Әстир 2
2
Әстирниң ханиш болуши
1Падиша Аһашвирушниң ғәзиви қайтқандин кейин, Вашти вә униң қилғанлири һәм униң үстидин чиқирилған өз буйруғи һәққидә ойлайдиған болди. 2Падишаниң мәхсус хизмәткарлири падишаға:
— Алийлири үчүн яш вә чирайлиқ қизлар тепип кәлтүрүлсун. 3Бу чирайлиқ қизларни Суза шәһиридики һәрәмханиға #2:3 Хан-падишаларниң вә бәзи алаһидә һоқуқлуқ жуқури мәнсәпдарларниң аял-қизлири үчүн мәхсус аҗритилған җай. жиғип келиш үчүн империялириниң һәр қайси өлкилиригә әмәлдарлар тайинлансун. Қизлар орда тоқаллириға җавапкар һәрәмъағиси Һегайниң башқурушида болсун вә пәдәз мулазимити билән тәминләнсун. 4Андин өзлиригә яққан қиз Ваштиниң орниға ханиш болсун, — дәп тәклип бәрди. Бу тәклип падишаға яққачқа, у шундақ қилди.
5Суза шәһиридә Мордикай исимлиқ бир йәһудий болуп, у Бинямин қәбилисидин болған Яирниң оғли еди. Яир Шимъиниң оғли, Шимъи болса Кишниң оғли еди. 6Бабил падишаси Нәбукәднәсәр Йерусалимдин Йәһудийә падишаси Йиһоякинни бир топ адәмләр билән биллә әсир қилип елип кәлгәндә, Кишму шуларниң ичидә еди. 7Мордикайниң Әстир исимлиқ бир нәврә сиңлиси болуп, униң ибранийчә исми Һадаса еди. У бир гөзәл, келишкән қиз болуп, ата-аниси түгәп кәткәндин кейин Мордикай уни өз қизи қилип беқивелип, чоң қилған еди.
8Падишаниң пәрмани билән нурғун қизлар Суза шәһиридики һәрәмханиға кәлтүрүлгәндә, Әстирму ордидики қизларға җавапкар болған Һегайға тапшурулди. 9Әстир Һегайға яқти. Һегай униңға илтипат қилип, дәрһал уни пәдәз мулазимити вә алаһидә йемәкликләр билән тәминлиди. Шундақла у ордидин йәттә кенизәкни униң хизмитини қилишқа таллап, Әстир вә уларға һәрәмханидин әң яхши җайни бәрди. 10Әстир өз хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә һеч кимгә һеч немә ейтмиди, чүнки Мордикай униңға бу тоғрисида еғиз ачмаслиқни буйруған еди. 11Мордикай Әстирниң һал-әһвалидин хәвәр елиш вә униңға қандақ муамилә қилиниватқанлиғини билиш үчүн, һәр күни һәрәмхана һойлисиниң әтрапида меңип жүрди.
12Рәсмийәт бойичә һәр бир яш қиз падиша Аһашвирушниң һозуриға кириш үчүн, өз новити келиштин бурун алтә ай мурмәкки йеғи билән, алтә ай хуш пурақ әтир вә майлар билән, җәми он икки ай пәдәз қилиниши керәк еди. 13Қиз падишаниң һозуриға киргәндә, һәрәмханидин ордиға немини елип кетишни халиса, униңға шу нәрсиләр бериләтти. 14Кәчқурун падиша һозуриға киргән қиз әтиси әтигәндә ордидики һәрәмханиниң башқа бир бөлүмигә әвәтиләтти. У һәрәмхана тоқалларни башқурғучи һәрәмъағиси Шаашғазниң назарити астида еди. Пәқәт падишаға яққан, исми атап чақирилған қизла қайтидин униң һозуриға кирәләтти. 15Әстирниң, йәни Абиһаил қизиниң (Мордикай беқивалған өзиниң бир нәврә сиңлиси) падиша һозуриға кириш новити кәлгәндә, һәрәмъағиси Һегай униңға немини елиш һәққидә тәклип бәргән болса, шуни алди вә башқа һеч нәрсә соримиди. Әстирни көргәнләрниң һәммиси уни яқтуруп қалатти. 16Шундақ қилип, Аһашвируш империясиниң йәттинчи жили онинчи айда,#2:16 «Әстирдә» әгәр айлар номер бойичә елинған болса, ибраний календаридики вақитни көрситиду. Әгәр айлар исми билән елинған болса, парс календаридики вақитни көрситиду. Ушбу айәттики вақит милади календари бойичә тәхминән миладидин бурунқи 478-жилниң он иккинчи ейиға тоғра келиду. йәни Тәбәт ейида Әстир падиша Аһашвирушниң ордисиға кәлтүрүлди. 17Падиша Әстирни барлиқ аяллардин яхши көрди. У падишаниң илтипати вә амрақлиғиға барлиқ қизлардин артуқ сазавәр болғачқа, падиша униң бешиға ханишлиқ таҗини кийдүрүп, Ваштиниң орниға ханиш қилди. 18Кәйнидин падиша һәммә алий әмәлдарлири вә бәглиригә Әстирниң шәриви үчүн бир чоң зияпәт бәрди. Һәммә өлкиләрдә мәйрәм елан қилинди вә мәртлик билән соғилар берилди.
Мордикайниң падишаниң һаятини қутқузуши
19Қизлар иккинчи қетим һәрәмханиға жиғилғанда, Мордикай ордида мәнсәпкә еришкән еди. 20Әстир Мордикайниң тапилиши бойичә өзиниң хәлқи вә уруқ-әҗдади һәққидә йәнила һеч кимгә һеч немә ейтмиди. Әстир Мордикайға униң тәрбийисидики вақтида бойсунғандәк бойсунатти.
21Мордикай ордида хизмәт қилған мәзгилдә, орда дәрвазисида күзәтчилик қилидиған Биғтан вә Тәрәш исимлиқ икки һәрәмъағиси болуп, улар падиша Аһашвирушқа интайин ғәзәплинип, уни өлтүрүветишни қәстләп жүрәтти. 22Мордикай бу сүйиқәстни билип қелип, ханиш Әстиргә мәлум қилди. Әстир бу ишни Мордикайниң намидин падишаға йәткүзди. 23Тәкшүрүлүш арқилиқ бу ишниң растлиғи испатланғандин кейин, бу икки киши дарға есип өлтүрүлди. Бу вақиә падишаниң көз алдида империяниң хатирә дәптиригә йезип қоюлди.
Currently Selected:
Әстир 2: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti