Шәйтан йәнә Уни егиз җайға чиқирип, көзни жумуп ачқичә Униңға дуниядики барлиқ дөләтләрни көрситип:
— Әгәр маңа сәҗдә қилсаң, мана бу дөләтләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи вә шан-шавкәтләрниң һәммисини Саңа тәғдим қилимән. Чүнки буларниң һәммиси маңа тапшурулди. Мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән, — деди.
Һәзрити Әйса җавап берип, мундақ деди:
— Тәвратта: «Рәббиңлар болған Худағила ибадәт қилиңлар, пәқәт Униңғила хизмәт қилиңлар!» дейилгән.