Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 5

5
Һәзрити Әйсаниң тунҗа қетим шагирт чақириши
1Бир күни һәзрити Әйса Гинәсар көлиниң бойида турғанда, кишиләр Униңдин Худаниң сөзини аңлаш үчүн Униң әтрапиға зич олашти. 2Һәзрити Әйса көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар кемидин чүшүп, қирғақта торлирини жуюшувататти. 3Һәзрити Әйса белиқчи Симунниң кемисигә чиқип, униңдин кемини қирғақтин сәл жирақлитишни тәләп қилди. Андин У кемидә олтирип халайиққа тәлим бәрди. 4Тәлим берип болғандин кейин Симунға:
— Кемини чоңқурирақ йәргә һайдап берип, торлириңларни селип, белиғиңларни тутуңлар, — деди.
5— Устазим, биз кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ, — деди Симун, — бирақ дегиниңизгә бенаән торни салсақ салайли.
6Шуниң билән улар торлирини көлгә селиведи, белиқлар торға патмай қелип, торлар житилишқа башлиди. 7Улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә чақиришти. Улар келип, белиқларни икки кемигә лиқ қачиливеди, кемиләр белиқниң җиқлиғидин чөкүп кәт­ки­ли тас қалди. 8Бу ишни көргән Симун һәзрити Әйсаниң алдида тизли­нип туруп:
— Әй Рәббим, мәндин жирақлишиң, гунакармән! — деди. 9Чүнки Симун вә униң шериклири бунчивала көп белиқ тутқанлиғидин һәйран болған еди. 10Башқа кемидики шериклири Зәбәдийниң оғул­лири Яқуп билән Юһаннаму һәйран болди. Һәзрити Әйса Симунға:
— Қорқма, буниңдин кейин белиқ тутушниң орниға, Маңа адәм тутисән, — деди.
11Улар кемини қирғаққа тохтитип, һәммә нәрсини ташлап, һәзрити Әйсаға әгишип маңди.
Һәзрити Әйсаниң мохо кесилини сақайтиши
12Бир қетим һәзрити Әйса мәлум бир шәһәргә барғандин кейин, пүтүн бәдинини мохо қаплап кәткән бир киши Уни көрүпла Униң айиғиға жиқилип:
— Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қил­ғайсиз! — дәп ялвурди.
13Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди. 14Һәзрити Әйса униңға:
— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма. Лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип, роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиғини қил, — дәп тапилиди.
15Гәрчә һәзрити Әйса: «Бу ишни һеч кимгә ейтма», дегән болсиму, У тоғрисидики хәвәр техиму пур кәтти. Нурғун хәлиқ Униң тәлимини аңлаш вә өз кесәллирини сақайтиш үчүн Униң алдиға келәтти. 16Һәзрити Әйса болса, пат-пат тинич йәрләргә берип дуа қилатти.
Һәзрити Әйсаниң гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи
17Бир күни һәзрити Әйса тәлим бериватқанда, Униң йенида пәри­сий­ләр #5:17 Пәрисийләр — йәһудий диниға тәвә болған, Тәврат түзүмлиригә қаттиқ риайә қилидиған диний еқимдики кишиләр. вә Тәврат устазлири олтиратти. Улар Җәлилийә, Йәһу­дийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йеруса­лимдин кәлгән еди. Рәббимизниң күч-қудрити һәзрити Әйсаға яр болғачқа, кесәлләрни сақайтивататти. 18Шу чағда бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип келип, уни өйниң ичидики һәзрити Әйсаниң алдиға әкиришкә тиришти, 19бирақ адәмниң толилиғидин кесәлни әкирәлмәй, өгүзгә елип чиқип, өгүздин түңлүк ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә чүширип, халайиқниң арисида турған һәзрити Әйсаниң алдиға әкәлди. 20Уларниң ишәнчини көргән һәзрити Әйса һелиқи паләчкә:
— Достум, гуналириң кәчүрүм қилинди! — деди.
21Һелиқи Тәврат устазлири билән пәрисийләр бир-биригә:
— Қорқмастин бундақ күпүрлүк сөзлигән бу адәм кимдур?! Худадин башқа һеч кимниң гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқи йоққу! — дейишти.
22Уларниң көңлидә немә ойлаватқанлиғини билгән һәзрити Әйса уларға мундақ деди:
— Силәр буни немә үчүн күпүрлүк дәйсиләр? 23-24«Гуналириң кәчү­рүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму? Әлвәттә, ейтмақ асан, қилмақ тәс. Амма һазир Инсан Оғлиниң #5:23-24 Муқәддәс Язмиларда «Инсан Оғлидин» ибарәт Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән асмандин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Һәзрити Әйса бу намни Өзи һәққидә ишләткән. йәр йүзидә һәм гуналарни кәчүрүм қилиш, һәм кесәлләрни сақайтиш һоқуқиға егә екәнлигини испатлап берәй, — деди. Андин паләч кесәлгә:
— Орнуңдин тур, орун-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйриди.
25Һелиқи адәм дәрһал көпчиликниң алдида орнидин дәс туруп, өзи ятқан зәмбилни елип, Худани мәдһийилигиничә, өйигә қайтти. 26Буниңға һәйран болған көпчиликму Худани мәдһийиләшти вә аң-таң қалған һалда:
— Бүгүн биз әқлимиз йәтмәйдиған ишларни көрдуқ! — дейишти.
Һәзрити Әйсаниң Лавийни чақириши
27Бу иштин кейин һәзрити Әйса у йәрдин чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни #5:27 Баҗгир — Исраилни ишғал қилған римлиқлар үчүн өз хәлқидин баҗ жиғип беридиған вә шу сәвәптин хәлиқниң нәпритигә учриған йәһудийлар. көрди. У баҗ жиғидиған җайда олтиратти. Һәзрити Әйса униңға:
— Маңа әгәшкин! — деди.
28Лавий орнидин туруп, ишини ташлап, һәзрити Әйсаға әгәшти.
29Шу күни Лавий өйидә һәзрити Әйсаға чоң зияпәт бәрди. Тәклип қилинған нурғун баҗгирлар вә уларға охшаш кишиләрму һәзрити Әйса вә шагиртлири билән һәмдәстихан болди. 30Кейин бәзи пәри­сийләр вә уларниң диний еқимидики бәзи Тәврат устазлири рәнҗигән һалда һәзрити Әйсаниң шагиртлириға:
— Силәрниң баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда олтар­ғиниңлар қандақ гәп?! — дейишти.
31Һәзрити Әйса уларға:
— Сағлам адәм әмәс, бәлки кесәл адәм тевипқа муһтаҗдур. 32Мән өзлирини дурус һесаплайдиғанларни әмәс, бәлки өзлириниң гунали­рини тонуйдиғанларни товва қилишқа чақирғили кәлдим, — дәп җавап бәрди.
Роза тутуш мәсилиси
33Бәзи кишиләр һәзрити Әйсаға:
— Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири пат-пат роза тутуп дуа қилиду. Пәрисийләрниң шагиртлириму шундақ қилиду. Сизниң шагиртлириңиз һәҗәп йәп-ичипла жүридиғу! — дейишти.
34Һәзрити Әйса уларға:
— Тойи болуватқан жигит техи той зияпитидә турған чағда, меһман­лар һәсрәт чекиватқан адәмләрдәк роза тутса қандақ болғини?! Әлвәттә болмайду! 35Амма жигитниң улардин елип кетилидиған күни келиду, улар әйнә шу чағда қайғу-һәсрәт чәккинидин роза тутиду, — деди.
Кониға есиливелиш
36Һәзрити Әйса уларға йәнә бир тәмсил кәлтүрди:
— Һеч ким йеңи көйнигини житип, уни кона көйнигигә ямақ қилмайду. Ундақ қилса, йеңи көйнәкму житилиду, житивелинған ямақму кона көйнәккә ярашмайду. 37Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, йеңи шарап­ниң көпүши билән тулум йерилидудә, шарапму төкүлүп кетиду. Демәк, тулумму кардин чиқиду. 38Шуниң үчүн йеңи шарапни йеңи тулумға қачилаш керәк. 39Униң үстигә, кона шарап ичип жүргән һәр қандақ адәм йеңисини ичишни халимайду. «Болди, кониси яхши екән!» дәйду.

Àwon tá yàn lọ́wọ́lọ́wọ́ báyìí:

Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 5: HZUTCYR

Ìsàmì-sí

Pín

Daako

None

Ṣé o fẹ́ fi àwọn ohun pàtàkì pamọ́ sórí gbogbo àwọn ẹ̀rọ rẹ? Wọlé pẹ̀lú àkántì tuntun tàbí wọlé pẹ̀lú àkántì tí tẹ́lẹ̀

Àwọn fídíò fún Луқа баян қилған Хуш Хәвәр 5