Баҗға тапшуридиған пулуңларни Маңа көрситиңларчу, — деди. Улар бир данә күмүч тәңгә әкәлди. Һәзрити Әйса улардин:
— Буниң үстидики сүрәт вә исим кимниң? — дәп сориди.
— Рим императори Қәйсәрниң, — дәп җавап бәрди улар.
— Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди һәзрити Әйса уларға.