Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 17
17
Һәзрити Әйсаниң нурға чөмүши
1Алтә күндин кейин һәзрити Әйса пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннанила елип, егиз бир таққа чиқти. 2У йәрдә һәзрити Әйсаниң қияпити уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди. 3Тосаттин шагиртларға Муса пәйғәмбәр вә Илияс пәйғәмбәрниң һәзрити Әйса билән сөзлишиватқанлиғи көрүнди. 4Петрус һәзрити Әйсаға:
— Әй Рәббим, бу йәрдә болғинимиз немә дегән яхши! Халисиңиз, бири Сизгә, бири Муса пәйғәмбәргә, йәнә бири Илияс пәйғәмбәргә тәвә дәп, бу йәргә үч кәпә ясай, — деди.
5Петрусниң гепи түгимәйла, парлақ бир булут уларни қаплавалди. Булуттин Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум. Мән Униңдин хурсәнмән. Униң сөзигә қулақ селиңлар!» дегән авази аңланди.
6Шагиртлар буни аңлап, интайин қорқушқан һалда йәргә дүм йетивалди. 7Бирақ һәзрити Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп:
— Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди. 8Улар бешини көтирип қариведи, һәзрити Әйсадин башқа һеч ким көрүнмиди.
9Тағдин чүшүветип, һәзрити Әйса уларға:
— Инсан Оғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлириңларни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди.
10Андин шагиртлири Униңдин:
— Тәврат устазлири немә үчүн: «Илияс пәйғәмбәр Қутқазғучи-Мәсиһ келиштин авал қайтип келиши керәк», дейишиду? — дәп сорашти.
11Һәзрити Әйса җававән:
— Әлвәттә, Илияс пәйғәмбәр чоқум Қутқазғучи-Мәсиһтин авал келип, һәммини қелипиға кәлтүриду. 12Билип қоюңларки, Илияс пәйғәмбәр аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиғанлиқтин, униңға қилмиған әскилиги қалмиди. Худди шуниңдәк, улар Инсан Оғлиғиму азап салиду, — деди. 13Шу чағда шагиртлар һәзрити Әйсаниң Илияс пәйғәмбәрни тилға елиш арқилиқ чөмүлдүргүчи Йәһияни көрситиватқанлиғини чүшәнди.
Җин чаплашқан балиниң сақайтилиши
14Улар көпчиликниң йениға барғинида, бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип:
15— Тәхсир, оғлумниң һалиға йәткәйсиз! Балиниң тутқақлиқ кесили болғачқа, һали бәк харап, дайим отниң яки суниң ичигә чүшүвалиду. 16Уни шагиртлириңизға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди.
17— Әй етиқатсиз вә бузулған әвлат! Мән силәрниң Маңа ишәнмигәнлигиңларға йәнә қачанғичә бәрдашлиқ берәй? — деди һәзрити Әйса, — балини алдимға елип келиңлар.
18Һәзрити Әйса җинға буйруқ қилди. Шуниң билән җин балидин чиқип кәтти, балиму шу ан сақайди.
19Кейин һәзрити Әйса ялғуз қалғанда, шагиртлар Униң йениға келип:
— Биз немә үчүн җинни һайдалмидуқ? — дәп сорашти.
20— Ишәнчиңлар аҗиз болғанлиғи үчүн, билип қоюңларки, силәрдә қича уруғидәк көләмдә болсиму ишәнч болсиди, әву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч», десәңлар, көчкән болатти. Ишәнчиңлар болса, қолуңлардин һеч иш қечип қутулалмайду. { 21Бирақ бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш биләнла һайдиғили болиду, — деди һәзрити Әйса уларға.}
Һәзрити Әйсаниң өлүп тирилидиғанлиғини иккинчи қетим ейтиши
22-23Улар Җәлилийә өлкисидә җәм болғанда, һәзрити Әйса уларға:
— Инсан Оғли башқиларниң қолиға тапшурулуп өлтүрүлиду, лекин үчинчи күни тирилиду, — деди. Бу сөз шагиртларни ғәм-қайғуға салди.
Ибадәтхана беҗини тапшуруш
24Һәзрити Әйса шагиртлири билән Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, ибадәтхана беҗини жиққучилар Петрусниң йениға келип:
— Устазиңлар ибадәтхана беҗини төлимәмду? — дәп сориди.
25— Төләйду, — деди Петрус.
Петрус өйгә кәлгәндә, у техи бир немә демәстинла һәзрити Әйса униңдин:
— Симун, сениңчә дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму яки башқилардинму? — дәп сориди.
26Петрус:
— Башқилардин, — дейиши билән, һәзрити Әйса:
— Ундақта, пәрзәнтләр баҗдин хали болиду. 27Бирақ баҗ жиққучиларниң чишиға тәгмәйли, көлгә берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқниң ағзини ачсаң, бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип иккимизниң беҗи үчүн уларға бәр, — деди.
Currently Selected:
Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 17: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti