— Башқиларниң үстидин һөкүм қилип жүрмәңлар. Болмиса силәрму Худаниң һөкүмигә учрайсиләр. Чүнки силәр башқилар үстидин қандақ өлчәм билән һөкүм қилсаңлар, Худаму силәрниң үстүңлардин шундақ өлчәм билән һөкүм чиқириду. Силәр башқиларға қандақ өлчәм билән өлчәп бәрсәңлар, Худаму силәргә шундақ өлчәм билән өлчәп бериду.