Аләмниң яритилиши 5
5
Адәм атиниң әвлатлири
1Төвәндикиләр Адәм атиниң әвлатлиридур:
Худа Адәмни Өзигә охшайдиған қилип яратти. 2Уларни әр вә аял қилип айрип, уларға бәхит ата қилди һәм уларни «адәм» дәп атиди.
3Адәм ата йүз оттуз йешида өзигә охшайдиған йәнә бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Сет қойди. 4Адәм ата Сетни тапқандин кейин, йәнә сәккиз йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә көп оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 5У тоққуз йүз оттуз йешида аләмдин өтти.
6Сет йүз бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Енош қойди. 7Кейин у йәнә сәккиз йүз йәттә жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 8У тоққуз йүз он икки йешида аләмдин өтти.
9Енош тохсән йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Қенан қойди. 10Кейин у йәнә сәккиз йүз он бәш жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 11У тоққуз йүз бәш йешида аләмдин өтти.
12Қенан йәтмиш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Маһалалил қойди. 13Кейин у йәнә сәккиз йүз қириқ жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 14У тоққуз йүз он йешида аләмдин өтти.
15Маһалалил атмиш бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Ярет қойди. 16Кейин у йәнә сәккиз йүз оттуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 17У сәккиз йүз тохсән бәш йешида аләмдин өтти.
18Ярет бир йүз атмиш икки йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Һанух қойди. 19Кейин у йәнә сәккиз йүз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 20У тоққуз йүз атмиш икки йешида аләмдин өтти.
21Һанух атмиш бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Мәтушәлаһ қойди. 22Шуниңдин кейин Һанух үч йүз жил җәриянида Худа билән йеқин яшиди. У йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 23У йәр йүзидә җәми үч йүз атмиш бәш жил яшап, 24пүтүн һаятини Худа билән йеқин өткүзүп, бир күни көздин ғайип болди. Чүнки Худа уни Өз йениға елип кәткән еди.
25Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә йешида бир оғул пәрзәнт көрди. Униң исмини Ламик қойди. 26Кейин у йәнә йәттә йүз сәксән икки жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 27У тоққуз йүз атмиш тоққуз йешида аләмдин өтти.
28-29Ламик бир йүз сәксән икки йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Нуһ #5:28-29 Нуһ — «йениклитиш» дегән сөз билән аһаңдаш. дәп қойди. У: «Пәрвәрдигарниң йәргә ләнәт ейтиши билән, биз җапалиқ ишларға қалған. Әнди бу бала бизниң еғирчилиғимизни йениклитиду», деди.
30Нуһни тапқандин кейин, Ламик йәнә бәш йүз тохсән бәш жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди. 31У йәттә йүз йәтмиш йәттә йешида аләмдин өтти.
32Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, Сам, Һам, Япәт исимлиқ үч оғул пәрзәнт көрди.
Цяпер абрана:
Аләмниң яритилиши 5: HZUTCYR
Пазнака
Падзяліцца
Капіяваць
Хочаце, каб вашыя адзнакі былі захаваны на ўсіх вашых прыладах? Зарэгіструйцеся або ўвайдзіце
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti