Инсанлар дунияда көпийишкә башлиғанда, қизларму көпләп туғулған еди. «Худаниң оғуллири» шу қизларниң чирайлиқлиғини көрүп, өзлири халиған қизларни хотунлуққа елишқа башлиди.
Буни көргән Пәрвәрдигар:
— Мән инсанларға бәргән һаятлиқ роһи уларда мәңгү яшимайду, чүнки улар өлүшкә тегишлик. Кәлгүсидә уларниң өмри бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.
«Худаниң оғуллири» инсанларниң қизлири билән биллә болуп, әвлат тапқан чағда вә кейинки вақитларда йәр йүзидә «Нефилим» дәп атилидиған, девигә охшайдиған адәмләрму бар еди. Улар қедимки заманниң батурлири вә даңлиқ кишилири еди.