Луқа баян қилған Хуш Хәвәр ‮Қисқичә чүшәндүрүш‬

Қисқичә чүшәндүрүш
Бу китапниң муәллипи йәһудий миллитидин болмиған дохтур Луқадур. У өз китавини һәзрити Әйсаниң һаятиниң гувачилири болған кишиләр­ниң өз көзи билән көргәнлирини асас қилип йезип чиққан.
Луқа бу китапта һәзрити Әйсаниң исраилларға вәдә қилинған Қутқаз­ғучи болупла қалмай, бәлки пүткүл инсанларниң Қутқазғучиси екәнлигини тәсвирләп берип, Униң туғулушидин таки асманға көтирили­шигичә болған вақиәләрни тәпсилий баян қилған.
Бу китапта Худаниң инсанларни қутқузуш планиниң йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни өз ичигә алидиғанлиғи, Хуш Хәвәр елип келиди­ған бәхит, дуа қилишниң муһимлиғи, һәзрити Әйсаниң һәр хил һаҗәт­мәнләргә, болупму шу вақитларда төвән орунда туридиған аяллар, намрат­лар вә «гунакарларға» көңүл бөлгәнлиги вә Муқәддәс Роһниң әвәтилиши нуқтилиқ тәкитләнгән.
Тезис:
1. Һәзрити Әйсаниң дунияға келиши вә балилиқ чағлири (1-2-баплар)
2. Һәзрити Әйсаниң чөмүлдүрүлүши вә синилиши (3-баптин 4-бап 13-айәткичә)
3. Һәзрити Әйсаниң Җәлилийәдики хизмити (4-бап 14-айәттин 9-бап 50-айәткичә)
4. Һәзрити Әйсаниң Йерусалимға сәпири (9-бап 51-айәттин 19-бап 27-айәткичә)
5. Һәзрити Әйсаниң Йерусалимдики хизмити (19-бап 28-айәттин 21-бап 4-айәткичә)
6. Һәзрити Әйсаниң кәлгүсидики ишларни алдин-ала ейтиши (21-бап 5-38-айәтләр)
7. Һәзрити Әйсаниң өлтүрүлүши вә тирилиши (22-24-баплар)

Ìsàmì-sí

Pín

Daako

None

Ṣé o fẹ́ fi àwọn ohun pàtàkì pamọ́ sórí gbogbo àwọn ẹ̀rọ rẹ? Wọlé pẹ̀lú àkántì tuntun tàbí wọlé pẹ̀lú àkántì tí tẹ́lẹ̀