Һалиңларға вай, әй сахтипәз Тәврат устазлири вә пәрисийләр! Силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зирәләрниң ондин бир үлүшини Худаға атайсиләрю, бирақ Тәврат қануниниң техиму муһим тәрәплири болған һәққанийлиқ, рәһимдиллик вә садиқлиққа сәл қарайсиләр. Алди билән бу ишларни орунлишиңлар керәк. Башқа ишларға кәлсәк, уларғиму сәл қарашқа болмайду.