Аләмниң яритилиши 6
6
Инсанларниң яманлиғи
1Инсанлар дунияда көпийишкә башлиғанда, қизларму көпләп туғулған еди. 2«Худаниң оғуллири» #6:2 «Худаниң оғуллири» — бу һәқтә үч хил чүшәнчә бар: 1. Инсан әмәс, бәлки асмандики бир хил зат, периштә яки роһтин ибарәт. 2. Дәриҗидин ташқири адәм болуп, падиша яки һөкүмдарға охшаш. 3. Худасиз Қабилниң әвлатлиридәк әмәс, бәлки Худа йолида маңидиған Сетниң әвлатлириға охшаш. шу қизларниң чирайлиқлиғини көрүп, өзлири халиған қизларни хотунлуққа елишқа башлиди.
3Буни көргән Пәрвәрдигар:
— Мән инсанларға бәргән һаятлиқ роһи уларда мәңгү яшимайду, чүнки улар өлүшкә тегишлик. Кәлгүсидә уларниң өмри бир йүз жигирмә яштин ашмисун! — деди.
4«Худаниң оғуллири» инсанларниң қизлири билән биллә болуп, әвлат тапқан чағда вә кейинки вақитларда йәр йүзидә «Нефилим» дәп атилидиған, девигә охшайдиған адәмләрму бар еди. Улар қедимки заманниң батурлири вә даңлиқ кишилири еди.
5Пәрвәрдигар инсанларниң бузулғанлиғини, нийитиниң һәр қачан яманлиғини көрүп, 6Өзиниң адәмни яратқанлиғиға пушайман қилди. У интайин ечинған һалда:
7— Мән яратқан инсанларни йәр йүзидин йоқитимән. Шундақла барлиқ чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатларниму йоқ қилимән. Уларни яратқанлиғим үчүн әпсуслинимән! — деди.
8Лекин Пәрвәрдигар Нуһтин хурсән еди.
Нуһниң кемә ясиши
9-10Нуһниң иш-излири төвәндикичә: Нуһниң Сам, Һам, Япәт исимлиқ үч оғли бар еди. Нуһ өз заманида бирдин-бир дурус, камчилиқсиз адәм болуп, Худаға йеқин яшиған еди. 11Башқа инсанлар болса, Худаниң нәзәридә гунаға патқан болуп, йәр йүзи улар сәвәвидин зораванлиққа толған еди. 12Худа дунияға нәзәр селип, кишиләрниң қилмишлириниң яманлиғидин дунияниң интайин бузулғанлиғини көрди. 13Шуниң билән Худа Нуһқа:
— Дуния инсанларниң зораванлиғиға толуп кәтти. Шуңа Мән уларни йоқитимән! Дуния билән қошуп пүтүнләй йоқитимән! 14Сән яхши мом яғачтин өзәңгә бир кемә яса. Ясиған кеминиң ичидә өйләр болсун. Су кирмәслиги үчүн ичи-сиртини момла. 15Кеминиң узунлуғи бир йүз оттуз үч метр, кәңлиги жигирмә икки метр, егизлиги он үч метр болсун. 16Кеминиң әң үстидә ләмпә болсун, ләмпә билән яғач там арилиғида әллик сантиметр егизликтә бошлуқ қалдур. Кемини жуқури, оттура вә төвән үч қәвәт қилғин. Кеминиң ишигини йениға ачқин. 17Мән йәр йүзини топан билән ғәриқ қилип, асман астидики пүткүл җанлиқларни йоқитимән. Йәр йүзидики тиниғи бар мәхлуқларниң һәммисини йоқитимән, 18лекин сән билән алдин-ала бир келишим түзәй. Сән аялиң, оғуллириң вә келинлириңни елип кемигә кир. 19Сән йәнә кемигә йәр йүзидики һәр хил һайванларниң һәр бир түриниң әркәк-чишисидин бир җүптин елип, уларни сақлап қал. 20Һәр хил чоң-кичик һайванатлар вә учар қанатлар сақлинип қелиш үчүн, сениң алдиңға бир җүптин келиду. Сән уларни кемигә киргүзгин. 21Өзәңлар вә һайванатлар үчүн һәр хил озуқ-түлүкләрни еливал, — деди.
22Нуһ һәр бир ишни Худа буйруғандәк қилди.
Currently Selected:
Аләмниң яритилиши 6: HZUTCYR
Highlight
Share
Copy
Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti