YouVersion Logo
Search Icon

Юһанна баян қилған Хуш Хәвәр 3

3
Қайтидин туғулуш
1-2Йәһудийларниң Никодим исимлиқ бир кеңәшмә башлиғи бар еди. Пәрисийләрдин болған бу адәм бир кечиси һәзрити Әйсаниң алдиға келип:
— Тәхсир, Сизниң Худа әвәткән бир Устаз екәнлигиңизни билимиз. Чүнки Худа билән биллә болмиған адәм Сиз көрсәткән бу карамәт вә мөҗүзиләрни қәтъий көрситәлмәйду, — деди.
3Һәзрити Әйса:
— Билип қоюңки, һеч ким қайтидин туғулмиғичә, Худаниң Падиша­лиғини көрәлмәйду, — деди.
4Никодим:
— Қерип қалған адәм қандақму қайтидин туғулсун? Анисиниң қосиғиға кирип, қайтидин туғулуши мүмкинму? — дәп сориди.
5Һәзрити Әйса мундақ җавап бәрди:
— Билип қоюңки, һәм судин, һәм Худаниң Роһидин туғулмиғичә, һеч ким Худаниң Падишалиғиға кирәлмәйду. 6Ата-анисидин туғул­ғанлар җисманий һаятлиққила егә болиду, бирақ Худаниң Роһидин туғулғанлар роһий һаятлиққиму егә болиду. 7Сизгә: «Қайтидин туғулу­шуңлар керәк» десәм, һәйран болмаң. 8Шамал халиған йеридә чиқиду, сиз униң авазини аңлайсиз, лекин қәйәрдин келип, қәйәргә кетидиған­лиғини биләлмәйсиз. Шуниңға охшаш, Худаниң Роһиниң кишиләргә қандақ қилип һаятлиқ ата қилидиғанлиғиниму биләлмәйсиз.
9Никодим һәзрити Әйсадин:
— Бу иш қандақму мүмкин болар? — дәп сориди.
10Һәзрити Әйса униңға мундақ деди:
— Сиз исраилларниң муһим устази туруп, буниму чүшәнмәмсиз? 11Билип қоюңки, биз билидиғинимизни вә көргинимизни ейтсақму, силәр йәнила бизниң гувалиғимизни қобул қилмайватисиләр. 12Силәргә бу дуния тоғрисидики ишларни ейтсам ишәнмигән йәрдә, асман тоғрисидики ишларни ейтсам қандақму ишинисиләр? 13Һеч ким асмандики ишларниң қандақ екәнлигини билмәйду, чүнки һеч ким асмандин чүшкән әмәс. Лекин Инсан Оғли буларни билиду, чүнки У асмандин чүшкән. 14Мистин ясалған илан Муса пәйғәмбәр тәрипидин чөлдә өлүватқанларниң қутулдурулуши үчүн түврүктә егиз көтирилгинидәк, Инсан Оғли болған Мәнму шундақ егиз көтирилишим керәк. 15Шундақ болғанда, Маңа ишәнгәнләрниң һәммиси мәңгүлүк һаятқа еришәләйду.
16Чүнки Худа дуниядики инсанларни шу қәдәр сөйдики, Өзиниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнгән һәр бир киши һалак болмай, мәңгүлүк һаятқа еришиши үчүн, Уни қурван болушқа әвәтип бәрди. 17Худа Оғлини дуниядики инсанларни сораққа тартишқа әмәс, бәлки уларни қутулдурушқа әвәтти. 18Униңға ишәнгәнләр сораққа тартилмайду. Ишәнмигәнләр болса, аллибурун сораққа тартилған болиду, чүнки улар Худаниң бирдин-бир ялғуз Оғлиға ишәнмигән еди. 19Улар дайим яманлиқ қилғачқа, «Һәқиқий Нур» дунияға кәлгән болсиму, улар бу Нурни әмәс, қараңғулуқни яхши көрди. Шуңа улар җазаға тартилиду. 20Кимду-ким яманлиқ қилса, нурға өч болиду вә қилған-әткәнлирим ашкарә болуп қалмисун, дәп нурдин қачиду. 21Лекин кимду-ким һәқиқәт бойичә иш қилса, ишлиримни Худаға тайинип қилғанлиғим мәлум болсун, дәп нурға йеқин келиду.
Йәһия пәйғәмбәрниң гувалиғи
22Бу иштин кейин һәзрити Әйса шагиртлири билән Йәһудийә өлкисигә барди. Һәзрити Әйса улар билән биллә у йәрдә бир мәзгил туруп, кишиләрни чөмүлдүрди. 23Шу чағда Салим йезисиниң йени­дики Айнон дегән йәрдә Йәһия пәйғәмбәрму кишиләрни чөмүлдүрү­вататти, чүнки у йәрниң сүйи мол еди. Кишиләр униң алдиға кели­шип чөмүлдүрүшни қобул қилишатти. 24Бу Йәһия пәйғәмбәр техи зинданға чүшмигән вақит еди. 25Йәһия пәйғәмбәрниң шагирт­лири бир йәһудий билән тазилиниш диний қаидиси тоғрисида талишип қалди. 26Шагиртлар Йәһия пәйғәмбәрниң йениға келип:
— Устаз, өткәндә Иордан дәриясиниң у қетида сиз билән биргә болған, өзиңиз «Бу Адәм мәндин улуқ», дәп гувалиқ бәргән Киши һазир башқиларни чөмүлдүрүватиду. Әнди һәммиси биздин қечип, Униң йениға кетиватиду, — деди.
27Йәһия пәйғәмбәр мундақ җавап бәрди:
— Худа бәрмисә, инсан һеч немигә еришәлмәйду. 28Мән силәргә: «Мән Қутқазғучи-Мәсиһ әмәс, пәқәт Униң алдида кәлгән йол һазир­лиғучи», дегән. Буниңға силәр өзәңларму гувалиқ берәләйсиләр. 29Қиз чоқум өзи билән той қилидиған жигиткә мәнсүп болиду. Қолдаш болса, жигитниң тәйярлиғини қилип, униң келишини күтиду һәм униң авазини аңлап хурсән болиду. Шуниңға охшаш, мәнму һәзрити Әйсаниң келишидин хошаллинип, қин-қинимға патмай қалдим. 30Әнди Униң шөһрити өсүши, мениң болса төвәнлиши керәк.
31У асмандин Кәлгүчи болуп, һәммидин үстүндур. Мән болсам, бу дуниядин кәлгүчи, шуңа қилидиған сөзлиримму бу дуниядики ишлар биләнла чәклиниду. Асмандин Кәлгүчи һәммидин үстүн болуп, 32У Өзиниң асманда көргән вә аңлиғанлириға гувалиқ бериду. Бирақ Униң гувалиғиға ишинидиғанлар наһайити аз болиду. 33Һалбуки, уларниң гувалиғиға ишинидиғанлар Худаниң һәқ екәнлигигиму гувалиқ бериду. 34Худа әвәткән Қутқазғучи Худаниң сөзини сөз­ләйду, чүнки Худа Өз Роһини Униңға айимастин берип кәлмәктә. 35Асмандики Атимиз Оғлини сөйиду вә һәммә ишларни Униң қолиға тапшурған. 36Худа Оғлиға ишәнгән киши мәңгүлүк һаятқа еришкән болиду, лекин Уни рәт қилған киши мәңгүлүк һаяттин мәһрум қалидудә, Худаниң ғәзиви мана шундақлардин мәңгү нери болмайду.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in