YouVersion Logo
Search Icon

Маркус баян қилған Хуш Хәвәр 6

6
Насирәликләрниң һәзрити Әйсани рәт қилиши
1Һәзрити Әйса у йәрдин чиқип, Өз жутиға қайтти. Шагирт­лириму Униң билән биллә еди. 2Дәм елиш күни һәзрити Әйса ибадәтханида тәлим беришкә башлиди. Униң сөзлирини аңлиған җамаәт һәйран болушуп:
— Бу Адәм буларни нәдин үгәнгәнду? Униңға мунчивала әқил-парасәтни ким бәргәнду? Бу мөҗүзиләрни қандақ яритидиғанду? 3У пәқәт аддий бир яғашчиғу? Мәрийәм Униң аниси, Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симун Униң қериндашлири әмәсму? Сиңиллири бу йәрдә Өз ичимиздиғу? — дейишәтти. Шуниң билән улар Уни рәт қилди.
4Һәзрити Әйса уларға:
— Пәйғәмбәр өз жути, уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөр­мәткә сазавәр болмайду, — деди. 5Шуңа һәзрити Әйса у йәрдә бир қанчә бемарни уларниң учисиға қоллирини тәккүзүп сақайтқандин башқа, һеч қандақ мөҗүзә көрситишни тоғра тапмиди. 6У бу кишиләрниң Өзигә ишәнмигәнлигидин һәйран қалди.
Һәзрити Әйсаниң он икки әлчини әвәтиши
Кейин һәзрити Әйса әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим беривататти. 7У он икки шагиртини йениға чақирип, уларға җинларни һайдаш һоқуқини бәрди вә хәлиқ арисиға икки-иккидин әвәтти. 8Һәм уларға сәпәрдә йениға һасидин башқа нәрсә еливалмаслиқ, нә нан, нә хурҗун көтәрмәслик, пулму селивалмаслиқни ейтти. 9Путиға аяқ кийишкә иҗазәт бәрди, бирақ бирәр артуқ көйнәк еливалмаслиқни буйриди. 10У йәнә:
— Бир жутқа барғиниңларда, қайси аилидә қарши елинсаңлар, у йәрдин кәткичә шу аилидила туруңлар. 11Әгәр бирәр йәрдики кишиләр силәрни қарши алмиса вә сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин қайтишиңларда, уларни агаһландуруш үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.
12Шундақ қилип, шагиртлар йолға чиқип, кишиләрни гуналириға товва қилишқа чақирди. 13Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бемарларға зәйтун йеғини сүркәп сақайтти.
Чөмүлдүргүчи Йәһияниң өлүми
14Һирод хан һәзрити Әйса һәққидики һәммә ишлардин хәвәр тапти, чүнки һәзрити Әйсаниң даңқи һәммә йәргә пур кәткән еди. Бәзиләр: «Бу Адәм өлүмдин тирилгән чөмүлдүргүчи Йәһия болса керәк. Униң пәвқуладдә қудрәтләргә егә болғанлиғиниң сәвәви әйнә шу», дейишәтти. 15Бәзиләр: «У Илияс пәйғәмбәр» десә, йәнә бәзиләр: «Бурунқи пәйғәмбәрләрдәк бир пәйғәмбәр болса керәк», дейишәтти.
16Буларни аңлиған Һирод хан:
— Мән каллисини алдурған Йәһия тирилипту! — деди. 17-18Һиродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у өгәй акиси Филипниң аяли Һиродийәни тартивалғанда, у аялниң тәливи билән Йәһияни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди. Чүнки Йәһия Һиродқа: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур», дәп кәлгән еди.
19Һиродийә шу сәвәптин Йәһия пәйғәмбәргә өчмәнлик сақлап, уни өлтүрүвәтмәкчи болсиму, лекин әмәлгә ашуралмиған еди. 20Чүнки Йәһия пәйғәмбәрниң дурус вә Худаға аталған бир адәм екәнлигини билидиған Һирод хан униңдин қорқатти вә уни муһапизәт қилатти. Һирод Йәһия пәйғәмбәрниң сөзлирини аңлиған чағлирида немә қилишини биләлмәй қалатти. Бирақ униң сөзлирини йәнила қизиқип аңлатти.
21Һиродийә күткән пурсәт ахир йетип кәлди. Һирод өзиниң туғул­ған күнини хатириләш үчүн чоң зияпәт өткүзүп, қол астидики әмәл­дарлар, команданлар вә Җәлилийә өлкисидики жут чоңлирини күтүвалди. 22Һиродийәниң бурунқи еридин болған қизи кирип уссул ойнап бәрди. Бу Һирод билән меһманларға бәкму йеқип кәтти. Һирод хан қизға:
— Мәндин немә тәләп қилсиңиз, шуни беримән, — деди. 23Арқидин­ла у қәсәм қилип йәнә:
— Мәндин немә тәләп қилсиңиз, һәтта ханлиғимниң йеримини десиңизму, мәрһәмәт, — деди.
24Қиз ташқириға чиқип, анисидин:
— Немә тәләп қилай? — дәп сориди.
— Чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини тәләп қил, — деди аниси.
25Қиз шу ан Һирод ханниң алдиға жүгрәп кирип:
— Чөмүлдүргүчи Йәһияниң каллисини дәрһал бир тәхсигә қоюп кәлтүрүшиңизни тәләп қилимән, — деди.
26Һирод хан буниңға наһайити оңайсизланған болсиму, меһман­ларниң алдида қилған қәсими түпәйлидин, қизниң тәливини рәт қилишни рава көрмиди. 27У дәрһал бир җаллат әвәтип, Йәһия пәйғәм­бәрниң каллисини елип келишни буйриди. Җаллат зинданға берип Йәһия пәйғәмбәрниң каллисини елип, 28уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип кәлди. Қиз уни анисиға тапшурди. 29Буниңдин хәвәр тапқан Йәһия пәйғәмбәрниң шагиртлири келип, җәсәтни елип берип йәрликкә қойди.
Һәзрити Әйсаниң бәш миң кишини тойдуруши
30Йеза-қишлақларға әвәтилгән әлчиләр қайтип келип, һәзрити Әйсаниң алдиға жиғилди вә қилған ишлири һәм бәргән тәлимлирини Униңға мәлум қилишти. 31Келип-кетиватқанлар наһайити көп болған­лиқтин, һәзрити Әйса вә шагиртларға ғизалинишқиму вақит чиқ­миди. Шуңа һәзрити Әйса уларға:
— Җүрүңлар, Мән билән хали бир җайға берип, бир дәм арам елиңлар, — деди. 32Буниң билән улар кемигә чүшүп, хали бир йәргә қарап йол алди. 33Бирақ уларниң кетиватқанлиғини көргән бир мунчә кишиләр уларни тонувалған еди. Халайиқ әтраптики пүтүн йезилардин бәс-бәс билән пиядә йолға чиқип, улардин бурун у йәргә йетип беришти. 34Һәзрити Әйса кемидин чүшүп, нурғун халайиқни көрди. Қойчисиз қой падисиға охшайдиған бу инсанларға ич ағритти вә уларға көп нәрсиләрни үгитишкә башлиди.
35Вақит бир йәргә берип қалған еди. Шагиртлири һәзрити Әйса­ниң алдиға келип:
— Бу хали бир җай екән, кәч кирип кәтти. 36Халайиқни тарқити­вәткән болсиңиз, улар әтраптики йеза-қишлақларға берип, өзлиригә йәйдиған бир нәрсә сетивалсун, — деди.
37Лекин һәзрити Әйса:
— Уларға өзәңлар тамақ бериңлар, — деди.
Шагиртлар һәзрити Әйсадин:
— Йерим жиллиқ киримни хәшләп, уларға нан әкелип бөлүп берәм­дуқ? — дәп сориди.
38— Қанчә нениңлар бар? Қарап беқиңлар, — деди һәзрити Әйса уларға. Улар тәкшүрүп кәлгәндин кейин:
— Биздә бәш нан билән икки белиқ бар екән, — дейишти.
39Һәзрити Әйса уларға халайиқни топ-топ қилип йешил чимлиқта олтарғузушни буйриди. 40Халайиқ йүздин, әлликтин болуп олтиришти. 41Һәзрити Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап Худаға шүкүр ейтти. Андин нанларни уштуп, көпчиликкә тарқитип бериш үчүн шагиртлириға бәрди. Икки белиқниму шундақ қилди. 42Һәммә йәп тойди. 43Шагиртлар ешип қалған нан вә белиқ парчилирини он икки севәткә лиқ жиғивалди. 44Тамақ йегән әрләрниң санила бәш миң еди.
Һәзрити Әйсаниң су үстидә меңиши
45Буниң кәйнидинла, һәзрити Әйса шагиртлириниң кемигә олти­рип, Өзидин авал көлниң у қетидики Бәйтсайда йезисиға өтүшини буйриди. Бу арида Өзи халайиқни тарқитивәтти. 46Уларни узатқандин кейин, дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти.
47Кәчқурун кемә көлниң оттурисиға барған еди. Қуруқлуқта Өзи ялғуз қалған һәзрити Әйса 48шагиртлириниң палақни наһайити тәстә уруватқанлиғини көрди, чүнки қарши тәрәптин шамал чиқивататти. Таң етишқа аз қалғанда, һәзрити Әйса көлниң үстидә меңип, шагирт­лири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кәтмәкчи болди. 49Шагиртлар һәзрити Әйсаниң көлниң үстидә меңип келиват­қан­лиғини көрүп, Уни алвасти, дәп ойлап вақиришип кәтти. 50Һәммиси Уни көрүп интайин алақзадә болушқан еди.
Лекин һәзрити Әйса дәрһал уларға:
— Хатирҗәм болуңлар, бу Мән, қорқмаңлар! — деди.
51Һәзрити Әйса кемигә чиқип уларға қошулғанда, шамал тохтиди. Шагиртлар буниңдин интайин һәйран қелишти. 52Чүнки улар нан тоғрисидики мөҗүзини техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлблири болса қетип кәткән еди.
53Һәзрити Әйса билән шагиртлири көлниң қарши қетиға бери­шида, Гинәсар дегән йәрдә қуруқлуққа чиқип кемини бағлиди. 54Улар кемидин чүшүши биләнла, хәлиқ һәзрити Әйсани тонувалди. 55Улар жүгришип жүрүп, бу хәвәрни әтраптики җайларға йәткүзди. Һәзрити Әйса қәйәрдә болса, кишиләр бемарларни зәмбилләргә селип, шу йәргә елип беришти. 56Һәзрити Әйса мәйли йеза, мәйли шәһәр яки қишлаққа барсун, халайиқ бемарларни асаслиқ кочиларға елип чиқип ятқузуп, һәзрити Әйсадин бемарларниң һеч болмиғанда Униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға рухсәт қилишини сорап ялвуратти. Униңға қолини тәккүзгән кесәлләрниң һәммиси сақайди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in