Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 4
4
Һәзрити Әйса билән самарийәлик аял
1Һәзрити Әйса Йәһия пәйғәмбәрдинму көп шагирт қобул қилип, уларни чөмүлдүрүветипту, дегән хәвәр пәрисийләргә йәтти. 2(Әмәлиятта һәзрити Әйса Өзи әмәс, шагиртлири чөмүлдүрәтти). 3Уларниң хәвәр тапқинини уққан һәзрити Әйса Йәһудийә өлкисидин чиқип, йәнә Җәлилийәгә кәтти. 4Йол үстидә Самарийә өлкисидин өтүшкә тоғра кәлди. 5Буниң билән һәзрити Әйса Самарийәниң Сиһар дегән йезисиға кәлди. Сиһар бурунқи заманда Яқуп өз оғли Йүсүпкә мирас қилған йәргә йеқин болуп, 6«Яқуп қудуғи» дегән қудуқму шу йәрдә еди. Һәзрити Әйса сәпәрдә чарчиғанлиғи үчүн қудуқниң йениға келип олтарди. Бу чүш вақти болуп, 7-8һәзрити Әйсаниң шагиртлири йемәклик сетивелиш үчүн шәһәргә кирип кәткән еди.
Шу чағда самарийәлик бир аял суға кәлди. Һәзрити Әйса униңға:
— Маңа бир аз уссилиқ бәргәйсиз, — деди.
9Йәһудийларниң самарийәликләрни капир дәп, һәтта уларниң чинә-қачилириниму ишләтмәйдиғанлиғини билидиған аял:
— Өзиңиз йәһудий туруп, мәндәк самарийәлик аялдин қандақларчә су сорап қалдиңиз? — дәп сориди.
10Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Әгәр сиз Худаниң соғисиниң немилиги вә сиздин уссилиқ сориған Кишиниң Ким екәнлигини билсиңизди, ундақта сиз Униңдин шуни тиләттиңиздә, Уму сизгә һаятлиқ сүйини берәтти.
11Аял:
— Тәхсир, қудуқ чоңқур, униң үстигә су тартидиған әсваплар йоқ турса, һаятлиқ сүйини нәдин тапалайсиз? 12Бу қудуқни әҗдадимиз Яқуп колиған. Униңдин өзи, оғуллири вә мал-варанлириму су ичкән. Һәҗәва, Сиз бу судинму яхши су беримән дәп, Өзиңизни әҗдадимиз Яқуптин улуқ демәкчиму? — дәп сориди.
13Һәзрити Әйса мундақ дәп җавап бәрди:
— Бу суни ичкәнләр йәнә уссайду. 14Амма Мән беридиған суни ичкәнләр мәңгү уссимайдиған болиду. Мән беридиған су ичкән кишиләрниң қәлбидә етилип чиқидиған бир булаққа айлинип, уларға мәңгүлүк һаятлиқ бериду.
15— Тәхсир, маңа бу судин бәргәйсиз. Шу су билән тәшналиғимни қандуруп, қудуққа иккинчи кәлмәйдиған болай, — деди аял.
16Һәзрити Әйса:
— Берип ериңизни башлап келиң, — деди.
17— Ерим йоқ, — дәп җавап бәрди аял.
— Ерим йоқ дәп растни ейттиңиз. 18Бәш әргә тәккән едиңиз, һазир сиз билән биллә яшаватқан адәм ериңиз әмәс, буни тоғра ейттиңиз, — деди һәзрити Әйса.
19— Тәхсир, әнди чүшәндим, Сиз әслидә пәйғәмбәр екәнсиз! 20Шуңа ейтип бәрсиңиз, әҗдатлиримиз бу тағда ибадәт қилип кәлгән, лекин силәр йәһудийлар немә үчүн «Ибадәтни Йерусалимда қилиш керәк», дәп чиң турисиләр, — деди аял.
21Һәзрити Әйса униңға мундақ деди:
— Ханим, сөзлиримгә ишиниң, шундақ бир вақит келидуки, Худаға ибадәт қилиш үчүн, кишиләрниң бу таққа яки Йерусалимға беришиниң һаҗити қалмайду. 22Силәр самарийәликләр Худаға ибадәт қилған билән Уни билмәйсиләр. Бирақ биз йәһудийлар Кимгә ибадәт қилғинимизни билимиз, чүнки қутқузулуш йәһудийлар арқилиқ дунияға келиду. 23Лекин шундақ бир вақит келиду, шундақла келип қалдики, кишиләр роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиду. Асмандики Атимиз Өзигә әйнә шундақ һәқиқий ибадәт қилғучиларни издимәктә. 24Худа — Роһтур, Униңға ибадәт қилғучилар роһи билән вә Худа ашкарилиған һәқиқәт бойичә Униңға ибадәт қилиши керәк.
25Аял һәзрити Әйсаға:
— Мәсиһниң, йәни Қутқазғучиниң келидиғанлиғини билимән. У кәлгәндә бизгә һәқиқәтни толуқ чүшәндүрүп бериду, — деди.
26— Сиз билән сөзлишиватқан Мән, У болимән! — деди һәзрити Әйса.
27Дәл шу чағда һәзрити Әйсаниң шагиртлири қайтип кәлди. Улар Униң бир самарийәлик аял билән сөзлишиватқанлиғиға аң-таң қелишти, лекин һеч қайсиси һәзрити Әйсадин: «Сиз униңдин немә соримақчисиз?» яки «Сиз немишкә униң билән сөзлишисиз?» дәпму соримиди.
28Шуниң билән аял козисини ташлап, шәһәргә қайтип берип кишиләргә:
29— Җүрүңлар, һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәргән Адәмни көрүп келиңлар. Қутқазғучи-Мәсиһ шумиду? — деди.
30Буниң билән кишиләр шәһәрдин чиқип, һәзрити Әйсаниң алдиға келишкә башлиди.
31Шу вақитниң өзидә шагиртлири һәзрити Әйсаға:
— Устаз, азирақ бир нәрсә йәвалсиңизчу, —дәп өтүнүшти.
32Лекин һәзрити Әйса:
— Мениң силәр билмәйдиған бир йемәклигим бар, — деди.
33Шагиртлар бир-биригә:
— Һәҗәва, бири Устазға йемәклик әкелип бәргәнмиду? — дейишти.
34— Мениң йемәклигим — Мени әвәткән Худаниң ирадисини әмәлгә ашуруш вә Униң Маңа тапшурған ишини тамамлаштур, — деди һәзрити Әйса.
35Һәзрити Әйса шәһәрдин келиватқанларни көздә тутуп сөзини давамлаштуруп, шагиртлириға мундақ деди:
— Силәр: «Һосул жиғишқа йәнә төрт ай бар», дәйсиләр. Амма силәргә ейтимәнки, бешиңларни көтирип етизларға қараңлар, зираәтләр сарғийип орушқа тәйяр болғандәк, бу кишиләрму ишинишкә тәйяр болди!
36Худди һосул жиққучи һәққини еливатқандәк, бу кишиләрни Маңа ишинишкә йетәкләватқанларму Худадин тегишлик һәққини еливатиду. Уларниң жиққан һосули болса, мәңгүлүк һаятқа еришкән кишиләрдур. Шундақ қилип, «териқчи» вә «омичи» тәң хошаллиниду. 37«Бири терийду, йәнә бири жиғиду» дегән тәмсил тоғридур. 38Мән силәрни өзәңлар әмәс, башқилар әмгәк сиңдүргән бир «һосулни» жиғишқа әвәттим. Шуниң үчүн силәр тәйяр болған бу «һосулни» жиққучисиләр.
39Сиһар йезисидики нурғун самарийәликләр һелиқи аялниң: «Һаятимда қилған ишлиримниң һәммисини маңа ейтип бәрди!» дегән сөзини аңлап, һәзрити Әйсаға ишәнди. 40Шуңа улар һәзрити Әйсаниң алдиға келип, Униң өзлири билән биллә турушини илтимас қилишти. Шуниң билән һәзрити Әйса у йәрдә икки күн турди.
41Униң тәлими арқилиқ техиму көп адәм Униңға ишәнди. 42Улар аялға:
— Бизниң ишинишимиз әнди пәқәт сизниң сөзлириңиз сәвәвидинла әмәс, бәлки өзимизниң аңлиғанлиғидинму болди. Униң һәқиқәтән дунияниң Қутқазғучиси екәнлигини билдуқ! — дейишти.
Бир әмәлдарниң оғлиниң сақайтилиши
43Икки күндин кейин һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисигә қарап йол алди. 44У Өзи бурун: «Һеч қандақ пәйғәмбәр өз жутида һөрмәткә сазавәр болмайду», дегән. 45Җәлилийәгә кәлгинидә, җәлилийәликләр Уни қарши елишти, чүнки уларму «Өтүп кетиш» һейтини Йерусалимда өткүзгән вә һәзрити Әйсаниң у йәрдә яратқан мөҗүзә һәм карамәтлирини көргән еди.
46Һәзрити Әйса Җәлилийә өлкисидә турған вақтида, Кана йезисиға йәнә барди. (У дәл шу йезидики бир тойда суни шарапқа айландурған еди.) Шу күнләрдә Кәпәрнаһум шәһиридә оғли кесәл болуп ятқан бир орда әмәлдари бар еди. 47У һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә кәлгәнлигини аңлап, Униң алдиға барди вә:
— Өйүмгә берип, сәкратта ятқан оғлумни сақайтип бәрсиңиз! — дәп өтүнди.
48Шуниң билән һәзрити Әйса униңға:
— Силәр җәлилийәликләр мөҗүзә вә карамәтләрни көрмигичә, Маңа ишәнмәйдиған охшайсиләр, — деди.
49Орда әмәлдари һәзрити Әйсаға:
— Һәзрәтлири, балам өлмәй турғанда барғайсиз! — деди.
50— Өйүңизгә қайтиң, оғлуңиз һаят қалиду, — деди һәзрити Әйса.
Һелиқи адәм һәзрити Әйсаниң ейтқан сөзигә ишинип, өйигә қарап маңди. 51Йолда хизмәткарлири униң алдиға чиқип, оғлиниң һаят һәм саламәт екәнлигини уқтурди.
52Әмәлдар улардин оғлиниң қачандин башлап яхшилинишқа йүзләнгәнлигини сориғинида, улар:
— Түнүгүн чүштин кейин саат бирдә қизитмиси янди, — дейишти.
53Балиниң атиси буниң дәл һәзрити Әйсаниң өзигә: «Оғлуңиз һаят қалиду!» дегән вақит екәнлигини есигә алди. Шуниң билән у вә пүтүн аилисидикиләр һәзрити Әйсаға ишәнди.
54Бу һәзрити Әйсаниң Йәһудийәдин Җәлилийәгә келип көрсәткән иккинчи мөҗүзиси еди.
Currently Selected:
Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 4: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti