Аләмниң яритилиши 17:11-13
Аләмниң яритилиши 17:11-13 HZUTCYR
Һазирдин башлап, силәр барлиқ оғул бовақлириңларни, мәйли өйүңларда туғулған яки чәт әлликләрдин сетивалған қуллириңлар туққан болсун, уларни туғулуп сәккизинчи күни хәтнә қилишиңлар керәк. Хәтнә қилиш — аримизда түзгән келишимниң бәлгүси болуп қалсун. Һәммә әрләрниң хәтнисини қилишиңлар керәк. Силәрниң тениңлардики бәлгү — аримиздики түзгән мәңгүлүк келишимимниң бәлгүси болуп қалсун.