YouVersion Logo
Search Icon

Мәтта баян қилған Хуш Хәвәр 8

8
Һәзрити Әйсаниң мохо кесилини сақайтиши
1Һәзрити Әйса тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр Униңға әгишип маңди. 2Мохо #8:2 Мохо кесили — бир хил қорқунучлуқ терә кесили болуп, йәһудийлар бу хил кесәлгә гириптар болғанларни «напак», дәп қаратти. кесилигә гириптар болған бир киши һәзрити Әйсаниң алдиға келип, тизлинип:
— Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин сақайтип пак қилғай­сиз! — деди. 3Һәзрити Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп:
— Халаймән, пак болғин, — девиди, бу адәмниң бәдинидики мохо кесили шу ан сақайди. 4Һәзрити Әйса униңға:
— Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, лекин удул мәркизий ибадәт­ханиға берип роһанийға өзәңниң сақайғанлиғиңни көрсәт. Андин буни башқиларға испатлаш үчүн, Муса пәйғәмбәрниң әмри бойичә мохо кесилидин сақайғанлар қилишқа тегишлик қурванлиқни қил, — деди.
Һәзрити Әйсаниң римлиқ йүз бешиниң чакирини сақайтиши
5Һәзрити Әйса Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, римлиқ бир йүз беши Униң алдиға келип, шапаәт тиләп:
6— Тәхсир, чакирим паләч болуп қалди, наһайити азап ичидә өйдә ятиду, — деди.
7— Мән берип уни сақайтип берәй, — деди һәзрити Әйса.
8Йүз беши:
— Тәхсир, өйүмгә келишиңизгә әрзимәймән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду. 9Мениңму үстүмдә башлиғим, қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм, бариду, биригә кәл десәм, келиду. Чакиримға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.
10Бу гәпләрни аңлап, һәйран болған һәзрити Әйса биллә кәлгән­ләргә:
— Билип қоюңларки, бундақ ишәнчни исраиллар ичидә учратмиған едим. 11Силәргә шуни ейтайки, шәриқ вә ғәриптин нурғун йәһудий әмәсләр келип, Асманниң Падишалиғида әҗдатлиримиз Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду. 12Лекин Асман­ниң Падишалиғиниң мирасхорлири болған нурғун йәһудийлар ташқириға, қараңғулуққа һайдилип, у йәрдә һәсрәттә жиғлап, чишли­рини ғучурлитиду, — деди. 13Андин йүз бешиға:
— Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк болиду, — деди. Һелиқи чакарниң кесили шу ан сәллимаза сақийип кәтти.
Һәзрити Әйсаниң нурғун кесәлләрни сақайтиши
14Һәзрити Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинани­синиң қизитмиси өрләп, орун тутуп йетип қалған еди. 15Һәзрити Әйса униң қолини тутуши биләнла қизитмиси йенип кәтти. У аял дәрһал орнидин туруп, һәзрити Әйсани күтүшкә башлиди.
16Қараңғу чүшкәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни һәзрити Әйсаниң алдиға елип келишти. Һәзрити Әйса бир еғиз сөз биләнла улардики җинларни қоғлавәтти вә кесәлләрниң һәммисини сақайтти. 17Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ уқтурулған: «Ағриқ-силақлиримизни У көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди», дегән сөз әмәлгә ашурулди.
Һәзрити Әйсаға әгишишниң төләмлири
18Һәзрити Әйса әтрапиға олишивалған кишиләрни көрүп, шагирт­лириға көлниң у қетиға өтүп кетишни буйриди. 19Шу чағда Тәврат устазлиридин бири келип, Униңға:
— Устазим, Сиз қәйәргә бармаң, мән Сизгә әгишип маңимән, — деди.
20Бирақ һәзрити Әйса униңға:
— Түлкиниң өңкүри, қушниң угиси бар. Бирақ Инсан Оғлиниң #8:20 Муқәддәс Язмиларда «Инсан Оғлидин» ибарәт Әвәтилгүчиниң Худаниң күч-қудрити вә шан-шәриви билән асмандин чүшүп, пүткүл инсанларни мәңгү башқуридиғанлиғи алдин-ала ейтилған. Һәзрити Әйса бу намни Өзи һәққидә ишләткән. бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
21Йәнә бир шагирти һәзрити Әйсаға:
— Устаз, атам өлүп уни йәрликкә қойғичә күтүп, андин Сизгә әгишәйчу! — деди.
22Һәзрити Әйса униңға:
— Маңа әгәшкин! Өлгәнләрни роһи өлүкләр өзлири йәрликкә қойсун, — деди.
Һәзрити Әйсаниң боранни тиничлитиши
23Һәзрити Әйса кемигә чүшти, шагиртлириму чүшүп биллә маңди. 24Көл үстидә уштумтут қаттиқ боран чиқип кәткәчкә, долқун­лар кемидин һалқип кәтти. Бу чағда һәзрити Әйса ухлавататти. 25Шагиртлар Уни ойғитип:
— Устаз, ғәриқ болуш алдида туримиз, бизни қутулдурғайсиз! — деди.
26— Неманчә қорқисиләр, ишәнчиңлар немә дегән аҗиз! — деди һәзрити Әйса вә орнидин туруп, боран-чапқун вә долқунларға буйруқ қилди. Шуниң билән боран вә долқунлар пүтүнләй тинич­ланди.
27Шагиртлар интайин һәйран болуп, бир-биригә:
— Бу зади қандақ Адәмду? Һәтта боран вә долқунларму Униң гепини аңлайдикән һә! — дәп кетишти.
Һәзрити Әйсаниң җин чаплашқан икки адәмни сақайтиши
28Һәзрити Әйса көлниң у қетидики Гадара дегән җайға барғинида, Униңға җин чаплашқан икки киши йолуқти. Гөр қилинидиған өңкүр­ләрни макан тутқан бу икки киши шунчә вәһши едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалматти. 29Улар һәзрити Әйсани көргән һаман:
— Әй Худа Оғли, ишимизға арилашма! Сән вақит-саати кәлмәс­тинла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп вақириди.
30Шу әтрапта чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинип жүрәтти. 31Җинлар һәзрити Әйсаға ялвуруп:
— Әгәр Сән бизни һайдап чиқармақчи болсаң, тоңғуз падисиға киргүзүвәткин, — деди.
32Һәзрити Әйса:
— Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кирип кәтти. Пүтүн тоңғуз падиси терә-перәң болуп, жүгригән пети тик ярдин чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
33Тоңғуз баққучилар шәһәргә қечип кирип, бу ишниң баш-ахирини вә җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа тарқатти. 34Шуниң билән пүтүн шәһәрдикиләр һәзрити Әйса билән көрүшүшкили чиқти. Улар Уни көргәндә, Униң бу йәрдин чиқип кетишини тәләп қилди.

Highlight

Share

Copy

None

Want to have your highlights saved across all your devices? Sign up or sign in