлади, рәһим қилғайсиз, — дәп техиму вақириди.
49Һәзрити Әйса қәдимини тохтитип:
— Уни чақириңлар, — деди. Чақирғили барғанлар қарғуға:
— Қорқма! Орнуңдин тур, У сени чақириватиду! — дейишти. 50У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп, һәзрити Әйсаниң алдиға кәлди.
51Һәзрити Әйса униңдин:
— Мәндин немә тәләп қилисән? — дәп сориди.
Қарғу:
— Устаз, көзүмниң ечилишини тәләп қилимән, — деди.
52Һәзрити Әйса:
— Қайтсаң болиду, Маңа бағлиған ишәнчиң сени сақайтти, — девиди, у адәмниң көзи шу ан ечилди. Шуниң билән у адәм йол бойи һәзрити Әйсаға әгишип маңди.

Àwon tá yàn lọ́wọ́lọ́wọ́ báyìí:

Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 10: HZUTCYR

Ìsàmì-sí

Pín

Daako

None

Ṣé o fẹ́ fi àwọn ohun pàtàkì pamọ́ sórí gbogbo àwọn ẹ̀rọ rẹ? Wọlé pẹ̀lú àkántì tuntun tàbí wọlé pẹ̀lú àkántì tí tẹ́lẹ̀

Àwọn fídíò fún Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 10